Д у қ мәркизи залида 8-қурултайниң вәкилләр сайлими өткүзүлди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.07.29
duq-wekiller-yighini-1 Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултайниң германийәдики вәкиллирини сайлаш паалийитидә д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди сөзлимәктә. 2024-Йили 28-июл, мюнхен.
RFA/Ekrem

28-Июл күни германийәниң мюнхен шәһиридики д у қ ниң хизмәт бинасида 8-нөвәтлик қурултайниң германийәдики вәкиллирини сайлаш паалийити өткүзүлди. Сайламға мюнхен шәһиридики уйғур җамаитидин йүзгә йеқин киши қатнашти. Бу күн “28-июл йәркән қирғинчилиқи” ниң 10 йиллиқ хатирә күни болғач, паалийәт алди билән шеһитләрниң роһиға дуа-тилавәт қилиш билән башланди.

Тунҗи болуп нутуқ сөзлигән д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бундин 10 йил муқәддәм йәркәндә йүз бәргән қәтлиамда хитай һакимийити 90 дин артуқ адәмниң өлгәнликини илгири сүргән. Әмәлийәттә 3 миңдин 5 миңғичә болған уйғур қирғин қилинған. Бу 2009-йили 5-июл йүз бәргән үрүмчи қирғинчилиқидин кейинки йәнә бир зор қирғинчилиқ һесаблинидикән.

Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултайниң германийәдики вәкиллирини сайлаш паалийитидә д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди сөзлимәктә. 2024-Йили 28-июл, мюнхен.
Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултайниң германийәдики вәкиллирини сайлаш паалийитидә д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди сөзлимәктә. 2024-Йили 28-июл, мюнхен.
RFA/Ekrem

8-Нөвәтлик д у қ вәкилләр сайлими башлиништин илгири, 5 кишилик сайлам назарәт гурупписи сайлап чиқилди. Андин мюнхен шәһиридин өзини вәкиллик намзатлиқиға көрсәткүчиләр бир бирләп сәһнигә чиқип, өзиниң кәчмишлири, паалийәтлири вә бундин кейин вәтән-милләт йолида қилмақчи болған хизмәтлири һәққидә ирадилирини ипадә қилип өтти.

8-Нөвәтлик д у қ вәкиллири үчүн германийәгә берилгән сан 17 болуп, германийәниң башқа шәһәрлиридики бир қисим уйғурлар сайламға тор арқилиқ қатнашти. Уйғур җамаити өзини вәкилликкә тизимлатқан 35 кишидин 17 кишини демократик усулда сайлап чиқти.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу сайлам мунасивити билән зияритимизни қобул қилғанда, хитайниң уйғурларни дуняға қалақ, радикал көрситип келиватқанлиқини әскәртип, муһаҗирәттики дөләт қуруш истикидә болуватқан уйғурларниң тәшкилат рәһбәрлирини демократик усулда сайлап чиқип, хәлқараға өзлириниң нәқәдәр мәдәний бир милләт болғанлиқини намаян қилишиниң толиму зөрүрлүкини тәкитлиди. У сөзидә йәнә, уйғурларниң дөләт башқуралайдиғанлиқини, өз өзини идарә қилалайдиғанлиқини, өзиниң келәчәктики дөләт рәһбәрлирини демократик сайлам арқилиқ бәрпа қилалайдиғанлиқи һазирдин башлап дуняға билдүрүшниң муһимлиқини баян қилди.

Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултайниң германийәдики вәкиллирини сайлаш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 28-июл, мюнхен.
Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултайниң германийәдики вәкиллирини сайлаш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 28-июл, мюнхен.
RFA/Ekrem

Бу қетимқи сайламға риясәтчилик қилған турғунҗан алавудин әпәндиниң билдүрүшичә, бирқанчә күндин буян уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан 11 дөләттә рәсмий сайлам елип берилған. Йәнә 13 дөләттә, д у қ вәкиллирини шу йәрдики хәлқләр вә тәшкилатлар бәлгиләп бәргән. 8-Нөвәтлик қурултай үчүн җәмий 157 нәпәр рәсмий вәкил сайланған.

5 Кишилик сайлам назарәт гурупписиниң әзаси аблимит турсун әпәндиниң баян қилишичә, мюнхенда өткүзүлгән бу қетимқи сайлам адил вә хатасиз өткүзүлгән. Сайламда вәтән-милләт үчүн бәҗанидил хизмәт қилиш җасаритигә игә болған яшларни сайлашқа көпрәк әһмийәт берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.