Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултийи утуқлуқ ахирлашти

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.10.28
duq-qurultay-saylam-1 8-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи рәис вә муавин рәис, иҗраийә комитети рәиси вә муавин рәислири хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-өктәбир, сарайево.
RFA/Hebibulla Izchi

27-Өктәбир күни дуня уйғур қурултийи (д у қ)ниң боснийәниң пайтәхти сарайевода ечиливатқан 8-нөвәтлик қурултийида йепилиш нутқи сөзлигән турғунҗан алавудун нутқида 8-нөвәтлик қурултайға йеңидин рәис болуп сайланғандин кейин “дуня уйғур қурултийиниң шәрқий түркистанда давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн қилмақчи болған ишлири” темисида тохталди. Шуниңдәк қурултайниң йеңи бир нөвәтлик рәиси болуши сүпити билән қурултай вәкиллири, һәр қайси дөләтләрниң парламент әзалири вә шәрәп меһманлириға өзи вә йеңи рәһбәрлик һәйитиниң вәдисини оттуриға қойди. Турғунҗан алавудун бу тоғрисида нуқтилиқ қилип “бизниң ахирқи нишанимиз уйғур хәлқиниң әркинлики вә өз тәқдирини өзи бәлгиләйдиған һөр вә демократик һоқуқини, шундақла шәрқий түркистанниң һөрийитини қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қилиш” дәп көрсәтти һәмдә қурултай низамнамисигә қошулидиған бәзи маддилар һәққидиму чүшәнчә бәрди.

Дуня уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудун вә бу нөвәтлик қурултайниң һәрқайси комитет мәсуллири хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-өктәбир, сарайево.
Дуня уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудун вә бу нөвәтлик қурултайниң һәрқайси комитет мәсуллири хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-өктәбир, сарайево.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилған турғунҗан алавудун бу қетимқи қурултайда елип баридиған ислаһат вә қурултай низамнамисигә киргүзүлгән бәзи түзитишләр һәққидә мәлумат бәрди.

Қурултайниң бүгүнки күнтәртипидә йеңи бир нөвәтлик қурултай рәһбәрлик қатлими өз комитетлиридики гуруппиларни йеңидин қуруп чиққан иди. японийәдин бу нөвәттики қурултайниң баш тәптишликигә сайланған абдукерим абдурахман зияритимиз җәрянида өзиниң бу қетимқи қурултайға тәптиш болуп сайланғанлиқиниң бир шәрәп вә зор мәсулийәткә игә бир вәзипә икәнликини билдүрди.

8-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи вәкиллири, ахбаратчилар вә меһманлар хатирә сүрәткә чүшти. 2024-Йили 27-өктәбир, сарайево.
8-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи вәкиллири, ахбаратчилар вә меһманлар хатирә сүрәткә чүшти. 2024-Йили 27-өктәбир, сарайево.
RFA/Hebibulla Izchi

Канададин кәлгән кәвсәр камил 7-нөвәтлик қурултайда кишилик һоқуқ комитетиниң мудири болуп сайланғандин буян өзиниң яшлиқиға қаримай уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши бәзи үнүмлүк хизмәтләрни вуҗудқа чиқарған иди. Нәтиҗидә бу қетимму охшаш вәзипигә тәкрар сайлинип, дуня уйғур қурултийиниң әң яш рәһбәрлиридин бири болуп қалди. Бу мунасивәт билән нәқ мәйданда 8-нөвәтлик қурултайниң һәр қайси комитетлириға сайланған йеңи бир нөвәтлик рәһбәрлик қатлимини айрим-айрим зиярәт қилдуқ, улар өзлириниң бу комитетларға рәис вә мудир болуп сайланғанлиқиниң һаяҗини вә мәсулийитини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Дуня уйғур қурултийиниң йетиливатқан яш дипломати, актип паалийәтчи зумрәтай әркин ана тилини пишшиқ билгәндин башқа бирнәччә чәтәл тилидинму яхши хәвәрдар болуп, һазирғичә дуня д у қ хәлқара мунасивәтләр директори, қурултай аяллар комитети мудири қатарлиқ муһим вәзипиләрни өтәп кәлгән. Бу җәрянда бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа көплигән хәлқара сәһниләрдә уйғур хәлқи вә қурултайға мунасивәтлик хизмәтләрни утуқлуқ бир яқлиқ қилип келиватқанлиқи мәлум. У бу қетим қурултайниң муавин рәисликигә сайланғандин кейин өзиниң бу һәқтики һаяҗанлири вә бундин кейин қилмақчи болған ишлири һәққидики көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлишип өтти.

Қирғизистан уйғурлири 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиға 1970-йили сизилған рәссам сабит камал оғли бабаҗанниң әхмәтҗан қасими май бояқ рәсимини тәқдим қилди. 2024-Йили 27-өктәбир, сарайево.
Қирғизистан уйғурлири 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиға 1970-йили сизилған рәссам сабит камал оғли бабаҗанниң әхмәтҗан қасими май бояқ рәсимини тәқдим қилди. 2024-Йили 27-өктәбир, сарайево.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу қетимқи қурултай 27-өктәбир күни кәчтә 22 дөләттин кәлгән вәкилләр, шәрәп меһманлири, чәт әлләрниң парламент әзалири, америка вә явропа дөләтлириниң көзәткүчилири вә һәрқайси ахбарат васитилириниң қатнишишида утуқлуқ ахирлашти. Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән вәкилләр вә шәрәп меһманлири йеңи бир нөвәтлик рәһбәрлик қатлимини тәбрикләшти. Шуниң билән биргә д у қ вә уйғур хәлқи үчүн йеңи бир нөвәтлик рәһбәрлик қатлимидин күтидиған үмид-арзулири вә әң яхши тиләклирини билдүрүшти.

Қирғизистан уйғурлири бу қетимқи қурултайға елип кәлгән совға қатарида қирғизистандики атақлиқ рәссам сабит камал оғли бабаҗанниң “иккинчи нөвәтлик шәрқий түркистан җумһурийити” ниң рәһбири әхмәтҗан қасиминиң май бояқ рәсимни тәқдим қилди, шуниңдәк йеңи рәис турғунҗан алавудунға қирғизистан уйғурлири намидин доппа кийдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.