Әнглийә юқири соти: “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ пахта мәһсулатлирини тәкшүрмәслик-қанунсизлиқ! ”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.28
Engliye-sot-Uyghur-mejburiy-emgek Уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ пахта мәһсулатлирини тәкшүрмәслик-қанунсизлиқ!
Photo: RFA

Әнглийәниң әрзийәт юқири сот мәһкимиси 27-июн күни тарихий қарар чиқирип, әнглийә дөләтлик җинайи ишлар идарисиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ тоқумичилиқ мәһсулатлирини тәкшүрмәсликини қанунсизлиқ, дәп елан қилған. Паалийәтчиләр вә адвокатлар әнглийә юқири сот мәһкимисиниң бу қарари парчә сатқучи ширкәтләр әнглийәгә импорт қилған мәһсулатлар мәҗбурий әмгәккә четишлиқ болса, қануни җазаға тартилиштәк зор ақивәт кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини билдүрмәктә.

Әнглийәни база қилған “дуняви қанун һәрикити тори” (GLAN) билән дуня уйғур қурултийи (д у қ) бирлишип әнглийә юқири сот мәһкимисигә йоллиған бу әрз, 2023-йили 1-айда лондон сот мәһкимисиниң шу хилдики әрзни рәт қилишидин кейин қайта сунулған. Мәлум болушичә, бу қетим юқири сот әнглийә дөләтлик җинайи ишлар идарисиниң “җинайәткә четишлиқ мәһсулат (базар баһаси бойичә) мувапиқ баһада сетивелинғандин кейин, мәһсулатниң җинайи характери халас болиду, бу әһвалда шу хил мәһсулатни сетиш вә сетивелиш һечқандақ җавабкарлиққа тартилмайду” дегән пикрини рәт қилған. юқири сот җинайәткә четишлиқ мәһсулатларни сетивелиш униң җинайи маһийитини өзгәртәлмәйдиғанлиқини, шуңа әнглийә җинайи ишлар идарисиниң бу хил мәһсулатларни тәкшүрмәсликиниң қанунсизлиқ болидиғанлиқини қарар қилған.

 “дуняви қанун һәрикити тори” ниң бу делоға мәсул (GLAN) адвокати ленна бурнард (Leanna Burnard) ханим 27-июн лондонда өткүзүлгән бу һәқтики ахбарат йиғинида юқири сотниң қарари зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди. Ленна бурнард мундақ деди:

 “әлвәттә, биз бу қарарни кәң даиридин йәр шари капиталистик системиниң адаләтсизликигә риқабәт елан қилишниң муһим бир қәдими, дәп қараймиз. Бу қарар мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини импорт қиливатқан вә сетиватқан әнглийә ширкәтлиригә нисбәтән зор ақивәт елип келиду. Сотниң бу қарари бу ширкәтләрниң актип пул ююш вә җинайи мәһсулатлар содиси қилиш сәвәбидин җинайи ишлар җавабкарлиқ қануни бойичә җазаға тартилиши мумкинликини испатлиди.”

Ленна бурнардниң қәйт қилишичә, юқири сотниң қарари ширкәтләрниң тәминләш зәнҗирини тазилиши, болмиса җазаға тартилиши һәққидә ениқ сигнал бәрмәктә икән. Ленна бурнард бу һәқтә мундақ дәйду:

 “бу қарар шуни ениқ қәйт қилмақтики, ширкәтләр чоқум өзиниң тәминләш зәнҗирини тазилиши яки җазалиниш хәвпигә дучар болуши вә яки мәһсулатиниң җинайи мал сүпитидә мусадирә қилинишиға тәвәккүл қилиши керәк.”

 Ленна бурнардниң тәкитлишичә, бу “дунядики уйғур мәҗбурий әмгикигә алақидар, уйғур вә башқа түркий хәлқләргә қаритилған ирқий қирғинчилиққа четишлиқ тәминләш зәнҗирини тосушқа мунасивәтлик тунҗи ғәлибилик дело” икән.

Һалбуки, әнглийәниң бир балдақ төвән дәриҗидики лондон сот мәһкимиси 2023-йили 1-айда чиқарған қарарида, әнглийә һөкүмәт органлириниң пикрини қоллап, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни тәкшүрүш вә җавабкарлиққа тартишта, еһтияҗлиқ болған өлчәмлик дәлил-испат мәсилилириниң барлиқини илгири сүргән. Лекин бу қетим юқири сотниң бу қарарни рәт қилғанлиқи мәлум болмақта.

Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң директори рәһимә мәһмутниң қәйт қилишичә, әнглийә юқири сотиниң қарари уйғурлар үчүн “бир тарихий вәқә” икән. Лекин рәһимә маһмут 27-июл бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда йәнә әнглийә юқири сотиниң қарариниң әһмийити уйғурлар мәсилиси биләнла чәкләнмәйдиғанлиқини билдүрди.

 Мәлум болушичә, әнглийә юқири соти бу қетим мал сетивалғучиниң җинайи мални мувапиқ баһада сетивалғучә қоғдилидиғанлиқи, әмма мал өткүзүвелинған һаман җинайи җавабкарлиқи туғулидиғанлиқини билдүргән. Бу қарар, җинайәткә четишлиқ мал-мүлүкни сетивалғили болсиму, әмма өткүзүп елишқа болмайдиғанлиқини ипадилимәктә икән. Адвукат ленна бурнард 27-июн өткүзүлгән ахбарат йиғинида, юқири сотниң қарариниң бу мәсилидики “оюн қаидисини өзгәрткәнлики” ни билдүрди. Ленна бурнард мундақ дәйду:

 “төвән сотта утуққа еришкән дөләтлик җинайи ишлар идариси юқири соттиму, җинайи мәһсулатлар мувапиқ базар баһасида сетивелинса, униң пакизлинип, җинайи мәһсулат болуштин қалидиғанлиқи, бу хил мәһсулатниң тәминләш зәнҗиридә бихараман айлиниши, һечкимниң униңдин һәзәр қилишиға һаҗәт йоқлуқини дәва қилди. Лекин юқири сот мал сетивалғучи навада мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған пахта мәһсулатини сетивалған болса, бу мәһсулатни йөткигән һаман буниң җинайи җавабкарлиққа четилидиғанлиқини ениқ шәрһлиди.”

Мәлум болушичә, әнглийә юқири соти йәнә бирдәк уйғур аптоном районида кәң көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң йүз бериватқанлиқиға даир “көп хил, зор миқдардики вә үзлүксиз көпийиватқан маддий пакитлар” ниң барлиқини етирап қилидиғанлиқини билдүргән. Чәтәл тәтқиқат орунлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлирида қәйт қилинишичә, хитай һөкүмити мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлуқини инкар қилсиму, әмма 380 дәк җаза лагери җайлашқан уйғур диярида мәҗбурий әмгәк күнсери көләмләшмәктә һәм системилашмақта икән. Дуня уйғур қурултийи билән “дуняви қанун һәрикити тори” әнглийә юқири сотиға сунған әрзидә, хитай пахта мәһсулатиниң 85 пирсәнтиниң уйғур диярида ишләпчиқирилидиғанлиқи вә районда мәҗбурий әмгәкниң кәң омумлашқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.