Уйғур паалийәтчи әмруллаһ әфәндигил 68 йешида түркийәдә вапат болди
2023.09.14

1955-Йили йәкәндә дуняға кәлгән, 1965-йили түркийәгә келип җайлашқан уйғур паалийәтчи әмруллаһ әфәндигил 12-сентәбир күни түркийәниң қәйсәри шәһиридә 68 йешида аләмдин өтти.
Мәзкур хәвәр иҗтимаий таратқуларда тарқитилғандин кейин дуня уйғур қурултийи билән түркийәдики дуня уйғур қурултийи вәхписи тәзийәнамә елан қилди. Д у қ рәиси долқун әйсаниң имзаси билән тарқитилған тәзийәнамидә балилиқ чеғидила ата-аниси билән бирликтә вәтинини ташлап чәт әлгә қечишқа мәҗбур болған, өмриниң ахириғичә паалийәтләргә актип қатнашқан, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирида вәзипә өтәп келиватқан әмруллаһ әфәндигилниң вапатиниң шәрқий түркистан дәваси үчүн йоқитиш болғанлиқи баян қилинған.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип мәрһум әмруллаһ әпәндигилниң аилә-тавабиатлириға сәвр тиләйдиғанлиқини билдүрди. У, мундақ деди: “мәрһум әмруллаһ әфәндигил һаят вақтида миллий дәвайимиз үчүн сәмимий хизмәт қилған, у, қәйсәридики шәрқий түркистан тәшкилатиниң қурулуши вә дуня уйғур қурултийиниң қурулушида рол ойниғаниди. Мәрһумниң туюқсиз вапати биз дуня уйғур қурултийи рәһбәрлирини чоңқур матәмгә чөмдүрди. Мәрһумниң ятқан җайи җәннәттә болсун. Мәрһумниң иниси хәйруллаһ әпәнди билән мәрһумниң аилә-тавабиатлириға сәвр тиләймиз.”
Биз мәрһум әмруллаһ әфәндигил әпәндиниң һаяти вә иш-излири тоғрисида мәлумат игиләш үчүн униң иниси вә дуня уйғур қурултийиниң түркийәдики вәкили, хәйруллаһ әфәндигил әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, мундақ деди: “акам әмруллаһ вәтәндә туғулған. Дадам диний өлима сейит абдувели қаримниң 7 пәрзәнтиниң бәшинчиси иди. Мәрһум мулайим, кичик пеил шәрқий түркистанниң азадлиқи үчүн халис хизмәт қилип кәлгән пидакар киши иди. Қәйәрдә паалийәт өткүзсәк, йолни узақ көрмәй актип қатнишатти. Акам әмруллаһ қәйсәридики уйғур мәһәллимиздә өлүм-йетим болса йүгүрүп мазарлиқ вә дәпнә ишлирини һәл қилип, той-төкүнләрдә қазан бешиға өтүп көп кишилик полуларни қилатти. Мәрһум чоң билән, чоң кичик билән һечкимниң дилиға азар бәрмәйдиған, кишиләрниң һөрмитигә сазавәр болған мәрд адәм иди. Уруқ-туғқанлириға, аилисигә көйүнидиған, көйүмчан ақ көңүл киши иди. Аллаһ рәһмәт қилсун, ятқан җайи җәннәттә болсун.”
Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси, мәрһум әмруллаһ әфәндигилниң туғқини һамутхан гөктүрк әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “12-сентәбирдә аләмдин өткән әмруллаһ әфәндигил билән мән шәрқий түркистанниң йәкән шәһиридә туғулған. У, 5 яш вақтида биз биллә афғанистанға чиққан. Кейин түркийәгә кәлгәндин кейин оқуп, шәһәрлик һөкүмәттә ишләп пенсийәгә чиққаниди. Қәйсәридики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң қурулушида муһим рол ойниған вә вәзипә өтигәниди. Мәрһум әмруллаһ наһайити мүлайим, пидакар вә милләтпәрвәр қериндишимиз иди. Шәрқий түркистан билән мунасивәтлик пүтүн паалийәтләргә қатнишатти. Һәр қандақ бир уйғурниң қийинчилиқи болса уни һәл қилиш үчүн йүгүрәтти. Әпсус туюқсиз йүрәк кесили тутуп қелип давалаш үнүм бәрмәй9-айниң12-күни қәйсәридики дохтурханида аләмдин өтти. Өзигә аллаһтин рәһмәт тиләш билән бирликтә аилә-тавабиатлириға сәвр тиләймән”.
Әнқәрәдики түркийә дөләтлик радийо-телевизийә идариси мухбири миркамил қәшқәрли әпәнди, рәһмәтлик әмруллаһ әфәндигил билән 15 йилдин буян тонушидиғанлиқини, көп қетим бирликтә намайишларға қатнашқанлиқини, пидакар, вәтәнпәрвәр, уйғур дәваси үчүн халис хизмәт қилип келиватқан киши икәнликини билдүрди.
Мәрһум әмруллаһ әфәндигил 1955-йили йәкән шәһиридә өлима аилисидә дуняға кәлгән. У, 1965-йили ата-аниси билән бирликтә афғанистан арқилиқ түркийәгә көчүп кәлгән. У, 1989-йили қәйсәридә қурулған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурғучи рәһбәрлиридин бири иди. У, узун йил қәйсәри шәһәрлик һөкүмәттә ишләп пенсийәгә чиққан болуп, 2023-йили 9-айниң 12-күни йүрәк кесили билән давалаш үнүм бәрмәй аләмдин өткән. Униң 2 оғул, 4 қиз пәрзәнти билән 16 нәвриси бар иди.