Хитай әлчисиниң әнгилийә парламентиға киришиниң чәкләнгәнлики ғулғула қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.09.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хитай әлчисиниң әнгилийә парламентиға киришиниң чәкләнгәнлики ғулғула қозғиди Аял падишаһ елизабет II син арқилиқ хитайниң йеңи тәйинләнгән лондондики баш әлчиси җең зегуаң(Zheng Zeguang) күтүвалған иди. 2021-Йили 7-июл, лондон.
AFP

Әнгилийәниң юқири палата вә төвән палатаси хитайниң лондундики баш әлчисиниң әнгилийә парламентиға киришини чәкләп, зор ғулғула қозғиған.

Хитайниң әнгилийәдики йеңидин тәйинләнгән баш әлчиси җең зегуаң “уйғур сот коллегийәси” ниң иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини башланған 10-синтәбир күни уйғур аптоном районлуқ партийә комитети тәшвиқат бөлүми билән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, “уйғур сот коллегийәси” ни қаттиқ әйиблигән иди. Бүгүн у әнгилийәниң юқири палата вә төвән палатасиниң “әнгилийә парламент бинасиға киришини чәкләш” җазасиға дуч келип, қаттиқ рәсва болған.

BBC Агентлиқи 14-сентәбир елан қилған “хитайниң әнгилийәдики баш әлчисиниң әнгилийә парламент бинасиға кириши чәкләнди” намлиқ хәвәргә қариғанда, әнгилийә төвән палата башлиқи линдсай һойле вә юқири палата башлиқи лорд мак фал хитайниң лондондики баш әлчиси җең зегуаңға уқтуруш әвәтип, “хитайниң әнгилийә парламент әзалириға қарита йүргүзгән җазалири әмәлдин қалдурулмиғичә, әнгилийә парламенти униң парламент бинасини зиярәт қилишини қарши алмайду” ғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, әнгилийәдики “партийә һалқиған хитай горупписи” 15-сентәбир парламент бинасида өткүзүлидиған чәт әл әлчилири шәрипигә зияпәт бериш паалийитигә хитайниң әнгилийәдики баш әлчиси җең зегуаңниму тәклип қилған. Буниңдин 13-сентәбир хәвәр тапқан парламент әзалири қаттиқ нарази болуп, “бу зияпәтни я парламент бинаси сиртидики башқа орунға йөткиветишни яки хитай баш әлчисиниң парламент бинасиға киришини чәкләш” ни тәләп қилған.

Бу хил тәләптә болғучилар хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан җинайәтлирини изчил қаттиқ әйибләп кәлгән вә бу йил 3-айда америка, канада, явропа иттипақи билән биргә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” билән алақидар болған хитай әмәлдарлириға қарита җаза елан қилған әнгилийәниң юқири палата вә төвән палатасиға мәнсуп парламент әзалиридин ибарәт болған. Улар шу мәзгилдә хитайниң өч елиш характерлик қайтурма җазасиға учриған иди.

Хитай һөкүмити 3-айда җаза лагерлириға қарши туруп уйғурларниң инсаний һәқлирини қоғдаш тәрәпдари болған әнгилийәниң төвән палата әзалиридин дункан смит, нусрәт ғәи, логтон, тугәндһат, обраин вә юқири палата әзалиридин баронәсс кеннеди, лорд алтон қатарлиқларға җаза йүргүзүп, уларниң “хитайға киришини чәкләш, хитайдики мал-мүлкини тоңлитиш, хитай пуқралири вә органлири билән тиҗарәт қилишини мәний қилиш” қатарлиқ тәдбирләрни қоллинидиғанлиқини елан қилған иди. Мана мушу парламент әзалири бүгүн парламент бинасида өткүзүлидиған чәт әл әлчилири шәрипигә зияпәт бериш паалийитигә хитайниң әнгилийәдики баш әлчиси җең зегуаңниң қатнишишиға кәскин қарши чиққан.

Улар юқири палата вә төвән палата башлиқлириға язған хәтлиридә “хитай һөкүмитиниң бәзи парламент әзалириға йүргүзгән җазаси ялғуз уларғила йүргүзүлгән шәхсий җаза әмәс, бәлки у бир пүтүн әнгилийә парламентиға вә барлиқ парламент әзалириға йүргүзүлгән җазадур. Бизниң әнгилийә парламентиниң буниңға сүкүт қилип қарап турғанлиқини яки бу җазаларни мулайимлиқ билән етирап қилғанлиқини көргүмиз йоқ,” дегәнләрни тилға алған. Улар хәтлиридә йәнә хитай вәкиллириниң әнгилийә парламентиға әркин-азадә кирип, хитай һакимийитиниң тәшвиқатини қилишиға йол қоялмайдиғанлиқини ипадилигән.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, мәзкур парламент әзалириниң “уйғур сот коллегийәси” ни қизғин қоллиған вә уйғурлар мәсилисини әнгилийә парламентида күнтәртиптә тутуп туриватқан кишиләр икәнликини, д у қ ниң 13-сетәбир кәчтә лондунда парламент әзалириға тәшәккүр билдүрүш мурасими өткүзүп, уларға уйғур допписи тәқдим қилғанлиқини тилға алди.

Парламент әзалириниң қаршилиқлири нәтиҗисидә, әнгилийәниң юқири палата вә төвән палатаси башлиқлири хитайниң әнгилийәдики баш әлчиси җең зегуаңниң парламент бинасиға киришини чәкләш қарари алған. Хитайниң лондундики баш әлчиханиси буниңға қаттиқ наразилиқ билдүрүп: “бу интайин номуссизлиқ вә қәбиһлиқ” дегән. Улар сөзлиридә “әнгилийә парламентидики бәзи адәмләрниң сиясий муддиаси сәвәблик хитай-әнгилийә мунасивәтлиригә бузғунчилиқ қиливатқанлиқини, буниң икки дөләт хәлқиниң арзусиға асийлиқ қилғанлиқ вә икки дөләтниң мәнпәәтини зиянға учратқанлиқ” болидиғанлиқини тәкитлигән.

Әнгилийә ташқий ишлар министерлики, федерал һөкүмәт вә тәрәққият министерликиниң баянатчиси бу вәқә һәққидә тохталғанда “парламент һөкүмәткә беқинмайдиған мустәқил органдур. Парламент бинасидики ишларға парламент башлиқлири қарар бериду,” дегән.

Хитайға нарази болғучи парламент әзалири икки палата башлиқлириниң ортақ қарарини вә һөкүмәтниң бу җәһәттики позитсийәсини билгәндин кейин, өзлириниң иҗтимаий таратқулирида бу вәқәни ашкариливәткән. 14-Сентәбир әнгилийәдики мәтбуатлар буниңдин хәвәр тепип, “хитайниң әнгилийәдики баш әлчисиниң әнгилийә парламент бинасиға кириши чәкләнгән” лик вәқәсини әнгилийә ахбарат саһәсидә қизиқ ғулғула темисиға айландурған. Д у қ лондун ишханисиниң мудири рәһимә ханим бу һәқтә қарашлирини ипадә қилғанда, бу ишниң бүгүн әнгилийәдә қизиқ темиға айланғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.