Д у қ вәкиллири германийәдин уйғурлар үчүн б д т дики ролини җарий қилдурушни тәләп қилған
2023.05.04

Долқун әйса башчилиқидики д у қ вәкиллири германийә кишилик һоқуқ комитетиниң мәсуллириға уйғурларниң тәләплирини йәткүзгән.
2-Май күни д у қ рәиси долқун әйса, д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан вә д у қ программа йетәкчиси зумрәтай уйғур қатарлиқлар германийә ташқий ишлар министирлиқида кишилик һоқуқ комитетиниң мәсуллиридин луйисә амтсберг ханим вә униң ярдәмчиси билән көрүшүп, уйғурлар мәсилиси тоғрисида сөһбәт елип барған.
Бу хусуста зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, германийә ташқий ишлар министирлиқидики бу қетимқи сөһбәтниң муһим мәзмунлиридин бири, бу йил 6-айда чақирилидиған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 53-нөвәтлик йиғинида уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн, германийә һөкүмитидин техиму көп күч чиқиришини тәләп қилиш икән.
У сөзидә, өткән йили б д т да өткүзүлгән уйғурлар мәсилисини музакирә қилиш һәққидики қарар бериш йиғининиң 17 гә қарши 19 аваз билән әмәлгә ашмиғанлиқини, алдимиздики йиғинларда бу мәсилисини қайтидин оттуриға елип чиқиш лазимлиқини тәкитлиди. Униң қаришичә, уйғурларни қоллап аваз бәргүчи дөләтләрниң нисбитини юқири көтүрүш үчүн, германийә өз ролини җарий қилдурупла қалмай, башқа дөләтләрниму һәрикәткә кәлтүрүшкә сәпәрвәрлик қозғиши зөрүр икән.
Германийә пайтәхти берлиндин зияритимизни қобул қилған ғәюр қурбан әпәндиниң тилға елишичә, германийә һөкүмити мәйли б д т да болсун яки башқа хәлқара сәһниләрдә болсун, явропадики дөләтләр арисида уйғурлар мәсилисигә әң җиддий муамилә қиливатқан дөләтләрниң бири болуп, уйғурлар мәсилисиниң күнтәртиптә туруши үчүн давамлиқ күч чиқармақта икән.
Франсийә презденти макронниң әксичә, хитай зиярити мәзгилидә уйғурлар мәсилисини дадил тилға алған германийә ташқий ишлар министери анналина байербокға уйғурлар намидин рәһмәт ейтишму бу қетимқи зиярәтниң муһим мәзмунлиридин бири болған. Долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда, “макрон бизни қаттиқ үмидсизләндүргән иди, байербок үмид ата қилди” дегәнләрни тилға алди. Ғәюр қурбан әпәндиму байербокниң җасаритиниң апирин ейтишқа әрзийдиғанлиқини тәкитлиди.
Бу қетимқи сөһбәттә уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш мәсилисидин башқа йәнә, дуняниң һәрқайси җайлирида сәрсан болуп йүрүватқан уйғур муһаҗирлириға ярдәм қилиш мәсилисиму музакирә темиси болған. Д у қ вәкиллири германийә һөкүмитидин бу саһәдиму тиришчанлиқ көрситишни тәләп қилидиғанлиқини билдүрүшкән.
Д у қ вәкиллири баян қилғандәк, бу қетимқи сөһбәт достанә вә сәмимий өткән. Сөһбәт ахирлашқандин кейин, германийә ташқий ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ комитетиниң мәсули луйисә амтсберг ханим өзиниң твиттер һесабида мундақ язған: “д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, ташқий ишлар министирлиқида мени зиярәт қилғанлиқиңиз вә қарашлириңизни ортақлашқанлиқиңиз үчүн сизгә рәһмәт. Биз сиясий вә депломатик хизмәтлиримиздә уйғур хәлқини қоллашни давамлаштуримиз.”