Әнглийә парламети уйғурларниң әнглийә сотиға хитай үстидин “ирқий қирғинчилиқ” әрзи сунушиниң йолини ечип бериши мумкин

Мухбиримиз әркин
2020.09.30
Iain-Duncan-Smith.jpg Әнгилийә сабиқ консерватиплар партийисиниң рәһбири иин данкан симис (оттурида) лондондики авам палатасида сөз қиливатқан көрүнүш. 2019-Йили 19-өктәбир.
AFP

Әнглийә парламентиниң авам вә кеңәш палатаси сода қануниға түзитиш киргүзүшкә мунасивәтлик бир қанун маддиси тәйярлиған болуп, бу қанун маддиси уйғурларниң әнглийә алий сотиға хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп әрз қилиш һоқуқи беридикән. Мәлум болушичә, мәзкур қанун маддисиға асасән әгәр әнглийә алий соти хитайниң һәрикитини ирқий қирғинчилиқ, дәп һөкүм қилса, бу әнглийә һөкүмитиниң хитай билән болған сода алақисини үзүши тәләп қилинидикән.

Мәзкур қанун маддиси сабиқ кабинет министири, әнглийә консерватиплар партийәсидин болған авам палата әзаси иян дункан симис әпәндиниң башчилиқида тәйярланған болуп, қанун маддиси башқа партийә парламент әзалириниңму қоллишиға еришкән. Иян дункан симис 29-сентәбир радийомизға әвәткән язма баянатида қанун маддиси алий сот “ирқий қирғинчилиқ садир қилған” дәп қариған һәрқандақ дөләтниң әнглийә билән сода қилишини чәкләйдиғанлиқини билдүрди.

У баянатида “әгәр алий сот хитай яки башқа һәрқандақ бир дөләтни ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп қаралған бундақ бир хорлашта гунаһкар дәп қариса, у һалда бу дөләтниң әнглийә билән түзгән һәрқандақ сода келишими яки алаһидә сода тохтами рәт қилиниду” дәп тәкитлигән. Әнглийә либерал демократлар партийәсиниң парламент әзаси ләйла моран мәзкур қанун маддисини қоллаватқан сиясийонларниң бири. Униң тәкитлишичә, хитайниң уйғурларға қиливатқини нәқ ирқий қирғинчилиқниң өзи икән.

Ләйла моран либерал демокртатлар партийәсиниң 26-сентәбир видийода өткүзүлгән күз пәсиллик йиғинида нутуқ сөзләп мундақ дәйду: “шинҗаң өлкисидики уйғур аһалисида йүз бериватқан ишлар ирқий қирғинчилиқтин башқа нәрсә әмәс. Бу һәқтики тәпсилий доклатлар бир милйондин артуқ кишиниң райондики аталмиш ‛қайта тәрбийәләш лагерлири‚ ға қамалғанлиқини көрсәтмәктә. Лекин була әмәс. Бизгә тутқунларниң җисманий хорлаш, реҗим астиға елиш, диний етиқадини тәнқидләшкә мәҗбурлиниш, мәҗбури туғмас қилиш вә бала чүшүрүватқанлиқи мәлум.” униң тәкитлишичә, “хитай б д т ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамисидики җисманий, роһий бузғунчилиқни өз ичигә алған қилмишларни уйғурларда садир қилмақта” икән. У йәнә “ирқий қирғинчилиқ бәк еғир сөз болсиму, лекин хитайниң ирқий қирғинчилиқни пиланлаватқанлиқи наһайити чүшинишлик икәнлики” ни тәкитлигән.

Ләйла моран әнглийә һөкүмитиниң хитайға қарши җиддий тәдбирләрни елиши керәкликини билдүрүп: “һәрикәт қоллинип, уйғурларға қилиниватқанларниң қобул қилинмайдиғанлиқини билдүрүшимиз керәк. Һөкүмәт тоғра иш қилиши вә тез һәрикәт қилиши керәк. Бу ‛магнетиский қануни‚ ни ишлитип, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә мәсулийити бар шәхсләрни җавабкарлиққа тартишни оз ичигә алиду,” дегән.

