Д у қ вәкиллири җәнвә вә варшавадики хәлқара йиғинларда уйғурлар мәсилисини тонуштурди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.09.18
dolqun-eysa-Warshowa.jpg Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “хитайда аммиви һәрикәтләрниң бастурулуши вә буниң явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болған дөләтләргә болған тәсири” мавзулуқ йиғинда. 2019-Йили 18-сентәбир, варшава, полша.
RFA/Erkin Tarim

Җәнвәдики б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 41-нөвәтлик даимий йиғини билән полшаниң пайтәхти варшавада чақирилған явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати йиғинида уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлди.

18-Сентәбир күни чүштин кейин б д т ниң җәнвәдики залида өткүзүлгән 41-нөвәтлик даимий йиғинда дуня уйғур қурултийиға вакалитән петир ирвен әпәнди сөз қилип уйғурлар дучар болуватқан еғир вәзийәтни аңлатқан. У нутқида хитайниң уйғурларни лагерларға солиғанлиқи қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “мән бүгүн б д т ниң 41-нөвәтлик кишилик һоқуқ даимий йиғинида сөзлидим. Бу йәрдә көп санда уйғурниң лагерға соланғанлиқини, лекин хитай һөкүмитиниң болса биз буларни тәрбийәләватимиз дәп ялған сөзләватқанлиқини, уйғурларға еғир бесим ишлитиватқанлиқини аңлаттим”.

Петәр ирвин әпәнди 18-сентәбир күни булардин сирт хитайға тәсир көрситәләйдиған чоң дөләтләрниң б д т дики вәкиллири билән көрүшкәнликини баян қилип мундақ деди: “бүгүн б д т дики хитайға гәп қилалайдиған фирансийә, австралийә вә шиветсийәгә охшаш дөләтләрниң б д т дики хадимлири билән учраштим. Учришишта хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини аңлаттим. Булардин башқа хитайдин кәлгән сахта инсан һәқлири тәшкилатлириниң шинҗаңда инсан һәқлири дәпсәндичилики йоқ дәп аңлитиватқан йиғинларға иштирак қилип, хитайлардин соал соридим”.

Бүгүн 18-сентәбир күни д у қ рәиси долқун әйса әпәнди явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң полшаниң пайтәхти варшавада чақирған “хитайда аммиви һәрикәтләрниң бастурулуши вә буниң явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болған дөләтләргә болған тәсири” мавзулуқ йиғинға иштирак қилған. У, бу һәқтә мәлумат бәрди.

Явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати 1970-йили қурулған болуп, совет иттипақи парчиланғандин кейин қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистанға охшаш түркий җумһурийәтләрму әза болған. Варшавада чақирилған “хитайда аммиви һәрикәтләрниң бастурулуши вә буниң явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болған дөләтләргә болған тәсири” мавзулуқ йиғинда сөзлигән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди нуқтилиқ һалда хитайниң уйғур диярида қурған җаза лагерлириға соланған қазақ вә қирғизлар тоғрисида тохталғандин сирт хитайниң һазир йүргүзүватқан бесим сияситиниң оттура асия түркий җумһурийәтлиригә болған тәсири тоғрисидиму тохталған.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди йиғин әснасида америка қошма штатлири муавин ташқи ишлар министири рогәр карстенс вә бәзи дөләтләрниң дипломатлири биләнму учрашқанлиқини тилға алди.

Д у қ рәһбәрлириниң б д т дики паалийәтлири бир һәптә давам қилидиған болуп, бу бир һәптә җәрянида улар көплигән дөләтләрниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики әлчилири билән көрүшидикән һәмдә тибәт вә демократик хитайлар билән бирликтә б д т да түрлүк мәзмунларда йиғинларға қатнишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.