Рәҗәп таййип әрдоған ши җинпиңға уйғурларниң хитайлар билән тәң-баравәр әркин яшишиниң түркийә үчүн муһим икәнликини тәкитлигән
2021.07.14
Түркийә дөләт президенти сарийи ахбарат ишханисиниң билдүрүшичә, президент рәҗәп таййип әрдоған 13-июл күни хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән телефон арқилиқ сөзләшкәндә уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ дегән: “уйғурларниң хитай пуқраси болуш сүпити билән хитайлар билән тәң-баравәр, параванлиқ ичидә әркин яшиши түркийә үчүн муһим. Түркийә, хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиду”.
Түркийәдики әң нопузлуқ гезитләрдин “җумһурийәт гезити” ниң хәвиригә асасланғанда түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән телефон арқилиқ елип барған сөзлишиштә икки дөләт оттурисидики тиҗарәт, мәбләғ селиш, енергийә, қатнаш вә сәһийә саһәлиридә елип берилидиған иш бирликини күчәйтиш вә район характерлик мәсилиләр тоғрисида музакириләшкән.
Хитайниң дөләтлик ахбарат оргини болған “йәршари вақти” торида елан қилинған хәвәрдә ейтилишичә, телефон арқилиқ өткүзүлгән сөһбәттә рәҗәп таййип әрдоған ши җинпиңға хитайниң түркийәгә сетип бәргән ковид ваксиниси үчүн рәһмәт ейтқан, хитай билән ваксина ишләпчиқиришта һәмкарлиқни күчәйтишни арзу қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Америка, канада вә голландийә қатарлиқ бирқисим ғәрб дөләтлири һөкүмәт вә парламентлири хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” яки “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп қарар мақуллиған бир пәйттә “қәйәрдә езиливатқан бир мусулман болса биз уларниң қешида болимиз” дегән шоар билән түркийәни башқуруватқан адаләт вә тәрәққият партийәси рәиси вә түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини ирқий қирғинчилиқ яки инсанийәткә қарши җинайәт дәп тонумастин хитай рәиси ши җинпиңға юқириқи сөзләрнила дейиши йетәрликму?
14-Июл күни түркийәдики “ийи” партийәси рәиси мәрал ақшәнәр ханим түркийә парламентидики партийә йиғинида нутуқ сөзләп, президент рәҗәп таййип әрдоғанни әйибләп мундақ деди: “дуня уйғурларға игә чиқиватқан бүгүнки күндә президент рәҗәп таййип әрдоған хитай билән болған мунасивитини күчәйтишкә тиришиватиду. Виҗданлиқ болған һәммә адәм хитай қиливатқан ирқий қирғинчилиқни әйибләватқан бүгүнки күндә һөрмәтлик әрдоған пулниң койида”.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди рәҗәп таййип әрдоғанниң 2015-йилидин тартип охшаш гәпни қиливатқанлиқини илгири сүрди.
Истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәттулла оғузхан әпәнди түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң хитай рәиси ши җинпиң билән телефон арқилиқ елип барған сөһбитидә уйғур мәсилисини тилға елишиниң бир илгириләш һесаблансиму, лекин буниң йетәрлик әмәсликини илгири сүрди.
Түркийә һөкүмити уйғур мәсилисидә ғәрб әллири билән түркийә җамаәтчиликиниң бесимиға учримақта. Ундақта 2023-йили президент сайлимидин бурун президент рәҗәп таййип әрдоған хитайға қаттиқ позитсийә билдүрүшкә мәҗбур қаларму? дегән соалимизға, доктор әркин әкрәм әпәнди әрдоғанниң сүкүтни бузуш еһтималлиқи барлиқини, һәтта түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң йириклишиш еһтималиниңму барлиқини баян қилди.
Хәвәрләргә асасланғанда түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған билән хитай рәиси ши җинпиң оттурисидики телефон арқилиқ елип берилған учришиш түркийә билән хитай оттурисида дипломатийәлик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгәникән.