Әлҗәзирәниң “башму-баш” программисида уйғур елидики лагерлар мәсилиси кәскин муназирә қилинди
2019.03.15
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, әлҗәзирә қанилиниң “башму-баш” намлиқ мәхсус программисиниң 15-март күнидики санида ши җинпиң һөкүмитиниң һакиммутләқлиқни күчәйтиши, уйғурлар мәсилиси вә хитай һөкүмити әгәр һәрбий вә иқтисадий зор күчкә айланған тәқдирдә дуняда қандақ бир рол ойнашни зиммисигә алидиғанлиқидин ибарәт 3 асасий тема бойичә муназирә орунлаштурулған.
Программа риясәтчиси мәһди һәсән программисиға бейҗиң университетиниң оқутқучиси шундақла һәм хав капитал намлиқ хусусий пайчәк ширкити қурғучиси вә хитай һөкүмитиниң ғәйрий рәсмий мәслиһәтчиси чарлес люни асаслиқ сөзлигүчи сүпитидә тәклип қилған.
Мәһди һәсән чарлес людин хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң өзигә өмүрлүк рәислик йолини ечиши, хитайниң җәнубий деңиздики зомигәр позитсийиси вә зорийиватқан һәрбий күчи һәққидә бир қатар кәскин соалларни сориғандин кейин нөвәттә дуняда диққәт қозғаватқан йәнә бир муһим мәсилә, йәни уйғур елидики лагерлар мәсилисини оттуриға қойди. У чарлес людин “иқтисадий мәсилиләргә өтүштин аввал мән йеқинқи айларда баш тема болуватқан бир ички әһвални соримақчимән” деди. Икки тәрәп арисидики диалог төвәндикидәк давам қилди:
Мәһди һәсән: сизниң дөлитиңиз, йәни сиз қоллайдиған вә мәслиһәт беридиған һөкүмәт, б д т тәкшүргүчиси, америка ташқи ишлар министирлиқи, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә мустәқил журналистларниң дегинигә қариғанда бир милйондин ошуқ уйғур мусулманни қайта тәрбийә лагериға қамапту.
Чарлес лю: бу хәвәр хитайда муһим хәвәр болалиған әмәс.
Мәһди һәсән: чүнки хитайда ахбарат әркинлики болмиғанлиқи үчүн уйғурлар һәққидики хәвәр муһим хәвәр болалмайду-дә.
Чарлес лю: яқ ундақ әмәс. Хитайда 55 милләт бар, уйғур униң аран 0.7 Пирсәнтини тәшкил қилиду.
Мәһди һәсән: бу дегәнлик 9-10 милйон әтрапида уйғур бар дегәнлик.
Чарлес лю: хитайда бир милярд 400 милйон адәмниң турмушини орунлаштуруш, қорсиқини беқиш мәсилиси бар. . .
Мәһди һәсән: хитайда 1 милярд 400 милйон адәмни беқиш билән бир милйон кишини лагерға қамап қоюш арисида немә мунасивәт бар?. Дуня бу мәсилигә көңүл бөлүватиду. Әгәр бир милйондин ошуқ әр вә аял лагерға қамап қоюлса, бу мәсилә сизниму ойландуруши керәк.
Чарлес лю: әлвәттә у раст болса мени ойландуриду.
Мәһди һәсән буниң билән хитай һөкүмитиниң йеқинда алдин ясап қоюлған орунларға кишиләрни апирип зиярәт қилдурғанлиқини, әмма уларниң әмәлийәтни әкс әттүрмәйдиғанлиқини әскәртти вә “америка вә қазақистанға лагердин қечип чиққан шаһитларниң бәргән гуваһлиқлиридин қариғанда бу лагерларда тутқунлар қийин-қистаққа учримақта, ач вә уйқусиз қоюлмақта, кишәнләнмәктә, җинси паракәндичиликкә учримақта” деди. Бу сөзләрни аңлиған чарлес лю дәрһал сөзини өзгәртип төвәндикиләрни баян қилди:
“әгәр бу дейилгәнләр раст болса, у һалда һәқиқәтәнму яман бопту. Растини ейтсам бу мән мутәхәссисләшкән саһә әмәс. Мән сиясәткә арилашмаймән. Мән иқтисадий мәсилиләргә көңүл бөлимән”.
Бу муназирә программисида 3 нәпәр қошумчә сөзлигүчиму тәклип қилинған болуп, униң бири хитай һөкүмитиниң авази болуш билән тонулидиған, бейҗиңдики “җуңго вә йәршарилишиш мәркизи” дәп аталған орунниң муавин башлиқи вектор гав иди. Мәһди һәсән вектор гавдин “хитай һөкүмити өзиму мушундақ тәрбийә мәркизи барлиқини етирап қилди. Бирақ силәр бу бир милйон кишини солашни қандақ ақлайсиләр?” дәп сориди. Вектор гав буниңға бәргән җавабида илгириму мушу хилдики программиларда қилған сөзигә охшашла: “уйғурлар бизниң қериндишимиз. Мениң уйғур достлирим бар. Уларниң көпи интайин яхши хитай пуқраси. Әмма наһайити аз сандикилири радикал, террорчи вә бөлгүнчи, улар шинҗаңни хитайдин айривалмақчи” дегәндәк сөзләрни қилди. У йәнә лагердикиләрниң сани бир милйон әмәсликини илгири сүргән болсиму, әмма тоғра рәқәмниң немиликигә җаваб берәлмиди. У йәнә хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, кәчүрүм тәшкилати вә лагерлардин чиққан шаһитлар һәммисиниң ялған гәп қиливатқанлиқини илгири сүрди.
