Әрәб ахбаратлирида идрис һәсән вә уйғурлар мәсилиси диққәт нуқтиға айланди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.01.03
Әрәб ахбаратлирида идрис һәсән вә уйғурлар мәсилиси диққәт нуқтиға айланди Әл җәзирә(Al Jazeera)хәвәр агентлиқиниң идрис һәсән тоғрилиқ бәргән телевизийә хәвиридин сүрәткә елинди. 2021-Йили декабир.
RFA/Arslan

Уйғур компютер мутәхәссиси идрис һәсән өткән йили 19-июл күни маракәшкә барғанда хитайниң тутуш буйруқи билән интерпол хәлқара сақчи тәшкилати тәрипидин чиқирилған қизил уқтурушқа бинаән маракәш һөкүмити уни тутқун қилғаниди. Хитай даирилири, маракәш билән хитай оттурисидики әдлийә келишими сәвәбидин идрис һәсәнни қайтуруп беришни тәләп қилған. Бу вәқә йеқиндин буян әрәб дунясиниң күчлүк диққитини тартти вә иҗтимаий таратқулар арқилиқ идрис һәсәнни қутулдуруш паалийити елип берилди. Идрис һәсән ким? уйғурлар ким? қәйәрдә яшайду? дегәндәк соалларни асас қилған һалда көплигән әрәб таратқулиридиму идрис һәсән вә уйғурлар тоғрисида көпләп учурлар тарқитилди вә телевизийә қаналлирида мәхсус программилар орунлаштурулди. “әл җәзирә” телевизийә қанили, “қанал 9”, “риһлә телевзийәси”, маракәшниң “әссаһраи мәғриби” намдики қанили, шуниңдәк йәнә “әлмуҗтәми” қанили, “шуфи әлхәбәр”, “әрәб нивес” қатарлиқ көплигән телевизийә қаналлири идрис һәсән вә уйғурлар тоғрисида мәхсус хәвәр вә программилар тарқатти.

Пәйғәмбәр әләйһиссаламни қоғдаш хәлқара мәҗлисиниң катипи сами саиди әпәнди(сөзләватқан киши) уйғурлар билән маракәшниң истанбулдики консулханиси алдида идрис һәсәнгә әркинлик тәләп қилип өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 31-декабир, түркийә.
Пәйғәмбәр әләйһиссаламни қоғдаш хәлқара мәҗлисиниң катипи сами саиди әпәнди(сөзләватқан киши) уйғурлар билән маракәшниң истанбулдики консулханиси алдида идрис һәсәнгә әркинлик тәләп қилип өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2021-Йили 31-декабир, түркийә.

Әрәб актиплириниң орунлаштуруши билән, тиветтир вә фейсбок қатарлиқ хәлқаралиқ иҗтимаий алақә таратқулирида: “идрис һәсән қайтурулмисун!” дегән темида паалийәт елип берилди.

Ислам дунясидики бирқисим мәшһур өлималар, исламий тәшкилатлар иҗтимаий таратқу супилирида маракәш һөкүмитигә хитаб қилип, маракәш даирилиридин идрис һәсәнни қайтурувәтмәсликни тәләп қилғаниди, шундақла бир қисим нопузлуқ өлималар идрис һәсәнни хитайға қайтурушниң һарам икәнлики һәққидә кәскин пәтива бәргән.

Икки һәптидин бери идрис һәсәнниң аилиси вә бир гуруппа уйғурларму һәркүни дегүдәк маракәшниң истанбулда турушлуқ баш консулханиси алдиға чиқип намайишни давамлаштуруватқан болуп, маракәш даирилиридин идрис һәсәнни әркин қоюветишни тәләп қилип кәлмәктә.

Идрис һәсәнниң аял баллири(сода) уйғурлар билән маракәшниң истанбулдики консулханиси алдида елип барди намайиши. 2021-Йили декабир.
Идрис һәсәнниң аял баллири(сода) уйғурлар билән маракәшниң истанбулдики консулханиси алдида елип барди намайиши. 2021-Йили декабир.

Биз идрис һәсәнниң аяли бузәйнурханим билән сөһбәт елип бардуқ. Бузәйнур ханим өзиниң пәрзәнтлири билән һәр күни дегүдәк истанбулдики маракәш консулханиси алдиға чиқип наразилиқ намайиши елип бериватқанлиқини, бирақ консулхана хадимлириниң йолдиши һәққидә һеч қандақ җаваб бәрмәй келиватқанлиқини, әң ахирқи қетимлиқ учришишта, консулхана хадиминиң өзиниң тәләплирини маракәиш һөкүмитигә йәткүзгәнликини, бирақ консолханиға һөкүмәт тәрәптин һеч қандқ бир җаваб кәлмигәнликини билдүргән.

Бүгүн б д т кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тоғрисида алаһидә доклат бәргүчи марий лавлор ханим, тивиттер һесаби арқилиқ идрис һәсән тоғрисида маракәш һөкүмитигә миннәтдарлиқ билдүрүп мундақ язған: “мән маракәш даирилириниң идрис һәсәнни хитайға тапшуруп бәрмигәнликидин толиму миннәтдар, мән уни халиғанчә тутуп туруш, қийнаш вә башқа рәһимсизлик қатарлиқ еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә дуч келидиған җайға қайтурулмаслиқни йәнә бир қетим тәләп қилимән”.

Б д т кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тоғрисида алаһидә доклат бәргүчи марий лавлор ханимниң бу баянлири бүгүн әрәб таратқулирида вә телевезийә қаналлирида көпләп тарқитилди.

Нөвәттә дуняниң һәрқайси җайлиридики тәшкилатлар вә паалийәтчиләр идрис һәсәнни қутулдуруш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.