Әқидә полат: “апа қорқмаң! биз сизни чоқум қутқузимиз!”

Мухбиримиз нуриман
2022.12.15
Профессор раһилә давутниң кесилип кәткәнлики вә түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқи ашкариланди Мәдәнийәт инсаншунаслиқи вә уйғур фолклори саһәсидә хәлқарада етирап қилинған юқири дәриҗилик тәтқиқатчи профессор раһилә давут мазар тәтқиқати қиливатқан мәзгиллиридә йәрлик аһалиләрдин учур топлаватқан көрүнүшләрниң бири.
Lisa Ross

“бүгүн апам раһилә давутниң түрмигә ташланғанлиқиниң 5 йиллиқи. Апам һаятида уйғур мәдәнийити үчүн ғайәт зор қурбанлиқ бәрди. Әгәр бу бәш йилда у тутқунда болмиған болса дуня үчүн техиму зор төһпиләрни қошқан болатти”.

2017-Йили 12-айдин бири тутқунда туруватқан шинҗаң университети филологийә институтиниң профисори, хәлқарада тонулған фолклоршунас раһилә давутниң қизи әқидә полат 13-декабир өзиниң тивиттер бетидә язған юқиридики җүмлилири арқилиқ аписи раһилә давутниң 5 йилдин буян тутқунда икәнликини тәкрар хәлқараниң диққитигә салди.

Раһилә давутниң 2017-йили 12-айда уруқ-туғқанлириға өзиниң үрүмчидин бейҗиңға баридиған айропиланға чиқишқа тәйярлиқ қиливатқанлиқини ейтқанлиқи раһилә давут һәққидики ахирқи учур болуп, шуниңдин кейин у из-дерәксиз ғайиб болған. Раһилә давутниң америкадики қизи әқидә полатму аписиниң нәдә икәнлики, немә үчүн тутулғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлуматқа еришәлмигән.

Раһилә давут ғайиб болғанлиқиниң үч йиллиқи мунасивити билән, униң дуняниң һәрқайси җайлиридики достлири вә кәсипдашлири униңға бир видейолуқ салам йоллап, уни күчлүк болушқа илһамландурди.
Раһилә давут ғайиб болғанлиқиниң үч йиллиқи мунасивити билән, униң дуняниң һәрқайси җайлиридики достлири вә кәсипдашлири униңға бир видейолуқ салам йоллап, уни күчлүк болушқа илһамландурди.
freemymom.org

Радийомиз 2017-йилидин башлап раһилә давут һәққидики тәкшүрүп ениқлашлири давамида раһилә давутниң кесилип болғанлиқи вә нөвәттә түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқи, шундақла бу тоғрилиқ шинҗаң университетида мәхсус уқтуруш қилинғанлиқи ашкариланғаниди. Әқидәниң радийомизға билдүрүшичә, у һазирғичә аписидин һечқандақ хәвәр алалмиған.

Әқидә радийомиға қилған сөзидә аписи раһилә давутниң бигунаһ түрмигә соланған башқа уйғур зиялийлириға охшаш уйғурларниң кимликини сақлап қилишта алдинқи сәптә туруп хизмәт қилған бир тәтқиқатчи икәнликини тәкитлиди.

У йәнә мундақ деди: “әгәр апам мушу өткән бәш йилда өз хизмитини қилалиған болса, уйғур мәдәнийити дуня мәдәнийитиниң бир қисми болуш сүпити билән дуня мәдәнийити үчүнму зор төһпиләрни қошқан болатти”.

Раһилә давут хәтәр астидики алимларни қутқузуш тәшкилати тәрипидин 2020-йиллиқ “тәпәккур җасарити” мукапатиға еришкән. Раһилә давут 2017-йил 12-айда тутқун қилинғандин буян көплигән аммиви тәшкилатлар, университетлар вә тәтқиқат орунлири униң тәқдиригә көңүл бөлүп келиватқан болуп, өткән йили “осло әркинлик мунбири” дә раһилә давутқа әркинлик тәләп қилинған. Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети бу йил 11-авғуст күни өзиниң рәсмий тивиттер бетидә учур йоллап, хитай һөкүмитидин раһилә давутни қоюп беришини тәләп қилған.

Җорҗи вашингтон университети тарих вә хәлқара мунасивәтләр бөлүминиң ярдәмчи профессори ерик шлуссел әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, у 2016-2017-йиллири бир қанчә қетим раһилә давут билән йүз туранә көрүшкән вә уйғур мәдәнийити, тарихи һәққидә пикирлишиш пурситигә еришкәникән. У раһилә давутниң бәш йилдин буян тутқунда туруватқанлиқиға толиму әпсуслинидиғанлиқини билдүрди.

Тутқундики доктор раһилә давутқа берилгән 2020-йиллиқ хәлқара “тәпәккур җасарити” мукапати.
Тутқундики доктор раһилә давутқа берилгән 2020-йиллиқ хәлқара “тәпәккур җасарити” мукапати.

