Уйғур нахша-музика тәтқиқатчиси әлис андерсонниң 2018-йилдики уйғур дияри зиярити (3)
2019.03.27
Әлис андерсон: “муқам юрти йәкәндә көргәнлирим”
Американиң индиана университетида музика вә фолклор тәтқиқати бойичә докторлуқ аспирантлиқида оқуватқан әлис андерсон ханим нөвәттә уйғур дияридики җаза лагерлирини тақаш һәрикитидә уйғурлар билән бир сәптә туруп қаттиқ инкас қайтуруватқан ғәрблик тәтқиқатчиларниң бири. Мәлум болушичә, әлис андерсон ханим 2012-йилдин 2016-йилғичә үрүмчидә уйғур тили вә уйғур нахша-музикилирини өгиниш һәмдә тәтқиқ қилиш билән шуғулланған. У йәнә 2012-2013-йилларда үрүмчидә өткүзүлгән “йипәк йоли садаси” намлиқ нахша мусабиқисигә қатнишип, “назакәт” дегән исим билән уйғурларға тонулған. Йеқинда радийомиз зияритини қобул қилған әлис андерсон ханим өзиниң 2018-йили 6-ай мәзгилидә уйғур диярида елип барған ахирқи қетимлиқ зиярити җәрянида көргән-билгәнлирини аңлатти.
Әлис андерсон ханимниң билдүрүшичә, хитай сақчилири униң уйғур дияри саяһитиниң 2-бекити болған йәкән зиярити үчүн аранла 3 саәт вақит бәргән. Һалбуки, кочилирида уйғурлар азлап кәткән, һәммила җайни сақчи вә қаравуллар қаплиған йәкәндә көргәнлири униң хатирисидә һелиһәм сақланмақтикән.
Әлис ханим “муқам юрти” дәп тәрипләнгән йәкәндә көргәнлирини әслимә қилип, өз тәсиратлирини баян қилди. У 2016-йили хитай һөкүмитиниң мәбләғ селиши билән қайтидин ясалған йәкән хан ордисиниң нөвәттә саяһәтчиләр үчүн чәклинип, дәрвазисиға қулуп селинғанлиқини, алтунлуқтики орда мәсчити вә чилтән мазарлиқиниң һазир чөлдәрәп қалғанлиқини, илгирики ават мәнзириләрдин әсәрму қалмиғанлиқини билдүрди. Йәкән базиридики уйғур тиҗарәтчиләрниң херидарсиз чөлдәрәп қалған дуканлири, дуканларниң ишикигә бекитилгән түрмә дәрвазисини әслитидиған саласунлуқ төмүр ишикләр, маллири сетилмиғанлиқи үчүн дуканлирида херидар сақлап олтурған тиҗарәтчиләрниң муңлуқ вә һәсрәтлик чирайлири униң қәлбини езиду. У зияритимиз җәрянида өзиниң бу тәсиратлирини аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Юқириқи аваз улинишидин мәзкур сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.