Д у қ тәйвәндә чақирилған хәлқара йиғинда хитайниң чегра һалқиған бастурушини оттуриға қойди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.02.25
teibei-teywen-1024 Солдин оңға дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси зумрәтай әркин, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас, дуня уйғур қурултийи фондиниң рәиси, қурултай берлин ишханиси директори ғәюр қурбан, японийә уйғур җәмийитиниң башқуруш һәйәт әзаси савутҗан мәмәт тәйвәнниң пайтәхти тәйбей шәһиридә чақирилған “Rights con25 Taipei” йиғинида. 2025-Йили 24-феврал, тәйбей
RFA/Erkin Tarim

24-Февралда тәйвән ташқи ишлар министирлиқиниң саһибханилиқида тәйвәнниң пайтәхти тәйбей шәһиридә чақирилған “Rights con25 Taipei” йиғиниға тәклип билән қатнашқан, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси зумрәтай әркин, сабиқ рәиси долқун әйса, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас, америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис вә башқилардин тәркиб тапқан һәйәт йиғинда уйғур мәсилисиниң нөвәттики тәрәққияти вә хитайниң чегра һалқиған бастурушини оттуриға қойған.

Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, “Rights con25 Taipei” йиғиниға дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири, ширкәтләрниң мәсуллиридин болуп 3500 әтрапида киши қатнишиватқан болуп, йиғинда рәқәмлик технологийәниң кишилик һоқуқини яхшилаштики роли, бу технологийә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишта қандақ қоллиниливатиду? дегәндәк темилар музакирә қилинған. Дуня уйғур қурултийи йиғинниң иккинчи күни йәни 25-феврал күни уйғурлар тоғрисида икки мәйдан йиғин уюштуруп, уйғурларниң еғир вәзийити, уйғур қирғинчилиқи вә чегра һалқиған бастуруш мәсилисини оттуриға қойған. Булардин сирт тәйвән парламентидики уйғур достлуқ гурупписи билән йиғин ачқан вә ахбарат органлириниң зияритини қобул қилған.

Бу һәқтә телефон зияритимизни қобул қилған зумрәтай әркин тәпсилий мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “йиғинида дуня уйғур қурултийи мәхсус бир йиғин уюштурди. У, болсиму хитайниң уйғурларға қаратқан чегра һалқиған бастуруш сиясити тоғрисида болди. Рошән аббас ханим, дуня уйғур қурултийиниң берлинда турушлуқ ишханисиниң мудири ғәйюр қурбан әпәнди вә чәт әллик бир мутәхәссис доклат бәрди. Бир саәт давамлашқан йиғинда хитайниң охшимиған шәкилләрдә, охшимиған технологийәни ишлитип вәтәндики уйғурларға бесим ишлитипла қалмастин чәт әлдики уйғурларни шәрқий түркистан дәвасидин йирақлаштурушқа тиришиватқанлиқи оттуриға қоюлди.”

Тәйвәнниң пайтәхти тәйбей шәһиридә чақирилған “Rights con25 Taipei” йиғинида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси зумрәтай әркин (солдин биринчи киши) сөзләватиду. 2025-Йили 24-феврал, тәйбей
Тәйвәнниң пайтәхти тәйбей шәһиридә чақирилған “Rights con25 Taipei” йиғинида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси зумрәтай әркин (солдин биринчи киши) сөзләватиду. 2025-Йили 24-феврал, тәйбей
RFA/Erkin Tarim

Зумрәтай әркинниң билдүрүшичә, мәзкур йиғинда йәнә һәр қайси дөләт парламентлири вә һөкүмәтлириниң, аммиви тәшкилатларниң вә иҗтимаий таратқу ширкәтлириниң хитайниң бу қилмишлириға қарши немиләрни қилиши керәкликиму музакирә темиси болған.

Долқун әйса әпәнди дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири тәйвәндә йиғинға қатнишиш җәрянида тәйвән парламентидики ташқи ишлар комитетиниң мәсули ваң әпәнди, бәзи парламент әзалири билән учрашқанлиқини, тәйвән парламентидики уйғур достлуқ гурупписи билән мәхсус учришиш елип берип, уларға уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәндин сирт, бундин кейин тәйвәндә вә дуняниң һәр қайси җайлирида елип берилидиған паалийәтләр тоғрисида пиланлар түзгәнликини илгири сүрди.

Абдулһаким идрис әпәнди “Rights con25 Taipei” намлиқ йиғинниң 24-феврал күнидин 28-феврал күнигичә ечилидиғанлиқини, алдимиздики икки күн җәрянидиму уйғур қирғинчилиқиниң оттуриға қоюлидиғанлиқини деди.

Бу йиғиндин бурун 20-февралдин 21-февралғичә тәйвән ташқи ишлар министирлиқиниң саһибханилиқида тәйвәнниң пайтәхти тәйбей шәһиридә чақирилған “халифакис хәлқара бихәтәрлик мунбири” гә тәклип билән қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт уйғур мәсилисиниң нөвәттики тәрәққияти һәққидә тәйвән пирезиденти ләй чиңде, сабиқ пирезиденти сәй йиңвен, бәзи дөләтләрниң рәһбәрлири, һәр саһәдики мутәхәссисләр, дипломатлар вә натоға әза дөләтләрниң вәкиллири билән учришип мәлумат бәргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.