Әнглийә алий соти уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш һәққидики давани қобул қилди

Мухбиримиз әзиз
2021.12.17
Әнглийә алий соти уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш һәққидики давани қобул қилди Әнглийә алий сот мәһкимисиниң бинаси. 2021-Йили 18-сентәбир, лондон.
REUTERS

Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәсилиси йеқинқи мәзгилләрдин буян хәлқарадики зор темилардин болуп келиватқан болуп, америка һөкүмити бу тоғрисида бәзи җаза чарилирини иҗра қилған иди. Әмма хәлқарадики чоң ширкәтләрниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ тәминләш зәнҗири билән давамлиқ сода алақисида болуши бу җәһәттә көплигән мәсилиләрниң мәвҗутлуқидин бишарәт бәрмәктә иди. Әнә шу хил мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәққидә әнглийә һөкүмитини бирәр ениқ қарар елишқа дәвәт қилиш үчүн дуня уйғур қурултийи әнглийә алий сот мәһкимисигә “әнглийә таможниси уйғур мәҗбурий әмгики бәдилигә ишләнгән мәһсулатларниң әнглийәгә киришигә йол қоймақта. Буниңға әмди чәклимә қоюш керәк” дегән мәзмундики әрзнамисини тапшурған иди. 15-Декабир күни әнглийә алий сот мәһкимисиниң мәзкур әрзни қобул қилғанлиқи һәмдә бу тоғрисида алий сотта мәхсус гуваһлиқ йиғини ечишқа иҗазәт бәргәнлики елан қилинди. Буниң билән лондондики уйғур сот коллегийәсиниң йеқинқи һөкүмнамисидин кейинки йәнә бир сотниң дәсләпки басқучи рәсмий башланди.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса бу һәқтә мәлумат берип, бу хилдики “заманиви қуллуқ әмгики” ниң әнглийә қанунида мәни қилинидиғанлиқини, әмма шундақ болсиму һазирғичә уйғур мәҗбурий әмгикигә бағлинишлиқ шунчә көп мәһсулатларниң әнглийәдә көпләп истемал қилиниватқанлиқи өзлириниң бу қетимқи қануний һәркәт паалийитини башлашқа мәҗбур қилғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Д у қ ниң әнглийәдики иш беҗириш орниниң директори рәһимә мәһмутниң билдүришичә, мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларни чәкләш һәққидики бу ‍әрзнамә паалийити башланғили хели узун болған. Әмма алий сот дәва вә әрзнамиләрни таллап туруп қобул қилидиғанлиқи, йәнә келип әнглийә һөкүмитигә қарашлиқ, шуниңдәк министирлик дәриҗисидики “ханлиқ кирим-чиқим вә таможна идариси” (HMRC) бивастә җавабкарлиқни үстигә алидиғанлиқи үчүн бу тәләптин һазирғичә бирәр нәтиҗә чиқмиған. Шуниң билән улар бу қетим рәсмий һалда бу мәсилини әнглийәниң алий сот мәһкимисигә әрз қилған.

Мәзкур йеңилиқ һәққидә әң дәсләп учур бәргүчиләрниң бири д у қ ниң бу қетимқи әрзнамисиниң қануний вакаләтчиликини үстигә алған “дуня қануний һәркәт тори” адвукатлиқ орни болди. Лондондики бу адвукатлар гурупписиниң бу һәқтики баянатида бу һәқтики әң йеңи илгириләш сүпитидә әнглийә алий сот мәһкимисиниң д у қ тапшурған әрзнамини қобул қилғанлиқини “бир қетимлиқ бәкму муһим вә алқишлашқа тегишлик илгириләш” дейилиду. Бу қетимлиқ әрзнаминиң қануний вакаләтчиликини үстигә алған адвукатларниң бири дербла миного ханим бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда бу һәқтә техиму тәпсили чүшәнчә бәрди.

“бу әрз ‍икки бөләктин тәркип тапқан. Биринчи бөликидә биз таможна саһәсидин шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк бәдилигә вуҗутқа кәлгән пахта мәһсулатлирини импорт қилиштин чәкләшни тәләп қилған идуқ. Шу вақитта улар буни рәт қилди. Шуниң билән бизниң дәсләпки һәркитимиз нәтиҗисиз аяқлашти. Иккинчи бөлики болса биз дөләтлик җинайи ишлар тәптиш мәһкимисигә бу мәсилини әрз қилип сундуқ. Әрзимиздә шәрқий түркистандин келиватқан бу пахта мәһсулатлириниң мәҗбурий әмгәк билән бағлинидиғанлиқини, мәҗбурий әмгәкниң болса җинайи ишларға ятидиғанлиқи, әнглйәдики җинайи ишларға даир қанунлар бойичә бу хил җинайәткә шерик мәһсулатларниң әнглийәгә кириши мәни қилинидиғанлиқини тәкитләп улардин бу мәсилини тәкшүрүшни тәләп қилдуқ. Әмма уларму бу тәләпни рәт қилди.”

