Маралбешидики сақчи хадими: “елиҗан исмаил делосиға четилғанларни һелиһәм қезип тутуватимиз”
2024.08.19
10 Миңдин артуқ муһтаҗға закат бәргәнлики үчүн 18 йиллиқ кесилгән карханичи елиҗан исмаил һәққидики ениқлашлиримиз давамида, униң билән һәмкралашқанларла әмәс, һәтта униң лексийәлирини аңлиғанлардинму бир қисминиң җазаланғанлиқи ашкариланди. Маралбешидики бир сақчи хадиминиң дейишичә, бу йил 6-айда маралбеши базиридин 8 киши әйни йилларда елиҗан исмаилниң лексийәлирини аңлиған вә көргәнлики үчүн тутқун қилинған.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң ашкарилишичә, тутқундики карханичи елиҗан исмаилниң дадиси 1980-йиллардин башлап маралбешида өй-мүлүк, бәш хил метал, гиләмчилик вә тебабәт дорилири қатарлиқ көплигән саһәләрдә тиҗарәт қилған болуп, елиҗан ләнҗуда доригәрликни оқуп кәлгәндин кейин аилисиниң тиҗаритини ширкәтләштүргән. Вә хәлқаралаштурған. У, 2008-йили үрүмчидә қурған шинҗаң садақәт био-техника ширкити пакистанниң бир қисим дорилирини импорт қилған, шундақла уйғур тебабәт дорилирини қазақистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлиригә експорт қилған.
Норвегийәдики паалийәтчи абдувәли аюпниң тонуштурушичә, елиҗан исмаил уйғур илида тез илгирилигән карханичилардин болуп, у 2009-йиллардин кейин үрүмчидики бир қисим алий мәктәпләр, ахбарат орунлири тәрипидин лексийәләргә дәвәт қилинған. У лексийәлиридә, асаслиқи карханиларни кәспийләштүрүш, көләмләштүрүш вә хәлқаралаштурушни тәвсийә қилған.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң дейишичә, елиҗан исмаил түрмигә ташланғандин кейин, у қатнашқан “шерин чүш”, “көңүлдики сөзләр” пирограммисидики “сәзгүр” сөзлири вә бу сөзләргә қарита қизиқиш ипадиси болған тамашибинлар байқилип һәм четилип, бу һәқтиму мәхсус тәкшүрүш елип берилған. Һәтта бу тәкшүрүш, һәр йили тохтимай давам қилған. Дейилишичә, , елиҗан исмаилниң лексийәсини аңлап тутулғанлар қәшқәр, ақсу, үрүмчи вә қарамай шәһәрлиридиму бар икән.
Телефонимизни қобул қилған бәзи алақидар хадимлар, елиҗан исмаил билән һәмкарлашқан вә униң лексийәсини аңлиғанларниң ақивити һәққидики соаллиримизни җавабсиз қалдурди.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкас қилишичә, дәсләпки йилларда, йәни 2017-2018 -йиллири елиҗан исмаилни лексийәгә дәвәт қилған вә униң билән һәмкарлашқанлар соралған вә тутқун қилинған болса; йеқинқи 3 йилдин буян униң лексийәсини қизиқип аңлиғанлар тутқун қилинған. Маралбеши базиридин телефонимизни қобул қилған бир сақчи хадими, елиҗан исмаилниң лексийәсини аңлиғанлардин 8 кишиниң бу йил 6 -айда тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди. Униң дейишичә, бу 8 киши елиҗан исмаилниң лексийәсини тордин чүшүрүвелип домитика(SDcard) да сақлиғанлар вә көргәнләр икән.
Абдувәли аюп, нөвәттики вәзийәттә хитай даирилириниң һәрқандақ бир лексийәдин путақ чиқиридиғанлиқини әскәртти. Униң дейишичә, елиҗан исмаил лексийәсиниң тәсир күчини ашуруш үчүн тәбиий һалда аңлиғучиларниң һессиятиға тәсир көрситидиған бир қисим сөз-җүмлиләрниму ишләткән. Абдувәли аюп униң лексийәдики мундақ бир җүмлини әсләп өтиду: “биз карханичилар ялғуз игилик тиклимәйватимиз, маһийәттә қәддимизни тикләватимиз.”
Абдувәлиниң дейишичә, елиҗан аңлиғучиларниң соаллириға җавабән, әркинлик билән иқтисадниң мунасивити һәққидиму тохтилип мундақ дегән: “әркинликни пулға сетивалғини болмайду, әмма иқтисадқа тайинип туруп, әркинликниң ишиклирини ачқили болиду.”
Нөвәттики уйғур вәзийитидә, хитайниң бу сөзләрни “террорлуқ” қиму, “бөлгүнчилик” киму һәм “диний әсәбийлик” киму бағлиялайдиғанлиқини илгири сүргән абдувәли аюп, әмәлийәттә бу сөзләрниң хитайдин башқа һәрқандақ бир дөләт, һәрқандақ җәмийәттә нормал санилидиған сөзләр икәнликини әскәртиду.
Юқирида тутқундики карханичи елиҗан исмаилниң лекисйәсини аңлиғанларниңму тутқун қилинғанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.