Әдирнәдә “шәрқий түркистан көргәзмиси вә йәрмәнкиси” ечилди
2024.12.26
Түркийәниң һәр қайси җайлиридики университет вә толуқ оттура мәктәпләрдә, шундақла аммиви җәмийәтләрдә уйғурларниң әһвалини тонуштуридиған йиғин, мурасим вә көргәзмә паалийәтлири давамлиқ өткүзүлмәктә.
12-Айниң 19-20-күнлири түркийәниң әдирнә шәһиридә түркийә яшлар вәхписи әдирнә шөбисиниң уюштуруши билән “шәрқий түркистан рәсим көргәзмиси вә сода сетиқ йәрмәнкиси” намлиқ паалийәт өткүзүлди.
Бу паалийәт әдирнә шәһиридики әң чоң вә қәдимий мәсчитниң алдида ечилған болуп, көргәзмидә уйғурларниң мәдәнийити, өрп-адәтлири вә тарихи тонуштурулған. Шуниң билән биргә йәнә уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан еғир вәзийәт, йиғиливелиш лагерлири вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики рәсимлик чүшәндүрүшләр көргәзмә қилинған.
Мәзкур көргәзмә қешида йәнә йәрмәнкиму ечилған болуп, униңда түркийә яшлар вәхписи әдирнә шөбисиниң әзалири вә әдирнәдики тиракийә университетидин тәшкилләнгән бир гуруппа қиз оқуғучилар тәйярлиған май бояқ рәсимләр, қолда тоқуған шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи, һәр хил тахтай-ләвһәләр шундақла йемәк-ичмәкләр сетишқа чиқирилған.
Түркийә яшлар вәхписи әдирнә шөбисиниң рәиси муһәммәд фатиһ демир әпәндиниң ейтишичә, улар уйғур дияридики зулум вә паҗиәләргә диққәт тартиш шундақла уйғур йетим балиларға мәлум миқдарда маддий ярдәмдә болуш үчүн, бу рәсим көргәзмиси вә сода-сетиқ йәрмәнкиси ачқан икән.
У зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз түркийә яшлар вәхписи әдирнә шөбиси болуш сүпитимиз билән икки күндин буян әдирнәдә көргәзмә вә сода йәрмәнкиси ечиватимиз. Бизниң вәхпимиздики пидаийлиримиз шәрқий түркистандики зулум вә паҗиәләргә җамаәтниң диққитини тартиш, шундақла бу йәрдики сода-сетиқтин кәлгән киримни шәрқий түркистанлиқ йетим балиларға ианә қилиш үчүн, бу паалийәтни уюштурди. Бу йәрмәнкидә сетиливатқан нәрсә-керәкләрниң һәммисини тиракийә университетидики оқуғучи қизлиримиз өз қоли билән тәйярлиди, биз буни әдирнә хәлқигә сетип, пулини шәрқий түркистанлиқ йетим қериндашлиримизға йәткүзүп беримиз”.
Биз бу паалийәт тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн, түркийә яшлар вәхписи әдирнә шөбисиниң мәсуллиридин тиракийә университети игилик башқуруш факултетиниң 4-синип оқуғучиси мәрйәм әсән ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Мәрйәм әсән ханим, бу паалийәтни уюштуруштики мәқсәтниң шәрқий түркистандики зулумға қарши җамаәт пикир пәйда қилиш вә авамниң диққитини тартиш икәнликини әскәртип өтти: “әдирнәдә уюштурулған шәрқий түркистан көргәзмиси вә йәрмәнкиси пәқәт бир көргәзмә вә йәрмәнкидин ибарәт болупла қалмастин, бәлки шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида авам хәлқиниң чүшәнчисини ашуруш үчүн елип берилған паалийәттур”.
Мәрйәм әсән ханим йәнә деди: “бу паалийәтни уюштуруштики мәқситимиз, шәрқий түркистанниң авази болуш, у йәрдә яшаватқан қериндашлиримиз учраватқан қийинчилиқлар, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә ирқий қирғинчилиқни хәлқ аммисиға аңлитиш үчүн иди. Йәни шәрқий түркистанниң йирақ бир җуғрапийә әмәсликини, тарихи вә мәдәнийәт мираслири билән бизләргә аит бир қиммәтлик тарихий юрт икәнликини хәлқ аммисиға хатирилитиш вә уларни өзлириниң инсанпәрвәрлик мәсулийитини ада қилишқа үндәш үчүн иди”.
Мәрйәм әсән ханим ахирида йәнә мундақ деди: “сүрийә вә пәләстиндики инсанлардин иҗтимаий таратқулар арқилиқ учур игиләп туримиз, бирақ шәрқий түркистандики қериндашлиримиздин һечқандақ учур алалмаймиз, шәрқий түркистан нәччә йиллардин буян һәм хитайниң искәнҗиси вә бесими астида үсти очуқ түрмә һалитидә туруватиду, әпсуслинарлиқ йери шуки, шәрқий түркистан дуня җамаәтчиликиниң йетәрлик қоллишиға еришәлмәйватиду. Биз шәрқий түркистанниң авази болушқа вә уларниң әһвалини хәлқ аммисиға хатирилитишқа тиришиватимиз. Бу җәһәттә биз бу паалийәтни мувәппәқийәтлик өтти дәп қараймиз”.
Мәрйәм әсән ханим ахирида уйғурлар тоғрисида өзиниң йүрәк сөзлирини ипадиләп мундақ деди: “қиммәтлик шәрқий түркистанлиқ қериндашлирим, узун йиллардин буян тартиватқан зулум вә хитайниң пәскәшлик билән йүргүзүватқан искәнҗилири силәрниң қериндишиңлар болған бизләрниң йүрикимизни бәкму ечиштурмақта. Биз силәр чекиватқан бу зулумларни җисманий җәһәттә тохтиталмисақму, әмма силәрниң авазиңлар болуш, силәрни қоллаш вә инсаний һәқ-һоқуқуңларни қоғдаш үчүн вәдә беримиз. Әдирнәдин шәрқий түркистандики күрәшчан қериндашлиримизға саламлар йоллаймиз!”