Арқидин мәһди һәсән сөзни вектор гавға охшаш йәнә бир қошумчә сөз қилғучи болған ноттиңхам университетиниң ярдәмчи профессори, асия тәтқиқатлири институтиниң хитай ишлири бойичә мутәхәссиси андирәй фулданни сөзгә тәклип қилди. Андирәй фулдан сөзидә вектор гавниң ейтқанлириниң бу сиясәтләрни ақлаш үчүн йетәрлик әмәсликини әскәртти вә бу лагерға қамалғанлар арисида нахшичилар вә даңлиқ путболчилар барлиқини, уларниң террорчи әмәсликини ейтти. У йәнә илһам тохтиниңму өз миллити үчүн һәқни сөзлигәнлики үчүнла өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини ейтип: “бу кишиләр вә лагердики бир милйон киши дәрһал қоюп берилиши керәк. Һечқандақ сәвәб бир милйон кишиниң қамилишини һәқлиқ көрситәлмәйду. Уларниң аилиси билән биргә тинчлиқ ичидә вә қорқмай туруп яшаш һоқуқи бар” деди.
Буниң билән вектор гав вә чарлес лю һәр иккилиси бирдәк нөвәттә сүрийәдә уруш қиливатқан “5000 террорчи уйғур барлиқи” ни ейтишти. Мәһди һәсән 5000 террорчи бар дәп туруп, бир милйон кишини лагерға қамашни һәқлиқ дегили болмайдиғанлиқини әскәртти вә һәрбир дөләттә һазир сүрийәгә берип уруш қиливатқанлар мәсилиси барлиқини, буниңлиқ билән уларниң өз дөлитидики мусулманларни солап қоймиғанлиқини билдүрди. У йәнә: “франсийәдә 5 қетим террорлуқ һуҗуми болди. Фирансийә пүтүн мусулманларни солап қойдиму? фирансийә дөләттә радикализм мәсилиси барлиқини дәватиду әмма улар қопуп мусулманларға балаңға муһәммәд дәп исим қойсаң болмайду, намаз оқусаң болмайду, рози тутсаң болмайду, узун сақал қойсаң болмайду, демиди. Әмма хитай һөкүмити шундақ қиливатиду” деди. У йәнә чарлес люға қарап “сиз баятин мән шинҗаңға берип бақмиған, мәндин у йәр тоғрулуқ соримаң дегән идиңиз, әмма йәнә қопуп бу гәпләрни ялған дәватисиз. Сиз ялғанлиқини нәдин билисиз?” дәп сориди.
Арқидинла у йәнә программиға тәклип қилинған йәнә бир қошумчә сөзлигүчи ситив чаңни сөзгә тәклип қилди. Ситив чаң лондон университети асия вә африқа тәтқиқатлири институтиниң хитай бөлүми директори вә профессори болуп, мәһди һәсән униңдин юқиридики бу иккийләнниң ейтқанлириға қандақ қарайдиғанлиқини вә әмәлийәттә уйғур елидә немә болуватқанлиқини сориди. Ситив чаң буниңға җаваб берип: “хитай компартийисиниң әзәлдин бери һәқиқәтни монопол қилип кәлгәнликини, тарихниму монопол қиливалғанлиқини, өзлири һәқиқәт дәп илгири сүргәндин башқа һәрқандақ пакитни ялған дәйдиғанлиқини ипадә қилғандин кейин бир милйон кишиниң лагерға қамилишиниң қобул қилғили болмайдиған бир әһваллиқини билдүрди.
Мәһди һәсән полаттәк пакитлар оттуриға қоюлғанлиқини вә тоғра һөкүм чиқиришни тамашибинларниң өзигә қойғанлиқини ейтип программисиниң уйғурларға мунасивәтлик қисмини аяғлаштурди.
Бу программа тарқитилғандин кейин күчлүк инкас қозғиди. Уйғур елидики вәзийәтни йеқиндин көзитип келиватқан бир қисим мутәхәссисләр твиттер торидики инкаслирида чарлес люниң уйғур елидики бир милйон киши лагерда икәнлики вә уйғурлар нопузиға қарита “у дегән хитай нопусиниң аран 0.7 Пирсәнтини игиләйду” дегән сөзиниң әмәлийәттә дәл хитай һакимийитиниң мәйданини ипадиләп беридиғанлиқини билдүрүшти. Профессор майкил киларк твиттердики сөзидә “чарлес люниң ялғанчилиқи һәқиқәтәнму кишини ойландуриду, йәни у әмәлийәттә уйғурларниң нопуси бир пирсәнткә йәтмәйду. Шуңа кимниң кари? демәкчи. Мана бу әмәлийәттә һәммини ипадиләп беридиған бир сөз” дәп баһа бәрди.