Әрдәнай уйғур бу нөвәт “кәлгүсидики чолпан” таҗисини кийди

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.08.05
Erden-Uyghur-grephic
Photo: RFA
erdenay-uyghur-1

Америкида дөләтлик ханқиз таллаш мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә игә болған 6 яшлиқ уйғур қизи әрдәнай уйғур америка дөләтлик шәрқи қирғақ ханқизлири мусабиқисиниң 2024-йиллиқ “кәлгүсидики чолпан” таҗини кийгән. 2024-Йили 4-авғуст.

erdenay-uyghur-2

erdenay-uyghur-3

erdenay-uyghur-4

erdenay-uyghur-5

2024-Йиллиқ америка ханқизи таҗилирини талишиш мусабиқилири, охшимиған иштатларда җиддий давам қилмақта.

Америкиниң вирҗинийә иштатида туғулған 6 яшлиқ әрдәнай уйғур, америкидики уйғурлар үчүн ейтқанда бу түрдики мусабиқигә қатнашқан вә нәтиҗә қазанған тунҗи уйғур қизи болуп қалғаниди. Илгирики мусабиқиләрдә әрдәнай өзиниң йешидин һалқиған тәмкинлики, җасарәтликлики билән онлиған мусабиқә басқучлирида йүзлигән риқабәтчилиригә җәң елан қилип, һәл қилғуч мусабиқигә қатнашқан вә талант түридә “чимән доппам” дегән уйғур усулини орундап, үчинчиликни қолға кәлтүргәниди.

 Омақ уйғур қизи әрдәнай һәр қетим “уйғур мәликә” дегән лентини есип сәһнигә чиққинида уйғур кимлики намаян болуш билән биргә, дадиллиқи вә таланти алаһидә көзгә көрүнүп кәлди вә исми җисмиға лайиқ “уйғур мәликә” болуп қалди.

 “америка дөләт ханқизи” вә “хәлқара ханқизи” таҗисини кийиш ирадисидин янмиған әрдәнай, аписиниң һәр тәрәптин чениқтуруши вә йетәклиши нәтиҗисидә, бу йил техиму җәсур роһ, яхши тәйярлиқ, йеңичә қияпәт билән риқабәтчилиригә давамлиқ җәң елан қилмақта икән.

Уйғур елидә хитайниң ирқи қирғинчилиқ сиясити башланған бир вақитта американиң вирҗинийә иштатида туғулған әрдәнай һазирға қәдәр дадиси билән көрүшүп бақмиған, чүнки хитай униң дадисиға паспорт бәрмигән. Адаләт ханим ялғуз ана болушиға қаримай, қәйсәрлик билән 6 яшлиқ әрдәнайни әтраплиқ тәрбийәләп кәлмәктә. Әрдәнай сәһниләрдики өзини тонуштуруш пурсәтлиридә, өзиниң әң чоң ғайисиниң дадисини америкиға елип келип, аилисини җәм қилиш икәнликини тәсирлик баян қилип, йешидин һалқиған қәйсәрликини намаян қилип кәлмәктә.

Мусабиқиләргә толуқ ишәнч билән қатнишип, пүтүн уйғурларниң авази вә уларниң һөрлүк арзулирини намаян қиливатқан әрдәнайниң, 4-авғуст невҗерсй иштатида өткүзүлгән, америка дөләтлик шәрқи қирғақ ханқизлири мусабиқисиниң 2024-йиллиқ “кәлгүсидики чолпан” мукапатиға еришкәнлики уйғурларни сөйүндүрмәктә.

Бу нөвәт у ай юлтузлуқ көк байрақта лайиһәләнгән либаси билән сәһнигә чиқип, пүтүн уйғурларниң авази болуватқанлиқини йәнә бир қетим намайәндә қилди. Нәқ мәйдан видийолири иҗтимаий таратқуларға тарқалғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурлар өзлириниң хушаллиқи, гүзәл тәбриклири вә тиләклирини билдүрди.

Биз әрданайниң йеқинқи мусабиқә нәтиҗилири, алдимиздики мусабиқә тәйярлиқлири, шундақла кәлгүсидики чоң мусабиқиләргә тәйярлиқ қилиш әһвали һәққидә әһвал игиләш үчүн, бу кичик чолпанниң йетәкчиси вә аниси адаләт сабит ханим билән тәпсилий сөһбәттә болдуқ.

 Бир қанчә күнлүк җиддий мусабиқиләр җәрянида һерип кәткинигә қаримай, өзигә мәдәт берип келиватқан уйғурларға радийомиз арқилиқ бир еғиз болсиму татлиқ салам беришни унтумиған әрдәнай, сөһбитимиз ахирида өзиниң ирадисини “мән уйғур үчүн күрәш қилимән” дегән сөзлири билән ипадә қилди.

 “кәлгүсиниң чолпини” болған әрдәнай уйғур “дуня ханқизи” таҗисини талишиш үчүн давамлиқ тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.