Әнглийә парламентида “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” тонуштурулған, шу күни лондонда намайиш елип берилған

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.02.06
london-namayish-parlament-01

Уйғур қирғинчилиқини тохтитиш һәрикитиниң директори рәһимә мәһмут әнглийә парламент әзаси билән биллә. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-02

Уйғур қирғинчилиқини тохтитиш һәрикитиниң директори рәһимә мәһмут әнглийә парламент әзаси билән биллә. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-03

Уйғур қирғинчилиқини тохтитиш һәрикитиниң директори рәһимә мәһмут әнглийә парламент әзаси билән биллә. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-04

Уйғур қирғинчилиқини тохтитиш һәрикитиниң директори рәһимә мәһмут вә ярдәмчиси маһирәләр әнглийә парламент әзаси билән биллә. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-05

5-Феврал қирғинчилиқи мунасивити билән лондонда елип берилған намайишта хоңкоңлуқ паалийәтчиләр. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-06

5-Феврал қирғинчилиқи мунасивити билән лондонда елип берилған намайиш көрүнүши. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-07

5-Феврал қирғинчилиқи мунасивити билән лондонда елип берилған намайишта уйғурлар вә тибәтләрни қоллиғучи йәрликләр. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-08

5-Феврал қирғинчилиқи мунасивити билән лондонда елип берилған намайиш көрүнүши. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-09

Әнглийә пайтәхти лондондики хитай әлчиханиси алдида елип берилған намайиштин көрүнүш. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-10

5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи мунасивити билән әнглийә парламентида елип берилған паалийәттә парламент әзалири өзлириниң уйғурлар тәрәптә туридиғанлиқини билдүрүп хатирә сүрәткә чүшкән. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

london-namayish-parlament-11

5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи мунасивити билән әнглийә парламентида елип берилған паалийәттә парламент әзалири өзлириниң уйғурлар тәрәптә туридиғанлиқини билдүрүп хатирә сүрәткә чүшкән. 2025-Йили 5-феврал, лондон RFA/Hebibulla

5-Феврал күни әнглийә пайтәхти лондонда “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” мунасивити билән икки паалийәт елип берилған. Шу күни чүштин бурун “уйғур қирғинчилиқини тохтат” намлиқ тәшкилатниң хадимлири әнглийәниң йеңидин сайланған парламент әзалириға уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрилиқ мәлумат бәргән. Буниңда алди билән уйғур қирғинчилиқиниң һазирқи заман уйғур тарихидики әң паҗиәлик көрүнүшлиридин бири болған “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” һәққидә тәпсилий мәлумат берилгән.

Әнглийәдики “уйғур қирғинчилиқини тохтат” тәшкилатиниң рәиси, сәнәткар рәһимә мәһмут ханим бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни аңлармәнләр билән ортақлашти.

Әнглийә парламентида өткүзүлгән бу паалийәттә йеңидин сайланған бәзи парламент әзалири “уйғур қирғинчилиқини тохтат” дегән пилакатларни тутуп, рәһимә ханим вә униң әтрапидики уйғур паалийәтчиләр билән сөһбәтләшкән, сүрәткә чүшкән. Улар буниңдин кейин уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн давамлиқ күч чиқиридиғанлиқи һәққидә вәдиләр беришкән.

Әнглийә парламентидики бу паалийәттин кейин, шу күни кәчқурун йәнә хитайниң лондондики әлчиханиси алдида бирләшмә намайиш елип барған. “уйғур қирғинчилиқини тохтат” тәшкилатидин маһирә бу намайиш һәққидә мәлумат берип өтти.

Лондондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишни “уйғурлар билән биллә туруш һәрикити”, “әнглийә уйғур җәмийити” вә “уйғур қирғинчилиқини тохтат” тәшкилати қатарлиқ органлар бирликтә орунлаштурған. Бу намайишқа уйғурлардин башқа йәнә уйғурларни қоллайдиған йәрлик әнглийәликләр вә бир қисим демократик тәшкилатларниң әзалириму қатнашқан. Рәһимә мәһмут ханим шу күнидики намайиш һәққидиму тәпсилий мәлумат бәрди.

Рәһимә маһмут ханим 5-феврал күни әнглийә парламентида қилған сөзидә мунуларни тәкитлигән: “бүгүн ғулҗа қирғинчилиқиға 28 йил болған күн, уйғур тарихида әсла унтуп қалғили болмайдиған, ечинишлиқ бир хатирә күн. 1997-Йили 2-айда миңлиған уйғур яшлири ғулҗа кочилирида хитай сақчилири вә һәрбий қисимлар тәрипидин рәһимсизләрчә бастурулди, нурғун кишиләр өлтүрүлди вә қолға елинди. Бу паҗиә адәттики бир вәқә әмәс, бәлки хитайниң уйғурлар вәтинидә узун муддәтлик вә изчил давамлаштуруп келиватқан бастуруш һәрикитиниң бир қисми. Хитайниң уйғур хәлқигә қаратқан системилиқ зиянкәшлик һәрикити. Биз буниңға сүкүт қилмаслиқимиз керәк! әркинлик вә инсаний қәдир-қиммәтни сөйидиған һәр бир кишиниң биз билән биллә турушини үмид қилимән!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.