Д у қ вәкиллири волкисвагенниң қурултийида уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини оттуриға қойди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.05.10
volkswagen-majburiy-emgek-namaysh-1.jpg Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбанниң башчилиқидики уйғурлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әзалири волкисвагенниң қурултийи ечиливатқан йиғин зали әтрапида намайиш өткүзди. 2023-Йили 10-май, берлин, германийә.
RFA/Ekrem

Д у қ вәкиллири берлинда өткүзүлгән волкисвагенниң омумий қурултийида уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини оттуриға қоюп тәсир қозғиди.

10-Май күни йиллардин буян “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ” дәп әйиблиниватқан һәмдә үрүмчидә тармақ завути болған германийәдики волкисваген гуруһиниң йиллиқ омумий қурултийи германийә пайтәхти берлинда өткүзүлгән. Йиғинға д у қ вәкиллириму қатнишип, уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини оттуриға қойған. Әмма бу қурултайдин бир күн бурун, йәни 9-май күни германийә ахбарат васитилиридә волкисвагенниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған алақисигә даир көплигән мақалиләр елан қилинип, волкисвагенға қарита күчлүк тәнқидләр қанат яйған иди.

9-Май “әйнәк” журнилида елан қилинған “пайчеклар волкисвагенниң уйғур дияридики содисини тәкшүрүшни тәләп қилди”, “таблә-медия” қанилида елан қилинған “уйғурлар мәсилиси сәвәблик волкисваген қурултийиниң һаваси бузулди”, “малийә” қанилида елан қилинған “волкисвагенниң уйғур районидики тиҗаритини тәкшүрүш тәләп қилинмақта” қатарлиқ мақалиләрдә, волкисвагенниң бу қетимқи омумий қурултийиға д у қ вәкиллириниңму қатнишип, хитай зулуми астида яшаватқан уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниш мәсилисини вә волкисвагенниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилиш мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини алдин елан қилған иди.

“ахбарат көзники” қанилида 9-май елан қилинған “тәшкилатлар уйғур ирқий қирғинчилиқидин нәпкә еришишкә қарши тәдбир қоллинишни тәләп қилди” намлиқ бирләшмә ахбаратта мундақ җүмлиләргә орун бәргән: “д у қ, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, пайчеклар ғоллуқ гуруһи волкисваген ширкитиниң мәсуллиридин тәдбир қоллинип, уйғур ирқий қирғинчилиқидин мәнпәәткә еришишкә хатимә беришни тәләп қилди. Волкисваген уйғур районидики завутини давамлиқ сақлап қалмақта. У йәрдики апәт характерлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит йетәрлик мәлумат бар. Милйонлиған уйғурлар вә башқа аз санлиқ түркий милләтләр җаза лагерлириға қамилип, меңә ююш, тән җазаси вә җинсий таҗавузчилиққа учримақта. Барғансери көп завутлар мана мушу җаза лагерлири әтрапиға қурулуп, тутқунлар төвән иш һәққи билән мәҗбурий әмгәккә селинмақта. Шеффилд һаллам университетиниң доклатиға асасланғанда, волкисвагенниң хитай һакимийитиниң әмгәк күчлирини йөткәш программисиға қатнашқанлиқи мәлум.”

Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбанниң башчилиқидики уйғурлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әзалири волкисвагенниң қурултийи ечиливатқан йиғин зали әтрапида намайиш өткүзди. 2023-Йили 10-май, берлин, германийә.

Волкисвагенниң қурултийиға қатнишип, уйғурлар мәсилисини оттуриға қойған д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди йиғиндин кейин зияритимизни қобул қилди. Өзиниң бу йиғинда еришкән 10 минутлуқ сөз қилиш пурситидин пайдилинип, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә у пәйда қилған яман ақивәтләр тоғрисида мәлумат берип өткәнликини тилға алди. У сөзидә йәнә волкисваген ширкитиниң уйғур қул әмгикигә четилиш мәсилисини оттуриға қоюп, йиғин әһлиниң күчлүк диққитини тартқан.

Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул хадими һанно шедлер йиғинда волкисваген ширкитигә қарита икки түрлүк тәләпни оттуриға қойған. У мундақ дәйду: “биз шәрқий түркистандики уйғур ирқий қирғинчилиқидин мәнпәәткә еришиватқан волкисваген ширкитигә қарита биринчидин, үрүмчидики завутини дәрһал тақашни тәләп қилдуқ. Иккинчидин, волкисваген ширкитидин тәминләш зәнҗиридә һәрқандақ шәкилдики уйғур мәҗбурий әмгикидин узақ турушни, уни үзүл-кесил йоқитишни тәләп қилдуқ. Волкисваген ширкити шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқан мушундақ бир вәзийәттә түрлүк қаршилиқларға пәрва қилмай, өзлириниң әхлақий низамлириға хилап һалда үрүмчидики завутини тақашни рәт қилип кәлмәктә. Гәрчә хитайдики волкисваген ширкәтлири уйғурларни биваситә қул ишчи орнида ишләтмисиму, әмма у ишлитиватқан машина үскүнилиригә уйғур мәҗбурий әмгикиниң қан-тәри сиңгән. Шеффилд һаллам университетиниң доклатиға асасланғанда, хитай һакимийити уйғур мәҗбурий әмгикини өзиниң дөләт сияситигә айландурған. Хитай һакимийити ичкири өлкилиридики нурғунлиған зәһәрлик еғир санаәт завутлирини шәрқий түркистанға йөткәп келип, уйғур тутқунлирини һечқандақ бихәтәрлик, саламәтлик тәдбири болмиған әһвал астида қул ишчи қилип ишләтмәктә. Бу завутларда ишләпчиқирилған машина запчаслиридин волкисвагенға охшаш ширкәтләр пайдиланмақта. Буниңға чоқум хатимә бериш керәк.”

Волкисвагенниң бу қетимқи қурултийи анчә тенич өтмигән. Йиғин җәрянида, бирқисим муһит қоғдиғучилар бихәтәрлик хадимлириниң тосушлириға қаримай йиғин залиға бөсүп кирип, көп қетим паракәндичилик туғдурған. N D R Телевизийә қанилиниң хәвиригә қариғанда, порше аптомобил ширкитиниң мупәттиши һанс дитер пөч сөз қиливатқанда, улардин бири һансқа қаритип торт атқан. Йәнә башқа паалийәтчиләр “уйғурларға әркинлик!”, “уйғур мәҗбурий әмгикини тохтат!” дәп шуарлар товлашқан. Бихәтәрлик хадимлири уларни йиғин залидин мәҗбурий йирақлаштурған.

Волкисвагенниң қурултийи давамлишиватқан шу саәтләрдә, мюнхендин кәлгән вә берлинда яшаватқан бир бөлүк уйғурлар һәмдә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әзалири йиғин зали әтрапида намайиш өткүзүп “волкисваген шәрқий түркистандин чиқип кәтсун!”, “уйғур мәҗбурий әмгики тохтитилсун!” дегәндәк шуарларни товлап, өзлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә вә волкисваген ширкитигә болған наразилиқлирини намаян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.