Давид алтон: “әгәр биз өзгәртмисәк, өчмәнлик вә зораванлиқниң қурбани болдиған дәвр өзгәрмәйду”
2021.02.03
19-январ күни әнглийә парламенти авам палатасида наһайити аз пәрқ билән мақуллуқтин өтмигән “сода қануни лайиһәси” 2-феврал күни толуқлап сунулған болуп, бу қетим юқири аваз билән мақуллуқтин өткән.
Иккинчи қетим авазға қоюлған “сода қануни лайиһәси” ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәсини қоллашқа чақириқ қилинған болуп, әнглийә һөкүмитини хитайда йүз бериватқан зулумни “ирқи қирғинчилиқ” дәп бекитишкә дәвәт қилған.
“муһапизәтчи” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, бу қанун лайиһәси арқилиқ әнглийә һөкүмитини уйғурлар дуч келиватқан вәһшийликни “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитиштин башқа, йәнә әнгилйәниң бейҗиң билән болған икки тәрәплик сода келишимини қайта қарап чиқишни тәләп қилған.
Авам палатасиниң әзаси давид алтон парламентта сөз қилип мундақ дегән: “сотчи томас буергентал яш вақтида аусшивитс җаза лагериға қамалған. У һаят қалди. Сотчи буергентал бу вәзипини һәммимизгә тапшурди. Инсанларниң әқли бу қорқунчлуқ һәқиқәтни пәқәтла чүшинәлмәйду: бир милләт сәвәбсиз милйонлиған бигунаһ инсанларни пәқәт өзигә охшимиғанлиқи үчүн йоқитишни пиланлиған адәм өлтүрүш машинисиға айланди. Әгәр биз қериндашлиримизниң қенини қолимиздин асанла ююп чиқириветәлисәк, ундақта кейинки әвладлиримизни өтмүштә йүз бәргәнгә охшаш ирқий қирғинчилиқни қайта садир қилишиниң алдини илиштин қандақму үмид күткили болсун? әгәр биз гунаһсиз инсанлар өчмәнлик вә зораванлиқниң қурбани болидиған дәврини ахирлаштурушқа тиришмисақ, инсаниларни бешиға келиши мумкин болған һәрқандақ җинайәтләрдин қоғдап қилишқа үмидимиз қалмайду.”
У сөзиниң ахирида йәнә мунуларни тәкитлигән: “бу ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәси өчмәнлик вә зораванлиқ дәврини бузуш үчүн көрситлигән тиришчанлиқ болуп, әгәр биз буни қоллимисақ, бигунаһ инсанлар учрайдиған зулум тохтимайду.”
Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим “сода қануни лайиһәси” ниң ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик түзитиш киргүзүш лайиһәсиниң мақуллинишиниң әһмийити һәққидә пикир баян қилди.
“форбес” журнилиниң 8-декабир елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, 7-декабир әнглийә парламентида әнгилийә “сода қануни түзитиш киргүзүш лайиһәси” ни музакиригә қоюш йиғини өткүзүлгән болуп, парламент әзалири ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитай билән сода қилиш-қилмаслиқ мәсилиси һәққидә муназириләшкән, нәтиҗидә бу лайиһә 161 авазға қарши 287 аваз билән мақулланған вә әнглийәниң хитайға охшаш ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан һәр қандақ дөләт билән сода қилмаслиқи керәклики һәққидики принсип дәсләпки қәдәмдә муқимлашқан икән.
Хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирликиниң келиштүргүчиси лук де пулфорд әпәнди бу қанун лайиһәсиниң үнүми вә әһмийити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “шуни ениқ қилип ейтқанда, әгәр бу қанун лайиһәси мувәппиқийәтлик һалда йолға қоюлса, уйғурлар вә яки мәлум уйғур тәшкилатлириниң вәкиллири юқири сотқа берип, сотчидин ‛ирқий қирғинчлиқ‚ дәп бекитишини тәләп қилалайду. Бу лайиһә шу бир қанчә нуқтидин наһайити муһим. Биринҗидин, нормал система бойичә қануний җәһәттин ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп бекитиш мумкин әмәс. Нормал система бойичә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәлқаралиқ сотниң хәвпсизлик киңешигә сунуши керәк иди. Ликин билгинимиздәк, хитай униңға дәхли қилиду. Бизниң қиливатқинимиз қануний йол билән ‛ирқий қирғинчилиқ‚ қарариниң чиқишини қолға кәлтүрүш. Әнглийәдә бундақ қилишимизниң сәвәби шуки, әнгилийәниң ‛ирқий қирғинчлиқ‚ қа қарши туруш сиясити 40 йиллиқ тарихиқа игә. Бу йәрдә қарар беридиғи сотчи, сиясион әмәс. Сиясәткә тайинип мәсилини сотқа илип чиқиш қийин. Бизниң парламентқа сунған лайиһәмиз шуниң үчүн наһайити муһим.”
Рәһимә мәһмут ханимниң ейтишичә, бу қанун лайиһәси киләрки һәптә кеңәш палатасида авазға қоюлидикән. Лук де пулфорд әпәнди бу қанун лайиһәсиниң мақуллиниш еһтималлиқниң юқири икәнликини ейтти. Әмма йәнә ахирида кәскин қилип мундақ деди: “әгәр мақулланмай қалса, йәнә қайтидин авам палатасида авазға қойилиду. Биз қанун лайиһәсини қайтидин оттуриға қойимиз. Биз бу әһвални өзгәрткүчә давамлаштуримиз, тохтап қалмаймиз.”