Хитайниң “әқлий иқтидарлиқ кан қурулуш системиси” ға йошурунған уйғур қисмәтлири

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.07.30
eqliy-iqtidarliq-kan-qurulush-sistemisi.jpg
Photo: RFA

Уйғур елиниң кан байлиқи мәнбәлири хитайниң енергийә истратегийәси үчүн интайин муһим болуп, хитай һөкүмити йеқиндин буян уйғур елиниң канчилиқ тәрәққиятини “үнүм, бихәтәрлик вә иқтисадий нәп” кә ериштүридиған әқлий иқтидарлиқ пән-техника билән илгири сүргәнлики һәмдә қошна дөләтләр билән болған һәмкарлиқни күчәйткәнликидин махтанмақта.

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң хәвиридин қариғанда, 18-июлдин 20-июлғичә “йипәк йоли кан һәмкарлиқ мунбири” вә “хитай шинҗаң хәлқара канчилиқ вә үскүниләр көргәзмиси” һәмдә “хитай шинҗаң хәлқара көмүр санаити көргәзмиси” үрүмчидики хәлқара көргәзмә мәркизидә өткүзүлгән. Мәзкур көргәзмидә уйғур елиниң көмүр кан қурулуши тәрәққиятида әқлий иқтидарлиқ қезиш-қидирип тәкшүрүш аппаратлири, әқлий иқтидарлиқ тиранспорт вә адәмсиз учқулар билән мәшғулат қилишни ишқа ашуруш қатарлиқ илғар пән-техника нәтиҗилири қоллинилғанлиқи тәшвиқ қилинған.

Америкадики “чикаго университети” ниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати вә хитай вәзийити анализчиси тең бяв хитайниң нөвәттә кәң-көләмлик омумлаштурушқа йүзләндүрүватқан аталмиш “үнүм вә бихәтәр” ликкә игә әқлий иқтидарлиқ кан қурулуш қелипи һәққидә өз пикрини ейтти.

“һәммигә аян болғинидәк, хитайниң һәр қайси җайлиридики көмүр канлири вә юқири дәриҗидики башқа хәтәрлик башқа ишләпчиқириш карханилирида нурғун мәсилиләр мәвҗут. Чүнки булар, чирикләшкән әмәлдарларни өз ичигә алған башқуруш-назарәтчилик қурулмисиниң начарлиқи вә әң асасий әмгәк һоқуқиниму қоғдимаслиқи қатарлиқ бир пүтүн системилиқ башқуруш мәсилисигә четилиду. Һалбуки, бу бир йүрүш түзүлмә системисиниң қандақ йүргүзүлүши хитайда түгимәс ихтилапларни кәлтүрүп чиқарди. Шундақ ейтишқа болидуки, хитай һөкүмитиниң пәқәт әқлий иқтидарлиқ көмүр кан қурулушиға яки бир қисим йеңи техникиларға тайиниш арқилиқла өзидә мәвҗут болған пүткүл мәсилиләрни яхшилиши мумкин әмәс. Бәлким һазир кан қурулушлирида мәлум җәһәттин техникилиқ илгириләш болуши мумкин, әмма униң пүткүл әмгәк һоқуқи вә ишләпчиқириш бихәтәрликини қоғдаш җәһәттә ярдими болмайду дәп қараймән.”

Кишилик һоқуқ адвокати тең бявниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә әқлий иқтидарлиқ пән-техника қоллиниватқан канчилиқ қурулуши уларниң тәшвиқ қилғинидәк “иқтисадий нәп” йәткүзәлиши қийин икән. Чүнки, хитай һөкүмитиниң америка вә ғәрб әллири билән болған мунасивити барғансери начарлишиватқан пәйттә, униң иқтисадиниң техиму чоң аваричиликләргә дуч келиши ениқ икән. Шуңа бу хил әһвалда, хитайниң илгирики юқири иқтисадий тәрәққиятини әслигә кәлтүрәлиши мумкин әмәс икән. Һалбуки, хитайниң “әқлий иқтидарлиқ кан қурулуш системиси” ни омумлаштуруши маһийәттә, уйғур елидики хитай көчмәнлирини йәниму көпәйтидикән. У бу һәқтә мундақ деди:

“мәлумки, нурғун уйғурлар шинҗаң сиртидики башқа җайларға мәҗбурий әмгәккә әвәтилгән. Буниңдин башқа, хитай компартийәси ичкири өлкиләрдин кәлгән хитай аһалилирини уйғур районида олтурақлишишқа вә ишләшкә илһамландурди. У йәрдә сода қилиш үчүн нурғун етибар сиясәтлири оттуриға қоюлди. Маһийәттә буму бир хил мустәмликә қилиш усули болуп, уйғур районидики хитайларниң нисбитини ашуруш, әмәлийәттә, хитай компартийәсиниң уйғур елидә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайи сияситидә басқан бир қәдими һесаблиниду.”

