“әл җәзирә” телевизийә қанилида хитайниң рамизанни чәкләватқанлиқи муназирә қилинди

Мухбиримиз ирадә
2019.05.17
Aljazira-Roshen-Abbas-20190516.jpg “әл җәзирә” телевизийә қанилида хитайниң рамизанни чәкләватқанлиқи муназирә қилинди. 2019-Йили 16-май.
Social Media

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, рамизан ейиниң кириши билән хәлқарадики нопузлуқ ахбарат васитилириниң бири болған “әл җәзирә” телевизийә қанили 16-май күнидики “еқим” намлиқ программисида уйғурларниң вәзийитигә йәнә бир қетим орун бәрди.

“еқим” программиси риясәтчилири өзиниң уйғурлар һәққидики соаллириға җаваб тепиш үчүн программиға кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софи ричардсон вә америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилати директори рошән аббас ханимларни тәклип қилған. 

Программа риясәтчиси рошән ханимдин бир уйғур вә мусулман болуп туруп хитайда яшаш, болупму рамзан ейида хитайда яшашниң қандақ болидиғанлиқини сориди. 

Рошән ханим буниңға җаваб берип, хитайда ислам дининиң барлиқ елементлириниң қаттиқ чәклиниватқанлиқини ейтти. У сөзидә хитай һөкүмитиниң һазир рози тутуш, намаз оқуш вә һалал йемәклик йейиш, чошқа гөши йемәслики, һарақ ичмәслик дегәндәк әң асасий тәләплириниң һәммисини “радикаллиқ” дегән нам астида чәклигәнликини вә һазир бу сәвәблик алаһазәл 3 милйон әтрапида уйғурниң лагерға қамалғанлиқини ейтти. 

Рошән ханим йәнә, уйғурларниң һазир рози тутуш әмәс бәлки мәвҗутлуқини сақлап қелишиниңму зор риқабәткә учраватқанлиқини тәкитлиди. Рошән ханим сөзидә уйғурларниң һазир хитай һөкүмитиниң сақчи дөлити системиси астида, 24 саәт назарәт астида яшаватқанлиқини баян қилди. 

Хитай һөкүмитиниң уйғур, қазақ қатарлиқ мусулман милләтләргә йүргүзүватқан сиясәтлириниң көпләп ашкарилиниши нәтиҗисидә америкадики бир қисим мусулман җамаити йеқинда “хитайдин пәрһиз тутайли” намлиқ интернет һәрикити қозғиған иди. “әл җәзирә” қанили юқиридики бу һәрикәтниму тонуштурди. Улар “уйғурларни қоғдаш вә ярдәм” һәрикитиниң йетәкчилиридин америка пайтәхти вашингтондики хина зубәри ханимни зиярәт қилип “хитайдин пәрһиз тутайли” тор һәрикитини сориди. 

Хина ханим сөзидә “бизниң бу һәрикәтни башлишимиздики сәвәб, хитай һакимийити шәрқий түркистанда 3 милйон әтрапида уйғур мусулманлирини йиғивелиш лагерлириға қамиди. Хитай һөкүмити рамзан ейида мусулманларни рози тутуштин чәклиди. Шуңа бизму хитайдин пәрһиз тутимиз” деди. 

Хина ханим буниңға чүшәнчә берип, кишиләрниң хитайдин кәлгән һәрқандақ нәрсини сетивалмай вә хитайда ясалғанлиқи үчүн сетивалмиған малларни рәсимгә тартип, “хитайдин пәрһиз тутуш” хәштәги билән иҗтимаий тор бәтләргә йоллаш арқилиқ бу һәрикәткә аваз қошушқа болидиғанлиқини билдүрди. 

У йәнә, бу һәрикәтниң рамизандин кейинму һәтта қачан лагерлардики мусулманлар әркинликигә еришкүчә давам қилидиғанлиқини әскәртти. 

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софи ричардсон ханим хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан диний бесиминиң қанчилик дәриҗидә җиддийликини тәкитлиди. У сөзидә: “бу йәрдики пәқәтла уйғурларниң рози тутушини, яки балилириға дин өгитишини чәкләш мәсилиси әмәс. Бу йәрдики мәсилә хитай һөкүмити пүткүл ислам динини идеологийилик вирус, дәп атаватиду. Уни қутулушимиз зөрүр болған бир хил кесәллик, дәп изаһлаватиду” деди. 