Униң тәкитлишичә, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қатнашқан хитай ширкәтлириниң әнглийәдә сода қилишиға йол қоюлса, бу “бастуруш, қайта тәрбийиләш, туғмас қилиш вә башқа ғәйрий инсани хорлуқларға йол қойғанлиқ” болидикән. Адвокатлар болса мәзкур қанун маддисиниң әнглийә парламентида мақуллинишиға үмидвар қарайдиғанлиқи, чүнки парламенттики партийәләрниң уйғурлар учраватқан “ирқий қирғинчилиққа җиддий қараватқанлиқи” ни билдүрди.

Әнглийәлик адвокат майкел полак 29-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “парламенттики сиясий партийәләрдин һалқиған бир гуруппа сода қануниға ирқий қирғинчилиқ җинайити садир қилған дөләтләр билән сода келишими түзүшкә болмайдиғанлиқи һәққидә бир мадда киргүзди. Бу қанун алқишлинишқа тегишлик өзгириш. Бу әмди парламентниң һәр икки палатасида муназирә қилиниду. Биз бу маддиниң һәр икки палатада мақуллинишиға үмидвар қараймиз. Чүнки парламенттики охшимиған сиясий партийәләр ахири хитайда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиққа җиддий қарашқа башлиди.”

Майкел полак йәнә юқириқи қанун мақулланса хитай әмәлдарлириниң шәхсий җавабкарлиқини сүрүштүрүшниң йоли ечилидиғанлиқини билдүрүп: “бу қанун билән сиз райондики уйғур вә башқа түркий хәлқләргә қарши инсанийәткә қарши җинайәт садир қилишқа қатнашқан, йетәкчилик қилған шәхсләрниң қануний җавабкарлиқини сүрүштүрәләйсиз. Шәхсләр башқа дөләтләрдики һөкүмәтләрниң ирқий қирғинчилиқ садир қилған-қилмиғанлиқини сориялайду. Бу әнглийәниң башқа дөләтләрниң әқәллий хәлқара өлчәмләргә әмәл қилишида чиң туруши үчүн ақилларчә бир һәрикәт,” деди.

“муһапизәтчи” гезитиниң тәкитлишичә, юқириқи қанун маддиси һөкүмәтни қаттиқ әндишигә салған. Һөкүмәт бу қанун маддиси сотчи вә кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә күч берип, әнгилийә-хитай сода мунасивитигә кашила қилиду, дәп әндишә қилидикән. Лекин әнглийәдики паалийәтчи, дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдә турушлуқ вәкили рәһимә маһмут әнглийә парламенттики рәқиб сиясий партийә-гуруһларниң уйғур мәсилисидә тәң һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, хитай б д т қатарлиқ органларда бәк күчлүк болуп, уни әнгилийәдәк дөләтләрниң сот мәһкимилиридә җавабкарлиққа тартиш бир хил үнүмлүк чарә икән.

Авам палата әзаси иян дункан хитайниң қилмишиниң характерини чүшиниш үчүн әнглийәлик сотчи, хәлқара җинайи ишлар сотиниң сабиқ тәптиши җефрей найисниң йетәкчиликидики “лондон коллегийәси” намлиқ хәлқ сотиниң қарариниң муһим икәнликини билдүргән. Дуня уйғур қурултийи “лондон коллегийәси” гә әрз сунуп, хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини тәкшүрүшни тәләп қилған. “лондон коллегийәси” әрзни қобул қилған иди.

Иян дункан симис баянатида “лондон коллегийәси” ниң хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип барған-бармиғанлиқини қарар қилидиғанлиқини билдүрүп: “буниң муһим болушидики сәвәб бу хитайниң ичидә йүз бериватқан христянлар, фалунгоңлар, уйғурлар вә тибәтләрниң һәқ-һоқуқи хорлиниватқналиқини тоғра вә толуқ чүшинишкә йол ечип бериду,” дегән.

“муһапизәтчи” гезитиниң хәвиридә тәкитлишичә, сода қануниға түзитиш киргүзүш лайиһәсиниң кеңәш палатасида мақуллинишида үмид бар болуп, у сайидә варси, майкел форсес, дәйвид алтон, андрев адонис қатарлиқ палата әзалириниң қоллишиға еришмәктә икән. Иян дункан симис қанун лайиһәсини авам палатасиға сунудиғанлиқи, 40 тәк палата әзасиниң қоллишиға еришишни күтидиғанлиқи билдүргән. Мәлум болушичә, бу сан авам палатасида һөкүмәтни мәғлуп қилиш үчүн йетәрлик икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.