Хәлқара қанун адвокатлири уйғур тәшкилатлириға вакалитән хитайниң җинайити үстидин аргентина сотиға әрз сунған
2022.08.17
8-Айниң 17-күни, әнгилийә хәлқара қанун адвокати майкол полак (Michael Polak), аргентеналиқ адвокатлардин гәбриел кавалло (Gabriel Cavallo) , хуан нето Juan Nieto)) қатарлиқлар дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиға вакалитән, аргентина җинайи ишлар сотиға хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайити үстидин әрз сунған.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат вә хәлқара қанун адвокати майкол полак қатарлиқлар бу мунасивәт билән аргентина пайтәхти буенос-айресқа йетип берип, бир нәччә күн тәйярлиқ хизмәтлирини ишлигән вә 17-авғуст күни аргентена җинайи ишлар сотиға берип, хитай үстидин сунған әрзни йәткүзгән.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң билдүрүшичә, хитайниң җинайити нурғун мутәхәссисләр, лагер шаһидлири вә уйғур соти арқилиқ дәлилләнгән болсиму, җинайәтниң мәвҗут болуши айрим мәсилә, униңдин һесаб сораш айрим мәсилә икән. У бу қетим аргентина сотиға әрз сунушиниң арқа көрүнүшини баян қилип, хәлқара қанун органлири арқилиқ хитайни сотқа тартиш мумкин болмиған тәқдирдә, аргентина соти арқилиқ җавабкарлиққа тартишниң мумкин болидиғанлиқини баян қилди.
Бу әрзнамидә хитайниң уйғур вә башқа түркий хәлқләргә елип бериватқан хәлқаралиқ җинайити һәмдә бу җинайәтниң әң чоң җавабкарлири көрситилгән. Аргентина җинайи ишлар сотиниң ирқий қирғинчилиқ җинайити, инсанийәткә қарши җинайәт вә дуняниң һәр қандақ йеридики адәм қийнаш җинайәтлиридин һесаб сораш һоқуқи бар икән.
Бу әрзниң сунулуши дәсләпки муһим қәдәм болуп, әгәр сотчилар дело турғузушни қарар қилса, җинайәтни тәкшүрүп тәһқиқләш басқучи башлинидикән. Дуня уйғур қурултийи билән уйғур кишилик һоқуқ қурулуши сотқа техиму күчлүк дәлилләрни сунуп, хитайниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини испатлайдикән. Сот бу дәлилләргә асасән җавабкар үстидин әрз қилип, униң үстидин тутуш буйруқи чиқиридикән вә униңға сот ачидикән. Сот әгәр уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзгән вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгән әң чоң шәхсниң делосини туруғузса, гуваһчиларни сотта испат беришкә чақиридикән.
Бу әрз уйғурларниң хитайниң җинайәт испатлирини хәлқара сотқа рәсмий сунуши, шундақла тунҗи қетим хитай зораванлириниң қәбиһ җинайәтлиридин һесаб сораш йолидики муһим қәдәм һесаблинидикән.
8-Айниң 17-күни аргентина җинайи ишлар сотиға әрз сунуш мунасивити билән елан қилинған ахбарат баянатнамисидә, хәлқара қанун адвокати майкел полак мундақ дегән: “уйғурлар үчүн ейтқанда, бу уларниң хитайниң қорқунчлуқ хәлқара җинайитидин һесаб сорайдиған, адаләт тәләп қилидиған бир тарихий пәйтидур. Ирқий қирғинчилиқ қайта йүз бәрмисун дегән шоар йилларчә тәкрарлинип кәлди. Әмма биздә, 2022-йилда миллий вә диний қирғинчилиқ йүз бериватиду, уйғурларниң кимлики вә бай мәдәнийити йоқитилишқа учраватиду”.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса мундақ дегән: “бу әрз уйғурларниң һәқ-адаләт тәләп қилиш вә җинайәтчиләрдин һесап елиш йолидики муһим бир қәдимидур. Йиллардин буян уйғурлар хәлқара қанун органлириниң һелиһәм давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқ җинайити үстидин һөкүм чиқиришини күтүп ахир үмидисзләнгәниди. Һалбуки, бу қетим аргентина җинайи ишлар сотиға сунған әрзимиз уйғурлар үчүн тарихий әһмийәтлик бир иш болғуси”.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат мундақ дегән: “бизниң бу әрзимиз қәбиһ җинайәтләрни өткүзгән зораван һакимийәтниң соал-сорақтин қечип қутулалмайдиғанлиқини көрситип бериду. Әгәр хәлқара сот мәһкимиси, хәлқара җинайи ишлар соти қатарлиқ хәлқара сот органлири хитайниң җинайәт испатлирини тәкшүрүп көрүшкә яримиса, ундақта мәлум дөләтниң сот мәһкимиси хитайниң җинайити үстидин әрз қилиду”.
Долқун әйса әпәнди бу қетим аргентина сотиға хитай үстидин әрз сунушниң әмәлий әһмийити вә символлуқ әһмийити барлиқини билдүрди.