Әлфидар илтәбир ханим б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә сөз қилди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.16
elfidar-iltebir-bdt-2 Әлфидар илтәбир ханим 57-нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида “қуллуққа қарши туруш хәлқара җәмийити”, “америка уйғур бирләшмиси” вә бу икки тәшкилатни өз ичигә алған “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” гә вакалитән сөз қилди. 2024-Йили 12-сентәбир, җәнвә.
X/Anti_Slavery

57-Нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши йиғини җәнвәдә давам қилмақта. Мәзкур кеңәш 12-сентәбир күнидики йиғинида дуняниң һәрқайси җайлирида йүз бериватқан мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәққидә мустәқил кишилик һоқуқ органлириниң баянлирини аңлап чиққан болуп, йиғинда уйғурлар учраватқан мәҗбурий әмгәк мәсилисиму оттуриға қоюлған.

Америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир ханим йиғинда қуллуққа қарши туруш хәлқара җәмийити вә америка уйғур бирләшмиси һәм шундақла юқиридики икки тәшкилатниму өз ичигә алған “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” гә вакалитән сөз қилған. У өзигә берилгән бир минутлуқ сөз қилиш вақти бойичә төвәндикиләрни оттуриға қойған.

“биз алди билән б д т алаһидә доклатчисиниң хитайда дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәк мәвҗутлуқини қәйт қилғанлиқиға рәһмәт ейтимиз. Биз алаһидә доклатчиға йоллиған доклатимизда хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин буян лагер вә түрмиләрдә уйғурлар вә башқа түркий милләтләрни дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини пакитлири билән көрсәттуқ.”

Әлфидар илтәбир сөзини йәнә мундақ дәп давам қилған:

“мәҗбурий әмгәк системиси контрол қилиш вә ассимилятсийә қилиш васитиси қилип ишлитилмәктә. Шуңа буни рим низамнамисидә бәлгиләнгән қул қилиш қатарлиқ инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүш мумкинчилики нуқтисидин туруп чүшиниш керәк.”

Әлфидар ханим сөзи давамида б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң 2022-йили 8-айниң 31-күни елан қилған доклатида хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қоюватқан сиясәтлириниң “инсанийәткә қарши җинайәт тәшкил қилиши мумкинликини әскәртип өткән вә төвәндикиләрни чақириқ қилған:

“биз кишилик һоқуқ кеңишини вә кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң һәрикәткә өтүшини давамлиқ һалда тәләп қилимиз. Болупму кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи хитай һөкүмитиниң 2022-йилидики тәкшүрүш доклатида оттуриға қоюлған тәвсийәләрни йолға қойған-қоймиғанлиқи һәққидә доклат бериши керәк. Кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалири хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида қарар мақуллап, уйғур елидики инсанийәткә қарши туруш җинайити үстидин тәкшүрүш елип беришкә һоқуқлуқ бир орган қуруп чиқиши керәк.”

Әлфидар илтәбир ханим 57-нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида “қуллуққа қарши туруш хәлқара җәмийити”, “америка уйғур бирләшмиси” вә бу икки тәшкилатни өз ичигә алған “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” гә вакалитән сөз қилди. 2024-Йили 12-сентәбир, җәнвә.
Әлфидар илтәбир ханим 57-нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида “қуллуққа қарши туруш хәлқара җәмийити”, “америка уйғур бирләшмиси” вә бу икки тәшкилатни өз ичигә алған “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” гә вакалитән сөз қилди. 2024-Йили 12-сентәбир, җәнвә.
X/Anti_Slavery

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 57-нөвәтлик йиғини башлиништин бурун, йәни бу йил 4-айда қуллуққа қарши туруш хәлқара җәмийити вә америка уйғур бирләшмиси қатарлиқларниму өз ичигә алған “уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” намида б д т алаһидә доклатчисиға уйғур елидики дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәк вәзийити һәққидә мәхсус доклат тәйярлап әвәтилгән. Доклатта хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қоюватқан “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайити” һәм шундақла буни иҗра қилишниң васитиси сүпитидә йолға қоюватқан мәҗбурий әмгәккә даир тәпсилий мәлуматлар орун алған. Доклатта йәнә, б д т кишилик һоқуқ кеңиши вә һәмдә хәлқаралиқ ширкәтләргә тәклип-пикирләр берилгән.

Америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир ханим бундақ йиғинларда уйғур мәсилисиниң давамлиқ түрдә тәкитлинип турушиниң зөрүрлүкини билдүрди.

“уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериш бирләшмиси” интайин әһмийәтлик кишилик һоқуқ һәрикәтлириниң бири болуп, у қуллуққа қарши туруш хәлқара тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә пакиз кийим-кечәк һәрикити қатарлиқ 40 тин ошуқ әза тәшкилатқа игә. Униң йәнә 40 тин ошуқ дөләттики қуллуққа қарши гуруппилар, әмгәкчиләр һоқуқи тәшкилатлири, тиҗарәт уюшмилири, диний тәшкилатлар, мәбләғ салғучилар вә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири болуп 400 дин ошуқ қоллиғучи тәшкилати мәвҗут. Бу бирлик хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан мәҗбурий әмгикини аяғлаштуруш мәқситидә актиплиқ билән һәрикәт қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.