Доған бекин: “түркийә парламентида шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш комитети қурулуши шәрт”
2024.10.11
9-Өктәбир күни дуня уйғур қурултийиниң мувәққәт рәиси доктор әркин әкрәм, дуня уйғур қурултийи баянатчиси зумрәтай әркин қатарлиқ 5 кишидин тәркиб тапқан һәйәт түркийә парламентида изчил һалда уйғур мәсилиси оттуриға қоюп келиватқан “йәнидин рәфаһ” (йеңи рәфаһ) партийәсиниң парламент әзаси доған бекин, “саадәт” вә “келәчәк” партийәсиниң парламенттики мәсули сәлҗуқ өздағ әпәнди, “ийи” партийәсиниң түркий милләтләргә мәсул муавин рәиси, парламент әзаси аййүҗә түркәш қатарлиқлар билән айрим-айрим көрүшүп, уйғурларниң еғир вәзийити вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисида тәйярлиған доклатларни сунди. Ахирида бәзи конкрет тәләпләрни оттуриға қойди. Шундақла уларниң уйғур дәвасиға қошқан төһписигә рәһмәт ейтип совғат тәқдим қилди. Учришишта доған бекин әпәнди түркийә парламентида шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш комитети қурулушиниң шәрт икәнликини тәкитлиди.
Учришиш ахирида соалимизға җаваб бәргән доған бекин әпәнди мундақ деди: “дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири мән билән көрүшкили келипту. Улар 2 күндин буян түркийә парламентидики һәр қайси сиясий партийә рәһбәрлири билән учришип, шәрқий түркистанниң еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди. Бизниң шәрқий түркистан дәваси үчүн қилмақчи болғанлиримизға йол көрситидиған муһим мәлуматларни бәрди.”
Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан зулум вә бесимлириниң америка һөкүмити, канада вә бәзи явропа дөләтлири парламенти тәрипидин бирдәк “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилиши; шундақла хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң хәлқарада көплигән дөләтләр тәрипидин қаттиқ әйиблиниши билән “йеңи рәфаһ” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси доған бекин әпәнди түркийә парламентида көп қетим мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, түркийә һөкүмитини хитайниң уйғур диярида инсанийәткә қарши өткүзүватқан җинайәтлирини дәрһал тохтитиш үчүн һәрикәткә келишкә чақирғаниди. У, өзиниң түрк вә ислам дөләтлиригә уйғур мәсилисини аңлитиш үчүн қолидин кәлгәнни қиливатқанлиқини, бу ишни буниңдин кейинму қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “биз уйғур қериндашлиримиз бешидин өткүзүватқан еғир вәзийәтни билимиз. Мән ташқи сиясәткә мәсул болғачқа уйғур мәсилисини көзитип келиватимән, бу мәсилидә түркийә башчилиқида, шәрқий түркистан мәсилисини балдуррақ һәл қилиш үчүн түркий җумһурийәтлири вә мусулман дөләтлири билән сөзлишип, бу дөләтләр билән бирликтә, хитай рәһбәрлири билән сөзлишиш керәк. Чүнки хитай өз мелини дунядики һәрқайси дөләтләргә мусулман дөләтлири арқилиқ сатиду. Шуңа шәрқий түркистан мәсилисидә түрк вә мусулман дөләтлири муһим рол ойниялайду. Биз уларни һәрикәткә өткүзүшкә тиришимиз. Биз ‛йеңи рәфаһ‚ партийәси бу һәқтики хизмәтләрни қоллаймиз. Буни әмәлгә ашуруш үчүн тиришчанлиқ көрситиватимиз.”
Түркийә парламентида уйғурларни қоллайдиған, уйғурларниң авази болуватқан парламент әзалириниң сани хели көпәйди. Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлириму конкрет бәзи тәләпләрни оттуриға қойди. Бу тоғрилиқ немә қилмақчи? дегән соалимизға доған бекин әпәнди мундақ җаваб бәрди: “бу мәсилидә, түркийә парламентида шәрқий түркистанниң еғир вәзийити тоғрисида тәкшүрүш елип баридиған бир комитет қурулуши керәк. Бурун шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлидиған парламент әзалиридин бири болған сәлчуқ өздағ бу тоғрилиқ тәклип лайиһәси сунған, лекин һакимийәт бешидики партийәниң парламент әзалири қарши аваз берип, рәт қилинғаниди. Әмди һәр қайси сиясий партийәләрниң парламент әзалиридин тәркиб тапқан бир комитет қурулса, буниңға әза парламент әзалиридин тәркиб тапқан бир өмәк шәрқий түркистанға берип тәкшүрүш елип берип доклат тәйярлап һөкүмәткә сунса, һөкүмәт бу доклатқа асаслинип туруп бу мәсилә тоғрилиқ хитай һөкүмити билән сөһбәт елип барса яхши болиду дәп ойлаймиз. Биз буни әмәлгә ашуруш үчүн қолимиздин кәлгәнни қиливатимиз.”
Дуня уйғур қурултийи һәйити, 8-9-өктәбир күнлири түркийә парламентида бир қатар учришишларни елип барғандин сирт, әнқәрәдики ахбарат органлиридин “тамға түрк” вә аваз истратегийә тәтқиқат мәркизини зиярәт қилип, улар билән сөһбәт йиғини өткүзди. Учришишларға қатнашқан дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
Д у қ хитай ишлири комитети мудири адил абдукерим әпәнди бу қетимқи зиярәткә иштирак қилғанларниң бири. У, 8-9-10-өктәбир күнлири әнқәрәгә елип барған зиярәтниң утуқлуқ болғанлиқини, түркийәдики өктичи партийәләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқини түркийәдә вә хәлқара сорунларда, болупму түрк вә ислам дунясида оттуриға қоюш һәққидә вәдә бәргәнликини оттуриға қойди.
Д у қ вә башқа уйғур аммиви тәшкилатлири2019-йилдин башлапла малайшия вә һиндонезийәни көп қетим зиярәт қилип, у дөләттики парламент әзалирини, мутәхәссисләрни мусулман җамаитини уйғурларни қоллашқа майил қилиш, б д т, ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ хәлқара сорунларда у дөләтләрниң қоллишини қолға кәлтүрүшкә тиришқан һәм мәлум утуқларни қолға кәлтүргәниди.