Мутәхәссисләр: “әнглийәлик вилогерлар хитайниң депиға усул ойниди”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.10.07
engliye-shannon-alan-1920 Әнглийәлик тор чолпанлиридин әлин (Alan) вә шәннон (Shannon) исимлик вилогерлар қәшқәр шәһирини саяһәт қиливатқан көрүнүш. 2024-Йили июл, қәшқәр
Youtube/@Alan_and_Shannon

Әнглийәлик вилогерларниң дуняда әң көп диққәт қозғиған районлардин бири болған, йәни бир қанчә милйон уйғур вә башқа милләтләр қайта тәрбийәләш лагерлирида қамалған уйғур елини тор дунясида тонуштуруп, уйғурларниң “тинч, бәхтияр” яшаватқанлиқини илгири сүрүши әйибләшкә учриди.

Йеқинда уйғур елигә барған әнглийәлик тор чолпанлиридин әлин (Alan) вә шәннон (Shannon) исимлик вилогерлар уйғурларниң өз елидә хушал яшаватқанлиқи һәққидә видийолар ишләп тарқатқан. Улар өзлиричә ғәрб таратқулириниң “шинҗаң” һәққидики ялғанчилиқини ашкарилиғанлиқини, у районда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини көрмигәнликини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитиниң тәшвиқатиға йеқиндин маслашқан.

Һалбуки америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини уйғурларни кәң көләмлик назарәт қилиш, хорлаш вә сиясий тәрбийә (меңә ююш) елип бериш арқилиқ бастурди дәп әйибләп кәлгәниди.

Уйғур ели вә хитайдики алий мәктәпләрдә оқутқучилиқ қилған америкилиқ антрополог, маарипчи доктор филис вокаб ханим зияритимизни қобул қилип, әлин билән шәннонниң тарқатқан видийолири һәққидә көз қаршини ипадиләп мундақ деди:

 “мән йәрлик вә чәтәллик тор чолпанлири, йәни вилогерлар (видийо билогерлири) мәлум мәнпәәт бәдилигә хитайниң тәшвиқат истратегийәсигә хизмәт қиливатиду дегән пикиргә қошулимән. Әлин билән шаннонниң шинҗаңға берип ишлигән видийоларни көрүп чиқтим, улар хитайниң депиға усул ойнап шинҗаңниң вәзийитини нормаллаштурушқа тиришқан. Бу дәл хитай һөкүмитиниң қилмақчи болған иши. Әлин билән шәннон ишлигән видийоларда мундақ бир мисал бар. Шаннон айродурумниң тәкшүрүшидин вә башқа қатмуқат тәкшүрүшләрдин өтиду. Улар буларниң һәммисини видийоға алиду. Бу нормал әмәс. Мән һәйран қалдим. Әлин шинҗаңда бихәтәрликниң хитайниң башқа җайлириға қариғанда техиму қаттиқ икәнликини вә шу күни (бир күндә) униң тәхминән 15 қетим бихәтәрлик тәкшүрүшидин өткәнликини дәйду. У бу арқилиқ шинҗаңда бихәтәрликниң қаттиқ икәнликини етирап қилиду. Әмма буниң сәвәби һәққидә һечқандақ гәп қилмайду. У пәқәт бихәтәрлик тәкшүрүшиниң көп икәнликини ейтиду”.

 Әлин билән шәннон бир базарға кириш үчүн шу җайдики бихәтәрлик тәкшүрүштин өтүшкә мәҗбур болған. Бирәйлән бу әһвал һәққидә чүшәнчә берип, “базарниң бихәтәрлики үчүн улар кирип чиққанларни тәкшүриду” дегән һәмдә өзлириму шу күни тәхминән 15 қетим бихәтәрлик тәкшүрүшидин өткәнликини етирап қилған. Лекин буниң сәвәби һәққидә һечқандақ чүшәнчә бәрмигән.

Әлин билән шәннон видийолирида хитайға келиштики мәқситиниң пәқәтла саяһәт қилиш икәнликини алаһидә тилға алған, андин улар видийосида “әгәр сиз пәқәт ғәрб таратқулириниңла гәплирини аңлисиңиз, хитайдики бу җай әң көп талаш-тартиш қилинидиған җайдур. Уйғурларниң һәммиси яхши яшаватқандәк қилиду. Һәммә иш нормал. Ундақта бу җай һәққидә немә үчүн сәлбий гәпләр болиду, чүшинәлмидим” дәйду.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски әлин билән шәннонниң бу пикирлиригә инкас қайтуруп мундақ деди:

“бу тор чолпанлири, йәни вилогерлар (видийо блогерлири) уйғур райониниң мәлум йәрлирини зиярәт қилған. Бу яш балилар уйғур райониға берип хитайниң депиға усул ойнап, хитайниң тәшвиқатини қилған. Йәни видийолирида хитайниң демәкчи болғинини әкс әттүрүп бәргән. Бу хитай һөкүмити үчүн интайин пайдилиқ тактика. Хитай бу тәшвиқатни чәт әлликләр арқилиқ қиливатиду. Бу вилогерлар хитай һөкүмитиниң арзусидики ‛шинҗаң һекайиси‚ ни сөзләватиду. Улар буниңдин пул тепиватиду. Хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини қилип, уйғурларниң азаб-оқубәтлири вә көз яшлири бәдилигә пул тепиш һәқиқәтән қамлашмиған бир иш”.

Уйғур елигә барған мухбирларниңла әмәс, саяһәтчиләрниңму һәр даим тәқиб назарәткә елинидиғанлиқи, йәрлик кишиләр билән параңлашқанда дәхли-тәрузға учрайдиғанлиқи көптин бери мәлум болуп келиватқаниди. Доктор филис вокаб ханим 2018-йили уйғур елигә саяһәткә барғанда өзиниң сақчиларниң тәқиб қилинип сораққа тартилғанлиқини, халиған йәргә берип, халиған киши билән көрүшәлмигәнликини алаһидә тилға алди. У йәнә меһманханиларға кириш еғизида, юқири сүрәтлик ташйол бойлирида тәкшүрүш понкити барлиқини илгири сүрди.

Доктор һенрик шаҗивски вә доктор филис вокаб ханимниң қаришичә, хитай һөкүмити вә хитай таратқулириниң бу вилогерларға пурсәт яритип бериши һәмдә тәшвиқ қилишидики мәқсити, биринчидин хитай иқтисадини җанландуруш, иккинчидин, ғәрб дөләтлириниң хитайға қарши сөзлиригә ғәрбликләрниң ағзи арқилиқ рәддийә бериш, үчинчидин, уйғур елидики уйғур қатарлиқ милләтләргә йүргүзүватқан “ирқи қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лирини давамлиқ инкар қилиш икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.