Әнглийә әмгәк партийәси: “биз уйғур қирғинчилиқини етирап қилишқа тиришимиз!”
2023.03.30

Уйғур қирғинчилиқи һәққидә америка һөкүмити әң дәсләп рәсмий һалда қарар алғандин буян америка вә явропа қитәлиридики бир қисим парламентларму буниңға аваз қошти һәмдә бу һәқтә қарар алди. Ғәрб дунясидики зор тәсиргә игә дөләтләрниң бири болған әнглийә парламенти уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарар алған һәмдә буниңға мунасивәтлик бир қатар хизмәтләрни вуҗудқа чиқарғандин кейин бу җәһәттики әң йеңи тәрәққиятниң көләңгилири 29-март күни намаян болушқа башлиди.
“сиясийон” (Politico) гезитиниң 29-марттики хәвиридә ейтилишичә, әнглийә әмгәк партийәси рәсмий һалда баянат елан қилип, өзлири келәр йилдики сайламда йеңип чиқип һөкүмәтни өткүзүвалса хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш қилмишини рәсмий һалда “қирғинчилиқ” дәп җакарлайдиғанлиқини билдүргән. Әмгәк партийәсиниң сәпләнмә ташқи ишлар вәзири дейвид ламмий (David Lammy) бу һәқтә сөз қилип: “келәр қетимлиқ һөкүмәтни тәшкилләш пурситигә еришсәк мән һәрқайси тәрәпләр билән бирликтә күч чиқирип уйғур қирғинчилиқи һәққидә рәсмий қарар елишқа тиришимән” дегән. Навада бу тиришчанлиқ әмәлгә ешип қалса әнглийә һөкүмити уйғур қирғинчилиқи һәққидә рәсмий қарар алған иккинчи һөкүмәт болуп қалидиған болуп, явропа дөләтлиригә зор тәсир көрситиш еһтималлиқи бар, дәп қарилишқа башлиған.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни зор көләмдә тутқун қилиши, лагерларда роһий вә җисманий қийнақларға мәһкум қилиши, ахирида уларни түркүм-түркүмдә хитайниң “заманиви қуллар қошуни” ға айландуруши һәққидә көплигән дәлил-испатлар оттуриға чиққан, һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң рәсмий доклатидиму бу һалниң “инсанийәткә қарши җинайәт” икәнлики тилға елинған болсиму, хитай билән болидиған ғайәт зор миқдардики иқтисадий мунасивәт вә сода паалийәтлири нөвәттә көплигән һөкүмәтләрни бу һәқтә қарар елиштин тосуп келиватқан муһим амил һесаблиниду. Әмгәк партийәси 2021-йили әнглийә парламентиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарар елишида муһим рол ойниған болуп, бу һәқтә дейвид ламмий әпәнди сөз қилип “бу әмгәк партийәсиниң уйғурлар һәққидики мәйдани. Хитайниң шинҗаңдики барғансери әвҗ еливатқан зулум вә бастурушлири бизни зор әндишигә гириптар қилмақта” дегән. Шуниңдәк әнглийә парламенти уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарар алған, хәлқара җәмийәт бу һәқтә өз әндишилирини ипадиләватқан әһвалда әнглийә һөкүмитиниң бу һәқтә сүкүт қилишини тоғра көрмәйдиғанлиқини тәкитлигән.
Әмгәк партийәсиниң бу һәқтики мәйдани вә көзқариши ашкара елан қилинғандин кейин муһаҗирәттики уйғурлар бу тәрәққиятни қизғин алқишлиди. Әнглийәдики уйғур паалийәтчи, дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдики вәкили рәһимә мәһмуд ханим бу һәқтә мухбирларға сөз қилип, буниң кишигә толиму үмид беғишлайдиған бир хәвәр болидиғанлиқини билдүргән. У бу һәқтә сөз қилип: “һазир көплигән парламент әзалири дадиллиқ билән уйғурлар һәққидә сөз қиливатқан болсиму һазирқи һөкүмәттин техичә бирәр зор тәдбир вуҗудқа кәлмиди. Әмма хәлқимиз һәр бир минутта тохтимастин қириливатиду. Бундақ әһвалда әмгәк партийәсиниң бу хил мәйдани махташқа сазавәр” дегән. Радийомизниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда у бу җәһәттики әһвалларни тонуштуруп, буниңдики бәзи реаллиқни көрситип өтти.