У мундақ деди: “профессор раһилә давут етнографийә, фолклор, тарих, җәмийәшунаслиқ қатарлиқ саһәләрдә уйғурларниң арисидин чиққан даңлиқ зиялийларниң бири иди вә һазирму шундақ. Профессор раһилә давут пәқәт елип барған тәтқиқатлири үчүн дуняға даңлиқ болмиди, у иҗадчанлиқи вә адимийлики биләнму көңлимиздә юқири орун алған. У пүтүн дунядики кәсип әһлилирини бир йәргә җәм қилған. Униңға вә қилған хизмәтлиригә шундақ һөрмитим бар. Мушундақ бир илим әһлиниң илим саһәсидин йоқиитветилиши пүтүн дуня үчүн зор бир йоқитиш. Униң уйғурлар тоғрилиқ һәр саһәдә қилған хизмәтлирини ойлиғанда, раһилә давутниң йоқлуқи әлвәттә уйғур җәмийити үчүн зор йоқитиш болуп һесаблиниду. Униң тәтқиқатлири уйғурларниң күндилик һаятини гәвдиләндүргән. Хитай һөкүмити мәңгү чүшинип болалмайдиған уйғурларниң нормал иҗтимаий паалийәтлирини йорутқан. Мән униң тәтқиқатлирини пүтүн дуня үчүн вә униң өз хәлқи үчүн наһайити муһим вә қиммәтлик төһпә дәп қараймән”.

Раһилә давут өзиниң тәтқиқатида илгири көп қетим хитай мәдәнийәт министирлиқиниң мукапатлири вә тәтқиқат фондлириға еришкән болуп, уйғур мәдәнийитигә аит көплигән китаб-мақалиларни елан қилған. Униң уйғурларниң мазарлиқ мәдәнийитигә аит елип барған тәтқиқати “уйғур мазарлири” намлиқ китаби бу саһәдики илим әһлилири арисида зор тәсир қозғиған. Мәзкур китаб америкадики фотограф, мәдәнийәт тәтқиқатчиси лиза роз ханим тартқан уйғур мазарлири һәққидики фото рәсимләр киргүзүлүп, инглиз тилида нәшр қилинған. Раһилә давут тутқун қилиништин илгири, көп қетим америкадики университетларға келип, уйғур фолклоридин дәрс бәргән.

Ерик шлуссел әпәнди хитай һөкүмитиниң раһилә давутни тутқун қилишиниң сәвәблири һәққидә тохтилип мундақ деди: “ши җинпиң рәһбәрликидики хитай компартийәси тарихи материялларни ишлитип туруп өзиниң һөкүмранлиқини вә территорийәсини қурушқа наһайити күчәватиду. Тарихни өзиниң сиясәтлирини йүргүзүш үчүн қорал қилип ишлитиватиду. Бу хил илимни өзиниң һакимийити үчүн ишлитиш кишини чөчүтиду. ялқун розиға охшаш китаб түзгән зиялийларниң тутқун қилиниши буниң йәнә бир мисали. Хитай һөкүмити уйғур балилириниң өз юртиниң вә әҗдадлириниң тарихини билип чоң болушини халимайду. Шуңлашқа хитай һөкүмитиниң раһилә давутни қолға илиши һәйран қаларлиқ әмәс. Чүнки раһилә давутниң тәтқиқатлири уйғурларниң мәвҗутлуқини һәр хил шәкилдә йорутуп бәргән. Бу хитай һөкүмитиниң сизип бәргән рамкисиға чүшмигән. Хитай һөкүмити сиясий болмисиму һәр қандақ бир пәрқлиқ ой-пикирдин қорққан. Улар уйғурларниң һәр қандақ бир шәкилдә өзиниң тарихи һәққидә ойлинишини өгинишидинму қорққан. Чүнки тарихини билиш кишиләрни бүгүни вә кәлгүси һәққидә пикир қилишқа үндәйду”.

Зияритимизниң ахирида ерик шлуссел әпәнди радийо долқунлири арқилиқ тутқундики раһилә давут ханимға йүрәк сөзлирини баян қилди: “сизниң қизиңиз бихәтәр, у наһайити тиришиватиду. Бир тәтқиқатчи болуш сүпитим билән шуни дейәләймәнки, биз сизни һеч унтуп қалмидуқ, һәм һәргиз унтуп қалмаймиз. Биз қолимиздин келишичә сизниң илми әмгәклириңизниң қәдрини қилишқа, пикирлириңизгә игә чеқишқа вә қиливатқан хизмитимизниң мәркизигә қоюшқа тиришимиз. Шуңа гәрчә раһилә давут тутқунда болсиму, униң идийәси әркинликтә. Биз сизниң бир күни түрмидин чиқишиңизни, халиғиниңизчә әркин яшишиңизни үмид қилимиз вә шуниң үчүн тиришимиз”.

Әқидә полат 5 йилдин буян аписини хитайниң түрмисидин қутқузуш үчүн изчил тиришип келиватқаниди. У хитай һөкүмитидин аписини вә аписиға охшаш тутқунда туруватқан уйғурларни қоюп беришни тәләп қилди. У зияритимизниң ахирда аписиға йүрәк сөзини ейтип мундақ деди: “апа қорқмаң! биз сизни чоқум қутқузимиз!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.