Әнглийә парламентида техиму көп хитай әмәлдарини “йәршари магнитский қануни” бойичә җазалаш тәләп қилинди
2021.10.21
Әнглийә парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлаш билән тохтап қалмай, уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ бузғунчилиқлириға четишлиқ болған хитай әмәлдарлириға җаза елан қилған дөләтләрниң бири. Хитай һөкүмитиниң уйғур диярида уйғур вә башқа йәрлик милләтләргә йүргүзүватқан зиянкәшликлири бир қисим дөләтләр тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилгәндин кейин бу қирғинчилиқни тохтитишта бирқисим әмәлдарларға магнитскй җазасини қоллиниш муһим васитә болуп қалди.
Әнглийә парламентиниң хәлқара миқясида кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи җинайәтчиләрни җазалаш һәққидә қарар елишида муһим рол ойнап келиватқан паламенттики һәр қайси партийәләр бирлишип, мәхсус “йәршари магнитискй қанунини” ниң йәниму үнүмлүк тәдбиқлинишини илгири сүрүш гурупписини тәшкил қилған болуп, 21-өктәбир лондонда бу гуруппиниң ечилиш мурасими билән тәң тунҗи йиғини ечилған.
“йәршари магнитский қануни” әмди нәгә тәтбиқлиниши керәк? дегән темидики бу йиғинға әнглийәдики уйғур паалийәтчи, дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмуд ханим вә “йәршари магнитский адаләт һәрикити” ниң директори бил бровдер әпәндиләр тәклип қилинип муһим сөз қилған.
Әнглийә парламенти вә һөкүмитигә уйғур мәсилини аңлитишта тиришчанлиқ көрситип, үнүмлүк паалийәтләрни елип бериватқан рәһимә ханим зияритимизни қобул қилип, гуруппиниң ечилиш мурасимида асаслиқ, уйғурлар учураватқан ирқи қирғинчилиқ мәсилиси әң муһим муһакимә нуқтиси болғанлиқи вә хитайниң уйғурларға қаратқан инсанийәткә қарши җинайәтлиридә қоли бар әмәлдарлирини җазалаш һәр тәрәптин тәшәббус қилинғанлиқини билдүрди.
Әнглийәни өз ичигә алған америка, канада вә явропа иттипақидики 27 дөләт бирликтә бу йил 22-март, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң назири чен миңго, сабиқ назири ваң миңшән, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари, қошумчә биңтуән парткоминиң секретари ваң җүнҗең вә уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң сабиқ секретари җу хәйлун қатарлиқ 4 нәпәр әмәлдар һәмдә уйғур елида турушлуқ ишләпчиқириш-қурулуш армийәсиниң җамаәт хәвпсизлик идарисигә “йәршари магнитискй қануни” бойичә җаза тәдбири елан қилғаниди.
Магнитскй қанунини тонуштурғучи әрбаб, “йәр шари магнитский адаләт һәрикити” ниң директори бил бровдер әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң әнглийә парламентида һәр қайси партийәләрдин тәшкилләнгән бу гуруппиниң қурулғанлиқидин вә өзиниң бу йиғинға қатнишип сөз қилғанлиқидин интайин мәмнун болғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу, әнглийә парламентидики барлиқ партийә гуруппиларниң муһим мәсилиләрдә партийәдин һалқиған һалдики бирләшмә һәмкарлиқ гурупписи. Гуруппиниң тунҗи нөвәтлик йиғиниға мән тәклип қилинғанлиқим вә магнитский қануниниң тәсир күчи вә әһмийити һәмдә йүргүзүштики қәдәм басқучлар һәққидә сөз қилғинимдин хош болдум. Чүнки бу, магнитскй қануниниң техиму үнүмлүк қоллинишиға йол ачиду дәп қараймән”.
Бил бровдер әпәнди йәнә, хитай әмәлдариға йетәрлик җаза йүргүзүлмәйватқанлиқини кәскин һалда оттуриға қоюп мундақ деди: “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишта техи һечқандақ үнүмлүк бир тәдбир елинмиди. Әнглийә гәрчә һазирға қәдәр пәқәт 4 нәпәр хитай әмәлдариға җаза қолланған болсиму бу йетәрлик әмәс, буниң биләнла тохтап қалмаслиқ керәк, милйонлиған уйғур җаза лагерлирида туруватқан икән, ундақта бу зулумда қоли бар миңлиған хитай коммунист партийәси әмәлдарлириниң һәммисигә магнитский қануни бойичә җаза йүргүзүш лазим”.
Әнглийә парламентниң “йәршари магнитскй қануни” бойичә партийәләр гурупписиниң тәшкиллинишидә муһим рол ойниғучилардин луке де пулфорд әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу гуруппа вә йиғинниң әһмийитини тонуштуруп мундақ деди: “парламенттики барлиқ партийәләр гурупписиниң намида, әнглийә парламенттики әзаларниң партийә һалқиған һалда қурулған охшимиған муһим мәсилиләрдә шундақ нурғун гуруппилири бар. Бизниң бу гуруппимиз болса парламентниң мәхсус магнитский қанунини тәдбиқлашқа түрткә болушни халайдиған парламент рәһбәр вә әзалиридин тәшкиллинип қурулған. Йиғинимизға кәлсәк, бу тунҗи нөвәтлик йиғинимизда рәһимә мәхмут ханим вә бил бровдер әпәндиләрни сөзгә тәклип қилдуқ, рәһимә ханим уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштурди вә бу җинайәтни садир қилғучи җазалинишқа лайиқ хитай әмәлдарлириниң тизимликини сунди. Биз магнитский қануниниң әнглийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқи вә шуниңға охшаш дуняниң һәр қайси җайлиридики инсанларниң учраватқан зулумини тохтитиш үчүн, зулум салғучиларға биваситә һәмдә давамлиқ түрдә җаза қоллинишни қолға кәлтүрүш үчүн һәрикәт қилимиз”.
Әнглийә парламентлар бирләшмисидә хитай мәсилилири бойичә маслаштурғучилиқ ролини ойнаватқан луке әпәнди, уйғур ирқий қирғинчилиқиға мунасивәтлик җаза мувапиқ келидиған чен чүәнгоға охшаш хитай әмәлдарлириниң җазаниң сиртида қелиши, парламентта магнитский җаза қануниниң мәшғулатиға өзгәртиш киргүзүшниң тәхирсиизликини көрситип беридиғанлиқини алаһидә тәкитләп мундақ деди: “әпсуски чен чүәнгониң исми әнглийә вә явропа бирлики җаза елан қилинғанлар қатарида йоқ, биз бирлишип чен чүәнгоға җаза йүргүзүлүшини қолға кәлтүрүш үчүн тиришимиз, буниң сиртида биз йәнә парламент тәрипидин җаза қоллиниш миханизмини көзитишни тәләп қилимиз, чүнки бу җаза пәқәт һөкүмәт тәрәптин иҗра қилиниду. Әмма һөкүмәтниң, инсанийәткә қарши еғир җинайәт садир қилғучиларни җазалашта бу қанунниң толуқ вә әмәлий тәдбиқлинишиға капаләтлик қилалмайватқанлиқии көрулуп турулмақта”.