Әмгәк партийәсиниң бу хил мәвқәси уйғур қирғинчилиқиға мунасивәтлик хизмәтләр билән мәшғул болуватқан һәр саһә кишилириниму сөйүндүргәнлики мәлум. “хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) ниң иҗраийә директори лук де пулфорд (Luke de Pulford) бу һәқтики соаллиримизға елхәт арқилиқ җаваб қайтуруп, өзиниң бу һәқтики қарашлирини биз билән ортақлашти. Униң җавабида мундақ қурлар көзгә челиқиду: “әмгәк партийәсиниң сәпләнмә ташқи ишлар вәзири (дейвид ламмий) уйғурлар дуч келиватқан реаллиқниң қирғинчилиқ икәнликини пат-пат тәкитләп келиватиду. Әмгәк партийәси қирғинчилиқ қиливатқан дөләт билән сода алақисидә болмаслиқ һәққидики аваз бериш паалийитидә илгири-кейин болуп алтә қетим беләт ташлиған. Шуңа сәпләнмә ташқи ишлар вәзириниң бу һәқтә қилған сөзлиридин мән қилчиму һәйранлиқ һес қилмидим. Әмма бу йәрдики һәқиқий синақ әмгәк партийәси рәсмий һалда һөкүмәтни қолға алғандин кейин уларниң бу мәйданиниң қандақ болидиғанлиқида намаян болиду. Дәрвәқә, әгәр биританийә һөкүмити бу қирғинчилиқ һәққидә рәсмий қарар алса бу бизниң ‛қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамиси‚ вә башқа саһәләрдики мәҗбурийәтлиримизни әстайидил иҗра қилишимизға йол ачиду. Биз бу мәнзириниң барлиққа келишини чин қәлбимиздин үмид қилимиз. Шуниң билән биргә буни әмәлгә ашуруш үчүн давамлиқ түрдә күрәш қилимиз.”
Рәһимә мәһмудниң қаришичә, дипломатийә дунясида һакимийәткә чиқиштин бурунқи вә кейинки вақитларда сиясийонларниң өз вәдисигә әмәл қилиш-қилмаслиқ мәсилисиму мәвҗут. Әмма бу һал һазир һәрқайси мәтбуатлардин кәң йәр алса у һалда әмгәк партийәсиниң бу һәқтики мәйданини өзгәртивелиши улар үчүн қийинға чүшүши мумкин икән.
Әнглийә парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ниң әзаси, уйғур давасини аңлитишта түрлүк йиғилиш вә намайишларни тәшкилләп, паал тиришчанлиқ көрситип келиватқан җая пасак (Jaya Pathak) өзиниң бу йеңи тәрәққияттин қисмән болсиму үмид нурини көргәнликини ейтиду. Униң радийомизға қайтурған бу һәқтики язма җавабида мундақ қурлар бар: “дейвид ламмий һазир әнглийә һөкүмитиниң қирғинчилиқ әһдинамиси бойичә өз мәҗбурийәтлирини ада қилиш саһәсидә мәғлуп болғанлиқини тонуп йәтти. Шуниң үчүн у бу җәһәттики әң яхши таллаш қатарида әнглийә һөкүмитиниң өз иттипақдашлири билән бирликтә көп тәрәплимә һәрикәт қилишни мувапиқ көрди. Бу һәқиқәтәнму адәмни риғбәтләндүридиған бир йеңилиқ һесаблиниду. Шуниң билән биргә әнглийә һөкүмитигә уйғурлар үчүн адаләт издәш йолидики хизмәтләргә йетәкчилик қилиш имканийити ата қилиду.”
Рәһимә мәһмуд ханимниң билдүрүшичә, бу қетимқи йеңи йүзлиниш әнглийә үчүнла әмәс, бәлки явропадики башқа дөләтләр үчүнму бир қетимлиқ роһий силкиниш болуп қелиши мумкин икән. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн бу әмәлийәттә әнглийәдики уйғур җамаитиниң йиллардин буян һармай-талмай тиришип қиливатқан дава ишлири үчүнму иҗабий рол ойнайду.
Алақидар материялларда көрситилишичә, әмгәк партийәси әнглийәдики әң асаслиқ сиясий партийәләрдин болуп, уларниң 2024-йилдики сайламда йеңип чиқиш еһтимали чоң, дәп қариливатқанлиқи мәлум. 1922-Йилидин буян әмгәк партийәси изчил һөкүмәт тәшкил қилғучи партийә яки әң асаслиқ өктичи партийә болуп кәлмәктә.