Келәчәк партийәси муавин рәиси үмит ярдимчи: “пирезидент әрдоғанниң б д т дә уйғурларни тилға елиши яхши иш, лекин йетәрлик әмәс”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.09.20
rejep-tayyip-erdoghan-bdt.jpg Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған б д т ниң ню-йорктики баш штабида ечилған 78-нөвәтлик омумий йиғинида сөз қилмақта. 2023-Йили 19-сентәбир.
AP

19-Сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорктики баш шитабида ечилған 78-нөвәтлик омумий йиғинида сөз қилған түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған уйғур мәсилисини тилға алған. У мундақ дегән: “хитайниң земин пүтүнлүкини нәзәрдә тутқан һалда, биз билән тарихий вә инсаний мунасивити болған уйғур түрклириниң һәқ вә һоқуқини, әркинликини қоғдаш сәзгүрлүкимизни тәкитләшни вә күнтәртипкә тутуп турушни давамлаштуримиз.”

Пирезидент рәҗәп таййип әрдоған 21 йилдин буян түркийәни идарә қилип келиватқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң рәислик вәзиписиниму өтәп кәлмәктә. Һазирғичә пирезидент әрдоған 13 қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғинида сөз қилған болуп, пәқәт 3 қетимлиқида уйғурларни тилға алған. У дуняниң һәр қайси җайлирида езиливатқан мусулманларниң мәсилисини тилға алған болсиму, әмма көп қетимлиқида уйғур мәсилини тилға алмиған иди. Бу қетим униң уйғур мәсилисини тилға елишидики сәвәб немә? униң бу баянатниң әһмийити немә? биз бу һәқтә түрк сиясәтчи вә уйғур мутәхәссис һәмдә уйғур сиясийон билән телефон сөһбити елип бардуқ.

“келәчәк” партийәсиниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси, пешқәдәм дипломат үмит ярдимчи әпәнди түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоғанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида уйғур мәсилисини тилға алғанлиқи үчүн бу баянатниң әһмийәтлик икәнликини, лекин буниң йетәрлик әмәсликини, бәк аҗиз болғанлиқини баян қилди. У мундақ деди: “әлвәттә бу наһайити муһим. Түркийәдә, башқа дөләтләрдә туруватқан уйғурлар һәтта шәрқий түркистанда яшаватқан қериндашлиримиз буни аңлап хушал болған болуши мумкин. Лекин уйғурлар наһайити еғир вәзийәттә туруватқан бир пәйттә бу баянат таза йетәрлик әмәс дәп ойлаймән. Чүнки бүгүн уйғур түрклири ирқий қирғинчилиққа учраватиду. Буниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида оттуриға қоюлуши наһайити муһим. Бирләшкән дөләтләрдә дуняниң барлиқ мәсилилири оттуриға қоюлуп музакирә қилиниду. Биз түркийәдики һәр қайси сиясий партийәләр, аммиви тәшкилатлар вә мутәхәссисләр шәрқий түркистан мәсилисини һәр сорунда оттуриға қоюшни давамлаштуримиз.”

Әнқәрәдики хаҗәттәпә университети оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоғанниң б д т дики өткән йилдики омумий йиғиндиму охшаш гәпни дегәнликини, лекин түркийәниң уйғур сияситидә бир йеңилиқ көрүлмәйватқанлиқини оттуриға қойди.

Әркин әкрәм президент рәҗәп таййип әрдоғанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғинида уйғурларни тилға елишиниң түркийә-хитай мунасивитигә көп сәлбий тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини илгири сүрди.

Әрдоған нутқида гәрчә хитайни биваситә тилға елип әйиблимигән болсиму, әмма у уйғурларниң һәқ-һоқуқини, әркинликини күнтәртиптә тутуп турушни б д т омумий йиғинида тәкитлиши муһим әһмийәткә игә, дәп қаралмақта. Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси, пешқәдәм сиясәтчи әркин алиптекин әпәнди рәҗәп таййип әрдоғанниң бундақ бир баянат беришиниң наһайити зор җасарәт икәнликини, уйғурларни сөйүндүргәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.