Әнглийә ташқи ишлар вәзириниң бейҗиң зияритидә уйғур ирқий қирғинчилиқини тилға алмаслиқи әйибләшкә учриди
2024.10.31
Әнглийә ташқи ишлар вәзири давид лами йеқинда хитайда икки күнлүк рәсмий зиярәттә болған вә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкән. Давид лами хитай сәпирини башлаштин бурун, әнглийә парламент әзалири вә һәмдә әнглийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири униңға чақириқ елан қилған. Чақириқта униң хитай һөкүмитидин уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни тохтитишни оттуриға қоюши тәләп қилинған.
Давид лами 28-өктәбир күни өзиниң хитайға қаратқан зиярити һәққидә әнглийә парламентида доклат бәргәндә, парламент әзалириниң күчлүк соаллириға дуч кәлгән.
Әнглийә консерватиплар партийәсидин болған парламент әзаси иян данкин симис (Iain Duncan Smith) давид ламиниң хитай зиярити һәққидики доклатида уйғур ирқий қирғинчилиқини пәқәт кишилик һоқуқ мәсилиси, дәп өтүп кәткәнликини әйиблигән. У мундақ дегән:
“әнглийә парламенти әйни чағда бирдәк аваз билән шинҗаңда йүз бәргән бастурушларни ирқий қирғинчилиқ дәп атиған. Әмгәк партийәсиниң әзалириму шуниң ичидә иди. Шундақ туруп, ташқи ишлар министирлиқиниң зиярәткә даир оқушлуқида аддийла қилип ‛кишилик һоқуқ мәсилиси музакирә қилинди‚ дәп елинипту. Бу дегән қул әмгики билән бирликтә елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқ турса, немишқа әнглийә һөкүмити хитайни техиму күчлүк сөзләр билән әйиблимәйду?”
Парламент әзаси иян данкин симис әпәнди йәнә, әнглийә ташқи ишлар вәзири хитайдики мәзгилидә хитайниң бир қисим әнглийә парламент әзалириға қойған өч елиш характерлик җаза тәдбирини бикар қилишни тилға алмиғанлиқиниму тәнқид қилған. У һәтта сөзидә, ташқи ишлар министирлиқида икки дөләтниң бир-бириниң әмәлдарлириға қойған җаза тәдбирлирини ортақ бикар қилишқа даир һәрикәт болуватқанлиқи һәққидә хәвәр алғанлиқини билдүргән.
У мундақ дегән: “һөкүмәт немишқа вәдисигә әмәл қилип, хитай тәрәптин җазани бикар қилишни тәләп қилалмайду? ахирида дәйдиғиним, йеқинда ташқи ишлар министирлиқида әнглийәниң шинҗаңда йүз бериватқан вәһшийликләрдә мәсулийити бар хитай әмәлдарлириға қоюлған җазани бикар қилиш бәдилигә, әнглийә парламент әзалириға қаритилған җазани бикар қилидиған һәрикәтләрниң болуватқанлиқи һәққидә бәзи хәвәрләрни аңлидим. Мән ташқи ишлар вәзиригә шундақ дәймәнки, мән бундақ номуссиз келишимни һәргизму қобул қилмаймән. Әгәр һәқиқәтән бундақ бир пилан болса, униң бу пиланни дәрһал тохтитишини сораймән.”
Әнглийәни өз ичигә алған америка, канада вә явропа иттипақидики 27 дөләт бирликтә 2021-йили 22-март, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритиниң назири чен миңго, сабиқ назири ваң миңшән, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари, қошумчә биңтүән парткоминиң секретари ваң җүнҗең вә уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң сабиқ секретари җу хәйлүн қатарлиқ 4 нәпәр әмәлдар һәмдә уйғур елидә турушлуқ ишләпчиқириш қурулуш армийәсиниң җамаәт хәвпсизлик идарисигә уйғур ирқий қирғинчилиқида биваситә қоли барлиқи сәвәбидин “йәр шари магнитиски қануни” бойичә җаза тәдбири елан қилғаниди.
Арқидинла, хитай һөкүмитиму әнглийәниң уйғур мәсилисидә актип һәрикәт қилған бәш нәпәр парламент әзасини өз ичигә алған тоққуз шәхс вә төт орунни “яман ғәрәздә сахта учур тарқатти” дәп өч елиш характерлик җаза тәдбири қойған.
Давид лами, данкин симис әпәндиниң соалиға җаваб қайтурғанда, ташқи ишлар министирлиқида һәқиқәтән хитай әмәлдарлириға қоюлған җазани бикар қилиш һәққидә бир һәрикәтниң болған яки болмиғанлиқи һәққидики соалиға җаваб бәрмигән. У пәқәт, өзиниң хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәндә әнглийә парламент әзалириға қоюлған җаза тәдбирини бикар қилишни оттуриға қойғанлиқини, хитайға берип туруп бундақ мәсилини оттуриға қоймаслиқниң мумкин болмайдиған иш икәнликини ейтқан.
Әнглийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә “хитайға қарши хәлқара парламентлар бирләшмиси” ниң иҗраийә директори лук де пулферд (Luke de Pulford) радийомизға қилған сөзидә, әгәр һөкүмәтниң бундақ бир пилани болидиған болса, буниң қаттиқ қаршилиққа учрайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
“биз һөкүмәтниң һәқиқәтән бундақ бир пилани бар-йоқлуқини билмәймиз. Бирақ һәқиқәтән шундақ бир пилани болса, у һалда улар қаттиқ қаршилиққа учрайду. Чүнки шинҗаңдики кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларға йүргүзүлгән җаза, хитай коммунистик партийәси тәрипидин уни әйиблигән сиясийонларға йүргүзүлгән наһәқ җазаға охшимайду. Шуңа буни адил алмаштуруш дәп қарайдиған һәр қандақ тәклип болидиған болса, бу зор бир сиясий сәтчилик вә чәксиз һөрмәтсизлик болуп һесаблиниду.”
Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханимму бу һәқтики сөзидә, бундақ бир ишниң мумкин болмайдиғанлиқини әскәртип, икки җазаниң характериниң бир-биридин пүтүнләй пәрқлиқ икәнликини тәкитлиди. У мундақ деди:
“мән әнглийә һөкүмитиниң хитай әмәлдарлириға қоюлған җазани бикар қилидиғанлиқиға ишәнмәймән. Чүнки хитай әмәлдарлириға қоюлған бу җаза бу әмәлдарларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән шуғулланғанлиқиға даир полаттәк пакитлар асасида ‛йәр шари магнитиски қануни‚ бойичә қоюлған. Бу һәм явропа парламенти билән бир вақитта қоюлған. Шуңа мән бу җазаниң бикар қилинидиғанлиқиға ишәнмәймән, ундақ йәң ичидә сода болуши мумкин әмәс, дәп қараймән. Бу йәрдики бир еһтималлиқ бәлким хитай һөкүмити бундақ бир тәләпни оттуриға қойған болуши мумкин.”
Биз бу һәқтә әнглийә ташқи ишлар министирлиқи билән алақилишип улардин һәқиқәтән бундақ бир пилани бар-йоқлуқини соридуқ. Әнглийә ташқи ишлар министирлиқи 30-өктәбир күни бизгә җаваб қайтуруп, буниң тоғра әмәсликини ейтти. Ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси елхетидә мундақ дәп язған:
“хитай һөкүмитиниң парламент әзалиримизға қаритилған җазаси пүтүнләй орунсиз вә қобул қилғусиз болуп, буни әнглийә 2021-йили елан қилған җаза билән селиштурғили болмайду, чүнки у шинҗаңда кишилик һоқуқниң еғир вә системилиқ дәпсәндә қилинғанлиқиға даир қайил қиларлиқ вә кәң дәлил-испатларни асас қилған. ”
Баянатчи сөзидә йәнә, ташқи ишлар вәзириниң “һәр бир әнглийә парламент әзалириға қаратқан җазани бикар қилиш һәмдә йәнә шинҗаң қатарлиқ җайларда йүз бериватқан кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқи” ни ипадә қилған.
Әнглийә ташқи ишлар вәзири давид лами вәзипигә олтуруштин илгири, йәни 2023-йили 3-айда қилған бир сөзидә, әгәр өзлири һакимийәт бешиға чиққан тәқдирдә уйғурларға қилинған муамилини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилиш үчүн қануний йол тепишқа тиришидиғанлиқини ейтқан иди. Парламенттики доклати җәрянида у бу һәқтики соалғиму дуч кәлгән.
Парламент әзаси нйил обрайин (Neil O'Brien) әмгәк партийәсиниң уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи һәққидики көз қаришида өзгириш болған яки болмиғанлиқини сориған. Ташқи ишлар вәзири лами буниңға мундақ дәп җаваб бәргән:
“мән шинҗаңда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиридин қаттиқ қайғуруватимән. Бирақ шу ениқ болуши керәкки, ирқий қирғинчилиқни һөкүмәтләр әмәс, бәлки хәлқара җинайи ишлар соти җәзмләштүрүши керәк.”
Рәһимә ханим давид лами һакимийәткә кәлгәндин буян өзи қилған бу гәптин изчил қечиватқанлиқини ейтти. Бирақ шундақтиму у парламент әзалириниң униңға бу соални давамлиқ сорап қистап турушиниң яхши бир әһвал икәнликини ейтти. У мундақ деди:
“мән униң парламентта қилған сөзидә буниңға хәлқара сот қарар қилиши керәк, дегинигә һәйран қалмидим. Чүнки у һакимийәт бешиға кәлгәндин бери мушундақ дәватиду. Мән парламент әзалириниң изчил һалда уйғур ирқий қирғинчилиқини тилға елип, ташқи ишлар министирини бу мәсилидә қистап соал сориғанлиқидин, уни гепидә турушқа үндигәнликидин хурсән болдум. Бу интайин муһим.”
Давид лами парламентта йәнә, парламент әзалириниң тәйвән мәсилиси, хоңкоңлуқ демократийә паалийәтчиси җиммий ләйниң хитай түрмисидин қоюп берилиши вә шуниңға охшаш икки дөләт мунасивәтлиридә һәл болмайватқан муһим мәсилиләргә даир қейин соаллириғиму җаваб бәргән.