Түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған б д т да уйғур мәсилисини тилға алди
2024.09.25
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 79-нөвәтлик омумий йиғинида түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған уйғур мәсилисини тилға елип, уйғурларниң һәқ-һоқуқи вә әркинликлирини қоғдаш үчүн хитай билән сөзлишиватқанлиқини билдүрди.
Әрдоған 25-сентәбир б д т ниң ню-йорктики баш иштабида сөзлигән нутуқида мундақ деди: “хитайниң земин пүтүнлүкини нәзәрдә тутқан һалда, биз билән күчлүк тарихий, мәдәний вә инсаний мунасивити болған уйғур түрклириниң әқәллий һәқ-һоқуқи вә әркинликлирини қоғдаш үчүн хитай билән сөзлишиватимиз.”
Түркийә пирезиденти әрдоғанниң мәзкур баянати, бир қисим нопузлуқ уйғурларни мәмнун қилған болсиму, әмма түркийәдики өктичи партийә вәкиллирини рази қилалмиди.
Түркийә “ийи” (яхши) партийәсиниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси, сабиқ парламент әзаси әхмәт камил әрозан әпәнди әрдоғанниң баянидики уйғурлар һәққидики сөзлиридә йеңилиқ йоқлуқини тилға алди.
У бизгә бу һәқтә йоллиған язма җавабида мундақ деди: “рәҗәп таййип әрдоғанниң нутқи бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғинини зилзилигә кәлтүрүветиду дейилгән иди. У, 36 минутлуқ нутқиниң көп қисмини пәләстин билән исраил мәсилисигә айриди. Уни пәқәтла залдики түрк һәйәт билән пәләстинликләр алқишлиди. Униң уйғурларниң һәқ вә һоқуқи тоғрисидики баянати вә башқа сөзләр кона гәпни тәкрарлаштин ибарәт иди.”
Һалбуки, нопузлуқ уйғур сиясәтчиләрниң қаришичә, әрдоған нутқида хитайни биваситә тилға елип әйиблимигән болсиму, әмма униң уйғурларниң һәқ-һоқуқи мәсилисини б д т омумий йиғинида тәкитлиши муһим әһмийәткә игә икән.
Бу һәқтә тохталған дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси, пешқәдәм сиясәтчи әркин алиптекин әпәнди рәҗәп таййип әрдоғанниң баянати уйғурларни сөйүндүргәнликини һәмдә буниң уйғур мәсилисиниң дуняға тонулуши үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Әмма, узун йиллардин буян уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан сабиқ парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәндиниң қаришичә, пирезидент әрдоғанниң бу нутқида сәмимийлик йоқлуқ икән. У, мундақ деди: “әгәр уйғур мәсилисидә сәмимий болған болса, бирләшкән дөләтләр кишилик һоқуқ комитети уйғурлар тоғрисида тәйярлиған доклатни тилға елип туруп, пүтүн дуня дөләтлирини уйғурларға игә чиқишқа чақирса болатти. Чүнки мәзкур доклатта уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, ирқий қирғинчилиқ оттуриға қоюлған.”
Түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған һазирғичә 14 қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғинида сөз қилған болуп, пәқәт 4 қетимлиқида уйғурларни тилға алған. У пәләстин, роһинган вә башқа мусулманларниң мәсилисини тилға алған болсиму, әмма көп қетимлиқида уйғурларни тилға алмиған иди.
Бу һәқтә тохталған пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәндиниң қаришичә, түркийә һөкүмити уйғур мәсилисидә түркийәдики аммиви тәшкилатлар, өктичи партийәләр вә хәлқ аммисиниң бесимиға учраватқан болуп, әгәр у бу қетим пәләстин мәсилисини тилға елип, уйғур мәсилисини тилға алмиса техиму күчлүк бесимға учриши мумкин икән.