Софи ханим сөзи давамида йәнә бир муһим мәсилини оттуриға қойди. У, дунядики мусулманларниң хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүш биләнла чәклинип қалмай, әксичә өз һөкүмәтлиригә вә органлириғиму бесим ишлитиши керәкликини тәкитлиди. У: “мәнчә дунядики мусулманлар вә әлвәттә мусулман болмиғанлар өз дөләтлиригә бесим ишлитиши болупму бу мәсилидә сүкүттә туруватқан вә һәтта хитай һөкүмитини мәдһийилигән дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға бесим қилиши керәк. Чүнки, пуқраларниң аммиви һәрикәтлири һөкүмәтләр вә органларниң позитсийәсидә өзгириш ясиялайду” деди. 

Дәрвәқә рәсмий тор бетидә өзини “мусулман дунясиниң коллектип авази” дәп тонуштуридиған ислам һәмкарлиқ тәшкилати бу йил 3-айда әбу-зәбидә ечилған “әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң 46-нөвәтлик омумий йиғини” дин кейин елан қилған қарарнамисидә; “биз хитай хәлқ җумһурийитиниң мусулман пуқралириниң һалидин яхши хәвәр елиш үчүн көрситиватқан тиришчанлиқлирини тәқдирләймиз. Шундақла, хитай хәлқ җумһурийити билән ислам һәмкарлиқ тәшкилати арисидики һәмкарлиқни давамлиқ ашурушни арзу қилимиз” дегән сөзләрни қилиш арқилиқ күчлүк наразилиқ қозғиған иди. 

Әйни чағда софи ричардсон ханим радийомизға билдүргән инкасида дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилатини “уйғурлар вә башқа мусулманларға дәһшәтлик түрдә хаинлиқ қилди” дәп әйиблигән. 

Хитай һөкүмити болса юқиридики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң илгири сүргәнлириниң әксичә, районда бундақ бир чәклиминиң йоқлуқини илгири сүрмәктә. “америка авази” радийоси хитайниң пакистанда турушлуқ муавин баш әлчиси җав лиҗйәндин сориған. Җав лиҗийән сөзидә хитайдики рамзан чәклимилири һәққидики хәвәрни “ғәрбниң тәшвиқати” дегән, бирақ у хитай һөкүмитиниң дөләт кадирлирини, партийә әзалири вә оқуғучиларни диний паалийәтләргә қатнишиштин чәкләйдиғанлиқини етирап қилған. 

Һалбуки, рошән аббас ханим “әл җәзирә” қанилидики программидики сөзидә, нөвәттә бир милйондин ошуқ хитай кадирниң уйғурларниң өйлиригә йәрләштүрүлүп, уларни 24 саәтләп назарәт қилиш вәзиписини үстигә алғанлиқи, мәктәп балилириниңму һәтта өз ата-анилириниң һәрикитини доклат қилишқа орунлаштурулуватқан бир шараитта уйғурларниң рози тутушиниң асасән мумкин болмайватқанлиқини, тутқан тәқдирдә буниң ақивитиниңму еғир болуватқанлиқини әскәртти. 

Софи ханим өзлириниң йеқинда лагердин қутулуп чиққан бир уйғур билән сөһбәт өткүзгәндә бу уйғурниң қилған бир гепиниң өзигә наһайити тәсир қилғанлиқини ейтти. Софи ханим сөзидә; “биз сөзләшкән бу киши лагерға қамалғандин кейин диний чәклимилиригә бойсунушқа мәҗбур болған. У бизгә шундақ тәсир қилидиған гәптин бирни қилди йәни у гәрчә мән у йәрдә динимниң шәртлирини ада қилалмиған болсамму бирақ қәлбимдә һәр вақит униңға садиқ болдум, деди. Мәнчә ашундақ еғир зулум астидиму өз етиқадидин ваз кәчмәй, униңға чин йүрәктин садиқ қеливатқан шу кишиләр уйғур кимликиниң қанчилик дәриҗидә күчлүк икәнликини ипадиләп бериду” деди.

Программида рошән ханим вә софи ричардсон ханимлар һәр иккиси лагерларда йүз бериватқан қорқунчлуқ реаллиқни әскәртип туруп, дуняни лагерлар мәсилисидә күчлүк позитсийә билдүрүшкә вә һәрикәткә өтүшкә чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.