Әнглийә ташқи ишлар вәзири хитай зиярити алдида уйғурлар һәққидики вәдисигә әмәл қилишқа чақирилди
2024.10.17
Әнглийәдә бу йил 7-айда елип берилған омумий сайламда утуп чиққан әмгәкчиләр партийәсидин келип чиққан ташқи ишлар вәзири давид ләммий 18-өктәбир күнидин етибарән хитайда рәсмий зиярәттә болиду. Давид ләммийниң зиярити әнглийә-хитай мунасивәтлири хитайниң начар сода адәтлири, хитайниң әнглийәдә паш болған җасуслуқ һәрикәтлири вә хитай һөкүмитиниң уйғур мәсилисини қоллиған бир қисим әнглийә парламенти әзалириға җаза тәдбири қоюши билән икки дөләт мунасивити йирикләшкән мәзгилгә тоғра кәлгән.
Әнглийәниң “муһапизәтчи” вә “мустәқиллиқ” гезитлириниң хәвәрлиридин қариғанда, ташқи ишлар вәзири бу нөвәтлик хитай зияритидә хитай билән болған иқтисадий мунасивәтләрни кәң көләмдә әслигә кәлтүрүшни нишан қиливатқан болуп, униң бу пилани кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини әндишигә салмақта.
Әнглийәдики уйғур паалийәтчиси, дуня уйғур қурултийи әнглийә ишханиси мудири рәһимә мәхмут ханим радийомизға қилған сөзидә “давид ләммий хитайдики зияритидә чоқум хитай һөкүмитидин уйғурларға қаритиливатқан вәһшийликлирини тохтитишни тәләп қилиши керәк”, деди.
Рәһимә мәхмут ханим бу һәқтә йәнә, әнглийәдики нопузлуқ гезитләрдин болған “мустәқиллиқ” гезитидә мәхсус обзор елан қилған болуп, у обзорида әмгәк партийәсиниң уйғур мәсилисигә тутқан пәрқлиқ позитсийәсини тәнқид қилған.
“давид ләммий бейҗиңда уйғур ирқий қирғинчилиқини оттуриға қоюшқа җүрәт қилаламду” дәп мавзо қоюлған бу обзорда: “әмгәкчиләр партийәсиниң илгири хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқигә ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқини оттуриға қойғанлиқи, давид ләммийниң болса 2023-йили 3-айда қилған бир сөзидә, ‛әгәр әмгәкчиләр партийәси һөкүмәт бешиға кәлгән тәқдирдә шериклиримиз билән көп тәрәплимилик һәрикәт қилип, хәлқара сот арқилиқ хитайниң һәрикитини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилишни тәләп қилимиз‚” дегәнликини оқурмәнләрниң сәмигә салған.
Әмгәкчиләр партийәси бу йил 7-айда әнглийәдики омумий сайламда утуп чиқип, консерватиплар партийәсиниң 14 йиллиқ һакимийитигә хатимә бәргәниди. Сайламдин илгири өктичи ташқи ишлар вәзири болған давид ләмми, әгәр өзлири һакимийәт бешиға кәлгән тәқдирдә уйғурларға қилинған муамилини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилиш үчүн қануний йол тепишқа тиришидиғанлиқини ейтқан.
Һалбуки, һазир әнглийәниң һакимийәт бешидики бу партийәниң хитай билән болған иқтисадий алақини зор көләмдә әслигә кәлтүрүшни вә хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә четилидиған мәсилиләрни арқа пиланға иттәрмәкчи болуватқанлиқи хәвәрләрдин орун алған. “муһапизәтчи” гезити бу һәқтики хәвиридә: “хитай билән болған мунасивәтләрни яхшилаштин ибарәт дипломатик күн тәртипигә асасән, һөкүмәт хитайниң уйғурларға қаритиватқан вәһшийликини рәсмий йосунда ирқий қирғинчилиқ дәп аташ пиланини кәйнигә сүргән” дәп язған.
Әнглийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә “хитайға қарши хәлқара парламентлар бирләшмиси” ниң иҗраийә директори лук де пулферд (Luke de Pulford) болса буни қаттиқ тәнқид қилди. У радийомизға қилған сөзидә “әмгәкчиләр партийәси уйғурларға қилған вәдисидә турмиди” деди. У мундақ деди:
“өктичи партийә вақтида, йүз бәргән ишларни ирқий қирғинчилиқ, дәп атиған мәзкур партийәниң һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин пиланини өзгәртиши әнглийәниң инсанларниң негизлик кишилик һоқуқиға тутқан позитсийәсиниң қандақлиқини көрситип бериду. Әмгәкчиләр партийәси уйғурларға бәргән вәдисигә хилаплиқ қилди.”
Мәлум болушичә, давид ләммийниң хитай зиярити алдида йәнә, бирқисим әнглийә парламенти әзалириму имзалиқ хәт елан қилип, ташқи ишлар вәзирини хитай билән болған алақисидә әмәлийәтчил болуп, хитай пәйда қиливатқан тәһдитләрни нәзәрдә тутуп туруп һәрикәт қилишқа һәмдә уйғурлар учраватқан вәһшийликләр билән биргә барлиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини чоқум оттуриға қоюшқа чақирған. Бу хәткә имза қойғучилар сабиқ һөкүмәт әзалиридин әнглийә консерватиплар партийәсидин болған парламент әзаси ян дункан симис (Iain Duncan Smith), сабиқ хәвпсизлик министири том тугендат (Tom Tugendhat) вә сабиқ сәһийә министири нел обриян (Neil O’Brien) қатарлиқларни өз ичигә алиду.
Мәлум болушичә, әнглийә ташқи ишлар вәзири давид ләммий 18-19-өктәбир күнлири елип берилидиған бу икки күнлүк рәсмий зияритидә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшидикән. Униң шаңхәйдә әнглийә ширкәтлириниң вәкиллири билән көрүшидиғанлиқи мәлум.
“муһапизәтчи” гезитиниң хәвәр қилишичә, һөкүмәт ишханисидин тарқитилған рәсмий баянатта: “һөкүмәт кишилик һоқуқта чиң туриду, бу, хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа мусулманларға йүргүзүшни давам қилдуруватқан зиянкәшлики вә халиғанчә тутқун қилиш мәсилисиниму өз ичигә алиду. Бизниң бу җәһәттики хизмәтлиримиз әндишимизни хитай һөкүмити билән болидиған әң юқири қатламлиқ учришишларда оттуриға қоюш вә хәлқарадики шериклиримиз билән бирликтә хитайни җавабкарлиққа тартиш үчүн тиришчанлиқ көрситишни өз ичигә алиду” дейилгән.