Ваһаләнки, хитайниң “йәршари вақти” ториниң бейҗиң вә ақсуда турушлуқ мухбириниң 28-июлдики хәвиридә, уйғур елидики әқлий иқтидарлиқ канларда сүний әқил техникиси вә мәһсулатлириниң райондики кан байлиқлирини қезишта үнүм вә бихәтәрликни ашуруп, қошна дөләтләр билән болған һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқи һәққидә давраң селинған. Хәвәрдә йәнә, көмүр записи миқдари 502 милйон тонна болған уйғур райониниң җәнубий қисмидики әң чоң көмүр базиси “хитай шукуаң гуруһи тәңритағ кан ширкити” ниң йеқинқи йиллардин буян йешил әқлий иқтидарлиқ кан қелипини үнүмлүк вә актиплиқ билән барлиққа кәлтүргәнлики өрнәк қилип көрситилгән.

Геологийә саһәдики мутәхәссисләрдин, японийәдә тәбиий җуғрапийә пәнлири бойичә докторлуқ алған, һазир әнглийәдә яшаватқан доктор гүлмирә бәрдаш ханим бу һәқтики инкасида, әқлий иқтидарлиқ кан қурулуши тәрәққиятиниң уйғур елидики кан-мәдән байлиқлириниң пилансиз түрдә кәң-көләмлик ечилип талан-тараҗ қилинишини күчәйтидиғанлиқини изаһлиди. У йәнә, бу хил йүзлинишниң районниң екологийәлик муһит булғинишини еғирлаштуруштин мустәсна әмәсликини тәкитләп өтти.

Ши җинпиң һакимийәт йүргүзгәндин буян, уйғур ели аталмиш “бир бәлбағ бир йол” қурулушидики “енергийә базиси” қилип бекитилгәниди. Шуниңдин етибарән, уйғур ели хитайни енергийә билән тәминләйдиған асаслиқ вә әң чоң базиға айландурулған. Һалбуки уйғур елидин чиққан кан байлиқлири мәһсулатлири уйғур мәҗбурий әмгики әң еғир болған саһәләрниң бири болуп, 11-июл күни америкадики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати күндилик қизиқ нуқта сәһиписидә мәхсус мақалә елан қилип, “явропа бирлики, шинҗаң алюминни мәҗбурий әмгәк санлиқ мәлумат амбириға қошуши керәк” дегән тәшәббусни оттуриға қойғаниди. Шундақла йәнә мәзкур тәшкилат америка билән маслишип хитайниң дөләт органлириниң қатнишишидики мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишлириға тақабил туруш керәкликини әскәрткәниди.

“уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗевиски (Henryk Szadziewski) нөвәттики вәзийәт бойичә тәһлил қилғанда, хитайниң “әқлий иқтидарлиқ кан қурулуш системиси” ни уйғур елидә кеңәйтип қурушиниң кәлгүсидә райондики уйғур мәҗбурий әмгики вә хитай нопусиниң көпийишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини мөлчәрләшниң тәс әмәсликини илгири сүрүп мундақ деди.

“C4ADS хитайниң уйғур районидики кан санаитини кеңәйтишиниң мәҗбурий әмгәкни еғирлаштуридиғанлиқи һәққидә елип барған бирқисим тәтқиқатлири арқилиқ уйғур районидики бирқисим канчилиқ кәсиплиридә мәҗбурий әмгәккә селиш хәвпиниң юқирилиқини оттуриға қойди. Шундақла, улар йәнә уйғур районидики бу кан ширкәтлирини из қоғлап тәкшүрүши нәтиҗисидә, бу ширкәтләрниң кан һоқуқини йөткишиниң ешишиға әгишип, ширкәт игидарлиқ һоқуқиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, мәҗбурий әмгәк шараитиға дуч кәлгәнләрниң көпийишини пәрәз қилалайдиғанлиқини ашкарилиди. Шуңа мән ейталаймәнки, елан қилинған доклатларға асасән, хитайдики алаһидә көмүр кан қурулуши саһәсидила әмәс, бәлки иқтисадниң башқа саһәлиридиму хитай даирилириниң төвән тәннәрхлиқ әмгәк йәни, мәҗбурий әмгәктин пайдилиниватқанлиқини җәзм қилишқа болиду, әлвәттә.”

Юқириқи мутәхәссисләрниң қаришичә, гәрчә, хитай өзиниң “әқлий иқтидарлиқ кан қурулуш системиси” ни тәрәққий қилдурғанлиқидин махтансиму бирақ, буниң арқисиға уйғур мәҗбурий әмгики, районни хитайлаштуруш вә екологийәлик муһит вәйранчилиқи қатарлиқларниң йошурунғанлиқиниң давамлиқ әндишә қозғиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.