Д у қ һәйити явропа парламентида муһим учришишларда болди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.09.25
duq-Yawropa-Parlament-Ziyariti-Maria-Noichle.jpeg Д у қ һәйити явропа парламент әзаси мариа ноичлә ханим (солдин 2-) билән биргә. 2019-Йили сентәбир. Бирюссел, белгийә.
RFA/Erkin Tarim

Бирләшкән дөләтлири тәшкилатида вә америка қошма штатлирида йиғивелиш лагерлири мәсилиси юқири дәриҗидә күнтәртипкә келиватқан бүгүнки күндә дуқ явропа парламентида бир йүрүш учришишларни елип барди.

2017-Йили 10-айда явропа парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” тәсис қилинған иди. Мәзкур гуруппиниң 19 әзаси бар болуп, 2019-йили өткүзүлгән явропа парламенти сайлимида буларниң көпи сайлиналмиған иди. Дуқ бу достлуқ гурупписини қайта җанландуруш, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини парламент әзалириға аңлитиш, илһам тохти, ташполат тейип вә халмурат ғопур қатарлиқ зиялийларниң мәсилисини уларға аңлитип чарә издәш мәқсити билән явропа парламентида бир йүрүш муһим учришишларни елип барған. 

Мәзкур һәйәт 23-сентәбир күнидин 25-сентәбир күнигичә көп санда парламент әзаси билән айрим айрим учрашқан. Дуқ рәиси долқун әйса әпәнди бу қетим зияритиниң әң муһим күнтәртипиниң явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ни қайта күчләндүрүш икәнликини баян қилди. 

Явропа парламенти 9-айниң бешида йеңи хизмәт йилини башлиған. Долқун әйса әпәнди йеңи сайлинип кәлгән явропа парламенти әзалириға уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәндин сирт бундин кейин явропа парламентида елип берилидиған паалийәтләр тоғрисида музакирә елип барғанлиқини деди. 

Қиммәтлик радио аңлиғучилар, һазир явропа парламентида 2019-йиллиқ “сахароф мукапати” ға намзат көрситиш елип бериливатқан болуп, бу қетим илһам тохтини намзат көрситиш мәқсити билән “илһам тохтини қоллаш гурупписи”, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә дуня уйғур қурултийи бирликтә явропа парламентиға тәләплирини йәткүзгән. Долқун әйса әпәнди бу һәқтиму мәлумат бәрди. 

Дуқ рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт явропа парламентида елип барған учришишлирида ташполат тейип билән халмурат ғопур мәсилисиниму оттуриға қойған. 

Дуқ рәиси долқун әйса әпәнди 3 күн елип барған учришиш нәтиҗисидә көп санда парламент әзасиниң уйғур мәсилисини қизип аңлиғанлиқи вә көңүл бөлидиғанлиқини билдүргәнликини, буниңдин кейин “уйғур достлуқ гурупписи” ниң техиму күчийидиғанлиқиға қарита ишәнч туғулғанлиқини баян қилди.
явропа парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” ниң тиришчанлиқи билән 2018-йили 10-айда явропа парламентида 700 нәпәр парламент әзасиниң қоллиши билән уйғур дияридики йиғивелиш лагерлири тоғрисида 10 маддидин тәркиб тапқан қарар, 2019-йили 4-айда иккинчи қарар мақулланған иди. Дуқ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.