Әркин алптекин: “җәнубий африқалиқларниң роһаний даһийси десмонд туту уйғурларға һесдашлиқ қилатти”
2021.12.28

Җәнубий африқалиқларниң роһаний даһийси, нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби, даңлиқ епископ емеритус десмонд туту 2021-йили 26-декабир күни 90 йешида аләмдин өткән. Җәнубий африқа президенти сийрул рамапасә униң өлүми мунасивити билән шу күни твиттерда елан қилған сөзидә: “мәшһур епископ емеритус десмонд тутуниң вапати дөлитимизниң бир әвлад кишилириниң йәнә бир даңлиқ җәнубий африқалиқтин айрилиш қайғусиға гириптар болған бир сәһиписидур, у бизгә әркин җәнубий африқани мирас қалдуруп кәтти,” дегән җүмлини ишләткән.
Десмонд тутуниң вапатиға нурғунлиған дөләтләрниң президентлири тәзийәсини билдүрүп мәктуп әвәткән. Американиң сабиқ президенти обама уни “әхлақий маяк” дәп атиған. Германийә президенти франк валтер шитайинмайер болса “ирқий айримичилиққа қарши вә әркинлик, кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилғучи дунядики әң даңлиқ бир кишимиздин айрилип қалдуқ” дегән. Ғәрб ахбарат васитилири бу һәқтә бәс-бәстә хәвәрләр тарқатмақта.
Тибәтликләр мәсилисидин бәлгилик дәриҗидә хәвири болсиму, уйғурлар мәсилисини һеч билмәйдиған десмонд туту 2005-йили германийәниң көлн шәһригә келип уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди билән учрашқанда, тунҗи қетим уйғурлар мәсилиси билән тонушқан. Әркин алиптекин әпәнди униңға уйғурларниң вәзийитини аңлатқан вә уни уйғурларға мунасивәтлик мәлуматлар билән тәминлигән. Шуниңдин кейин у җәнубий африқадики нутуқлирида тибәт мәсилисигә қошуп, уйғурлар мәсилисиниму бирликтә тилға елишқа башлиған.
Заманида д у қ ниң қурғучи рәиси һәм у н п о (вакаләтсиз милләтләр тәшкилати) ниң қурғучиси вә рәиси болған әркин алиптекин әпәнди бүгүн бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, алди билән 2005-йили десмонд туту билән тунҗи қетим учришип уйғурлар мәсилиси тоғрисида сөһбәт елип барған чағлиридики хатирәсини әсләп өтти. Униң билдүрүшичә, десмонд туту 2011-йили 80 яшқа толған мәзгиллиридә далай лама билән әркин алиптекин әпәндини җәнубий африқаға тәклип қилған. Бирақ җәнубий африқадики мәвҗут һөкүмәтниң хитайниң бесими түпәйли далай ламаға виза бәрмәслики сәвәбидин улар десмонд тутуниң туғулған күни мурасимиға қатнишалмиған.
Мәлуматларға қариғанда, десмонд туту җәнубий африқалиқларниң мәшһур даһийси нелсон манделаниң сәпдиши болуп, манделаниң вапатидин кейинму пүтүн өмрини ирқий кәмситишкә қарши күрәш қилиш билән өткүзгәнлики үчүн 1984-йили нобел тинчлиқ мукапати билән мукапатланған. У җәнубий африқалиқларниң роһаний даһийси болуп тонулупла қалмай, дунядики әң мәшһур әркинлик җәңчилиридин бири болупму тонулған. У 1931-йили 7-өктәбир күни җәнубий африқаниң пайтәхти йоһаннесбург шәһириниң йенидики клерксдорф йезисида туғулған. Әркин алиптекин әпәнди сөзиниң ахирида “десмонд туту уйғурларға чуңқур һесдашлиқ қилатти” деди.