Әнглийә ташқи ишлар вәзири давид ләмми уйғурлар мәсилисини тилға алған

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.10.18
david-lammy-xitay-ziyaret.jpg Әнглийә ташқи ишлар вәзири давид ләммий 2024-йили 18-өктәбир күнидин етибарән хитайда рәсмий зиярәттә болмақчи.
Photo: RFA

Әнглийә ташқи ишлар вәзири давид ләмминиң хитайға қилған икки күнлүк зиярити 18-өктәбир күни башланған.

“ню-йорк вақти” гезитиниң 17-өктәбирдики хәвиригә қариғанда, давид ләмми зияритиниң биринчи күни хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшидикән, андин шаңхәйгә берип, у йәрдә тиҗарәт қиливатқан әнгилийә сода саһәсидики кишиләр билән көрүшидикән.

Зиярәттин илгири әнгилийә һөкүмити давид ләммииниң хитайни, русийәниң украинаға қаратқан урушини иқтисадий җәһәттин қоллишини азайтишқа дәвәт қилидиғанлиқини билдүргән. Улар баянатида, әнгилийә билән хитай оттурисида “демократик қиммәт қариши, әркинлик, хоңкоң мәсилиси вә русийәниң украинадики урушини қоллаш” қатарлиқ мәсилиләрдә пәрқ-ихтилап барлиқини, лекин “йәршари йешил енергийәсиниң өткүнчи дәври вә иқтисадни өз ичигә алған ортақ мәнпәәт” ләрдә хитай билән чоңқур бағлинишниң барлиқини әскәрткән.

“җирсий кәчлик хәвәрлири” гезитиниң 18-өктәбир күни бәргән хәвиригә асасланғанда, давид ләмми хитай ташқи ишлар министири билән көрүшкәндә, хитайдики кишилик һоқуқ вә бейҗиңниң русийәниң украинаға қилған таҗавузини қоллиши қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойған. Әнглийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики баянатида, давид ләмминиң вәзипигә олтурғандин буянқи тунҗи қетимлиқ хитай зияритидә, кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға қаттиқ позитсийәдә болуш бесимиға дуч кәлгәнликини билдүргән.

Әнглийә ташқи ишлар министирлиқи давид ләмми билән ваң йиниң учришишидин кейин елан қилған баянатида, бу учришишни “иҗабий” дәп тәсвирләп, ләмми әпәндиниң русийә армийәсини үскүнә билән тәминләйдиған хитай ширкәтлири вә оттура шәрқтики вәзийәтни өз ичигә алған “бир қатар ташқи сиясәт вә бихәтәрлик ишлири” ни оттуриға қойғанлиқини тилға алған. Улар баянатида йәнә кишилик һоқуқ мәсилиси, җүмлидин уйғур елидики уйғурларға қилинған қәбиһ муамилә вә әнгилийә пуқраси җиммий ләйниң хоңкоңда давамлиқ тутуп турулуши қатарлиқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқни билдүргән.

Әнглийәдики уйғур паалийәтчиси, дуня уйғур қурултийи әнглийә ишханиси мудири рәһимә мәһмут ханим бу һәқтә радийомизға сөз қилип, әмгәкчиләр партийәсидин келип чиққан ташқи ишлар вәзири давид ләмминиң сайламдин бурун бәргән вәдиси бойичә уйғур мәсилисини оттуриға қоюшиниң тәбиий икәнликини тәкитлиди.

Бу йил 7-айда әнглийәдики омумий сайламда утуп чиққан әмгәкчиләр партийәсидин болған ташқи ишлар вәзири давид ләмми сайлам мәзгилидә, әгәр өзлири һакимийәт бешиға кәлсә уйғурларға қилинған муамилини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилиш үчүн қануний йол тепишқа тиришидиғанлиқини ейтқан.

Әнгилийә һөкүмити давид ләмминиң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлаш һәққидики сөзлиригә һечқандақ инкас қайтурмиған.

Довниң кочиси баянатчиси(Downing Street spokeswoman) 17-өктәбир күни бу хил қарарларниң “баш һоқуқлуқ сот” (competent courts) тәрипидин қарар қилинидиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “биз кишилик һоқуқта қәтий чиң туримиз, биз хитайниң уйғур вә башқа мусулманларни асас қилған аз санлиқ милләтләргә давамлиқ зиянкәшлик қиливатқанлиқи вә халиғанчә тутуп туруватқанлиқини ениқ оттуриға қойдуқ”.

Давид ләмми йәнә бейҗиң хәлқ сарийида хитайниң муавин баш министири диң шөшяң билән көрүшкән. Хитай һөкүмитиниң баянатиға қариғанда, диң шөшяң хитайниң “әнгилийә билән һәмкарлишип, техиму муқим вә өзара мәнпәәт йәткүзүш” мунасивити орнитишқа тәйяр икәнликини, шундақла “әмәлий һәмкарлиқ” ниң лазимлиқини тәкитлигән.

Давид ләмминиң зиярити 2023-йили 8-айда җамес клеверлийниң зияритидин кейин, әнгилийә ташқи ишлар вәзириниң икки йилдин буянқи хитайға елип барған иккинчи қетимлиқ зиярити болуп һисаблиниду.

“җирсий кәчлик хәвәрлири” дә ейтилишичә, бу зиярәт әнгилийә-хитай мунасивитини сәл пәскойға чүшүргән. Җамес клеверли 2018-йилдин кейин хитайни зиярәт қилған болуп, уму хоңкоң вә уйғур елидики кишилик һоқуқ мәсилисигә болған әндишисини оттуриға қойғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.