Дербла ханимниң билдүришичә, уларниң бу икки басқучлуқ йоллуқ тәливи рәт қилинғандин кейин улар алий сотқа әрз қилишни қарар қилған. Әмди әнглийә алий сот мәһкимиси бу әрзнамини қобул қилғандин кейин қанун тәртиви бойичә бу һәқтә мәхсус гуваһлиқ йиғини чақиридикән. Һазирқи әһвалда бу гуваһлиқ йиғинида нуқтилиқ қилип хитай һөкүмитиниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиши, болупму буниң пахта мәһсулатлири билән бағлинишлиқ болған саһәдә қандақ давам қиливатқанлиқи нуқтилиқ һалда қарап чиқилидикән.

Дербла ханим бу һәқтә әһвал тонуштуруп мундақ дәйду: “бизниң бу мәсилини бәкму муһим дейишимизниң сәвәби шуки, һазир нурғун ширкәтләр бу мәсилини мушундақла җимип кәтсикән, дегәнни үмид қиливатиду. Уларчә болғанда ишлар мушундақ аяқлашса уларниң хитай ширкәтлири билән пахта мәһсулатлири саһәсидә қилишқан һәмдә һелиму давам қиливатқан сода паалийәтлирини һечкимму билмәй қалиду. Әмилийәттә болса хитай ширкәтлириниң қолидики бу пахта мәһсулатлири шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк арқилиқ қолға кәлгән. Шуңа әнглийә ширкәтлири һәмдә башқа дуняви чоң ширкәтләр бу хил пахта мәһсулатлирини давамлиқ ишлитәләйдиған болуш үчүн бу һәқтә чәклимә характеридики бәлгилимиләрниң оттуриға чиқишини халимайду. Йәнә келип улар өзлириниң мәҗбурий әмгәкни әйибләйдиғанлиқи һәққидә баянат елан қилип қоюпла бу хил пахта мәһсулатлирини давамлиқ сетивелишни көзләватиду. Шуңа бу ширкәтләрниң бу хил сода паалийитини чәкләйдиған бу һәркәттә ашу хилдики пахта мәһсулатлирини сетивалған ширкәтләр җазалиниши, шундақла уларниң хитай пахта ширкәтлири билән болған мунасивитини кесип ташлап, техиму чоң хейим-хәтәрләргә муптила болуши ениқ.”

Рәһимә мәһмудниң қаришичә, бу қетим әнглийә алий сотиниң әнглийә һөкүмити қармиқидики министирлик дәриҗисидики бир идарә үстидин сунулған бир әрзнамини бунчә тез тәстиқлишида лондондики ‍уйғур сот коллегийәсиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидә һөкүм чиқириши муһим рол ойниған болуши еһтималға йеқин икән. Долқун әйса болса буни уйғур қирғинчилиқи һәққидә техичә дәргуманда болуватқан ғәрп дунясиниң һәқиқәткә болған ишәнчисиниң ашқанлиқиниң бир ипадиси, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, “дуня қануний һәркәт тори” адвокатлиқ орни мәзкур әрзнамини сотқа сунуш вә башқа мунасивәтлик қануний паалийәтләр үчүн д у қ дин һечқандақ һәқ алмиған. Әксичә, барлиқ зеһний қуввитини қандақ қилип бу қетимлиқ давани көңүлдикидәк аяқлаштурушқа мәркәзләштүргән. Дербла ханимниң билдүришичә, улар мушу қетимлиқ дава арқилиқ әнглийә һөкүмитиниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәққидә бәлгилик қарашқа игә болушини үмид қилидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Гәрчә бу қетимлиқ әрзниң қандақ аяқлишишиға һазирчә кесип бирнәрсә дегилиму болмисиму улар өзлириниң бу һәркитидин, шуниңдәк әнглийә һөкүмитидин йәнила үмидвар икән.

Нөвәттә мәзкур дәваниң биринчи қәдими оңушлуқ бесилған болуп, бу даваниң кейинки тәрәққияти үчүн йәнә көплигән хизмәтләр ишлинидикән. Җүмлидин алий сотниң бу қетимқи сот паалийити үчүн алидиған һәқлиригә халисанә ианә топлаш хизмитиму башланған болуп, бу қетимқи сотниң кейинки тәрәққияти америка дөләт мәҗлисиниң 16-декабир күни мутләқ үстүн аваз билән “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қанун лайиһәси” ни мақуллишидин көп хошаллиққа чөмгән муһаҗирәттики уйғурларни тәқәзза қиливатқан йәнә бир муһим вәқә болуп қалмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.