Д у қ уйғур дәвасини 2025-йилиму хәлқара күнтәртиптә тутуп турушниң конкрет тәдбирлирини музакирә қилди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2025.01.13
duq-kespiy-yighin-02 Дуня уйғур қурултийи кәспий хадимлири. 2024-Йили, мюнхен
RFA/Ekrem

8-январдин 12-январғичә германийәниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийиниң баш мәркизидә д у қ кәспий хадимлириниң 2025-йиллиқ хизмәт пиланлирини музакирә қилиш йиғини болуп өтти. Йиғинға д у қ ниң мәркәздики хадимлири вә һәрқайси әлләрдики ишханилириниң мудирлири қатнашти.

Йиғинға риясәтчилик қилған д у қ рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу хусуста тохталғанда, алди билән бу йиғинниң әһмийәтлик болған тәрәплирини тилға елип, 2025-йили уйғур дәвасини ялғуз ғәрб демократик әллиридила әмәс, бәлки түрк вә ислам дунясидиму техиму кәң хәлқаралаштурушниң чарә-тәдбирлириниң әтраплиқ музакирә қилинғанлиқини тәкитләп өтти. У сөзидә йәнә, мәзкур йиғинда муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитиниң бир бөлүк яш избасарлирини бир ариға җәм қилиш вә уларни тәрбийәләшкә алаһидә әҗир сәрп қилиш тоғрисидиму пилан пирограммилар түзүлгәнликини әскәртти.

Дуня уйғур қурултийи кәспий хадимлири германийә ташқи ишлар министирлиқида. 2025-Йили, 13-январ, берлин
Дуня уйғур қурултийи кәспий хадимлири германийә ташқи ишлар министирлиқида. 2025-Йили, 13-январ, берлин
RFA/Ekrem

Д у қ ниң муавин рәиси зумрәтай әркинму бу йиғин тоғрисида қарашлирини ипадә қилип, 2025-йилиниң йәнә уруш малиманчилиқи билән башланғанлиқини, бу сәвәбтин уйғур дәвасини хәлқарада күнтәртиптә тутуп турушниң қейинға тохтайдиғанлиқини, буниң үчүн д у қ ниң инчикә пиланларни түзүп, техиму көп тиришчанлиқлар көрситишигә тоғра келидиғанлиқини вә бу қетимқи кәспий хадимлар йиғининиң мушу мәқсәттә чақирилғанлиқини баян қилди.

Д у қ учур ахбарат мәркизиниң мудири, д у қ ниң әрәб тилидики баянатчиси иптихар тәңриқутниң билдүрүшичә, бу қетимқи йиғинда д у қ кәспий хадимлириниң 2024-йиллиқ хизмәтлиридин хуласә чиқирилған вә 2025-йиллиқ хизмәт тәқсимати орунлаштурулған. Д у қ һәр йилиниң бешида кәспий хизмәтчиләрниң йиғинини чақирип кәлмәктә икән. У сөзидә, өзи мәсул болған д у қ учур ахбарат мәркизиниң тәшвиқатлирини көп хил тилда техиму күчлүк қанат яйдуруш тоғрисидиму пиланлар түзүлгәнликини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.