Әсир һалқиған лайиһә: “хитайниң уйғурларға селиватқан зулумлириниң баш-ахири” (1)

Мухбиримиз әзиз
2020.09.18
JamesMillword-DahliaPeterson-ChinasSystemOfOppression.png Җорҗи тавн университетиниң профессори җеймис милвард вә униң ярдәмчиси даля петерсон елан қилған “хитайниң шинҗаңдики зулум системиси: униң башлиниши вә чәклиниши” намлиқ тәтқиқат доклати.
brookings.edu

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәркити пүтүн дуняға мәлум болғандин кейин буни кәскин тәнқидләш чуқанлири ичидә йәнә буниңдики маһийәтлик мәсилиләр һәққидә көплигән соаллар оттуриға чиқишқа башлиди. Әнә шу соалларниң бири нөвәттә көплигән саһә бирдәк “қирғинчилиқ” дәп атаватқан зор паҗиә дуняға мәлум болғичә буниң қандақларчә диққәттин халий қалғанлиқи болди. Вашингтон шәһридики әң чоң ақиллар мәркизиниң бири болған брокиң институти дәл мушу мәсилигә қарап чиқиш үчүн тонулған уйғуршунас, җорҗи тавн университетиниң профессори җеймис милвард вә униң ярдәмчиси даля петерсонни бу һәқтә бир тәтқиқат доклати тәйярлашқа тәклип қилған иди. Әнә шу тәләп бойичә 14-сентәбирдә елан қилинған “хитайниң шинҗаңдики зулум системиси: униң башлиниши вә чәклиниши” намлиқ доклатта буниңдики бир қисим мәсилиләргә тарихий тәрәққият нуқтисидин җаваб берилди.

Апторларниң қаришичә, уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики иҗтимаий киризис гәрчә 21-әсирниң бешида хитай хәлқ җумһурийити билән бағлинишлиқ һалда оттуриға чиққан болсиму, буниң маһийәтлик йилтизи әмилийәттә буниңдин әсирләр илгирила бих тартқан икән. Болупму манҗулар қурған чиң империйисиниң 1758-йили оттура асияниң бир парчиси болған уйғурлар диярини бесивелиши билән улар бу районни йәрлик бәгләрниң вакалитән башқуруши билән идарә қилип кәлгән. Әмма дәмаллиққа бу районни мустәмликәләштүрүшкә күч сәрп қилмиған. Чиң ханданлиқиниң ахирқи мәзгиллиригә, йәни 19-әсирниң ахирлириға кәлгәндә чиң империйәси “шинҗаң” дәп йеңидин нам қоюлған бу земинни хитайлаштурушқа рәсмий йосунда урунуп көргән. Әмма уларниң бу урунуши мәғлуп болған һәмдә бу җайға көчүрүп келингән хитай деһқанлириниң көп қисми хитайға қайтип кәткән. Аридин нәччә он йил өтүп 1940-йиллириға кәлгәндә гоминдаң һөкүмити бу районға путини тиқишқа үлгүргән һәмдә тездин бу районға бир милйон хитай көчмәнни көчүрүп, омуми нопуси шу вақитта төт милйончә болған бу районни мустәмликиләштүрүшкә интилгән.

Сөһбитимиз җәрянида профессор җеймис милвард бу һәқтә мундақ деди: “хитай компартийәсиниң шинҗаңдики сияситини чиң империйиси вә гоминдаң һөкүмитиниң бу районда иҗра қилған тәдбирлиригә селиштурушумда мән бу тәдбирләр вә сиясәтләр бир-биригә улишип давам қилди, демәкчи әмәсмән. Әлвәттә уларниң оттурисида нурғун үзүкчиликләр болған. Дәрвәқә хитай компартийәсиниң шинҗаңдики сиясәтлири хитай компартийәси 1949-йили һакимийәтни қолға алғандин кейин оттуриға чиққан. Шинҗаңға хитайларни көчүрүш иши әмилийәттә манҗуларниң чйәнлоң императори заманисида сичуәндики намрат хитайларни көчүрүштин башланған. Улар үрүмчи вә тәңри тағниң шималий қисмидики җуңғарийә вадисиға көчүрүлгән. Әмма гоминдаң дәвридә бу хил зор нопус көчүрүшкә анчә чоң имкан болмиған. Гәрчә ялта йиғинида гоминдаң һөкүмитиниң шинҗаңдики һөкүмранлиқи үчүн бир муһим қәдәм елинған болсиму йәнә бир яқтин шималдики или районида иккинчи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуши билән бу иш техиму мумкин болмиған. Йәнә келип гоминдаң һөкүмитиниң бундақ зор көләмлик нопус көчүрүшни тамамлиғудәк иқтисадий қуввити һәмдә шинҗаңни толуқ контрол қилғудәк сиясий қудрити болмиғачқа бу иш шундақ ташлинип қалған. Хитай һөкүмранлири болса қәдимки замандики ‛ләшкәрләрниң боз йәр ечиши‚ һәққидики ривайәтләрдин илһамлинип ахирқи һесапта мустәмликәләштурушниң йеңи вастиси болған ишләпчиқириш қурулуш биңтуәнини қуруп чиқти.” 

Җеймис милвардниң пикричә, хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин гоминдаң һөкүмитиниң уйғур дияридики һөкүмранлиқини хитай компартийәси өткүзивалған. Шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң рәһбәрлири сирлиқ айрупилан вәқәсидә қаза қилғандин кейин хитай һөкүмити түркий тиллиқ йәрлик кадирлардин “шәрқий түркистанниң аптономийә һоқуқини инкар қилидиған” бир түркүм кишиләрни таллап, йеңи рәһбирий коллектип һасил қилған. Бу ишларни тамамлиғандин кейин хитай һөкүмити гоминдаң қалдуқ қошунлиридин 80 миңдин артуқ кишини тәшкилләп “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” намидики йеңи мустәмликә апаратини бәрпа қилип чиққан. Әнә шундин кейинла хитайларниң нопус көчүрүш арқилиқ бу районни мустәмликигә айландуруш арзуси әмәлгә ешишқа башлиған. Шуниңдин буянқи 50 йил мабәйнидә хитай һөкүмити деһқанчилиқ мәйдани, санаәт карханилири, әмгәк лагири, түрмә һәмдә йеқинқи мәзгилләрдики “қайта тәрбийәләш мәркизи” қатарлиқ муәссәләрни бәрпа қилип өзлириниң бу җайға болған һөкүмранлиқини раврус мустәһкәмлигән.

Һалбуки, бу җәрянда барлиққа кәлгән иҗтимаий, иқтисадий вә сиясий җәһәтләрдики тәқсиматта барғансери көп кишиләр тәңсизлик һадисилирини, шуниңдәк йәрлик хәлқ болған ‍уйғурларниң барғансери йәклинип бир чәткә чиқирип қоюлғанлиқини көрүп йәткәндин кейин бу хил тәңсизлик, йәкләш вә чәкләшкә нисбәтән түрлүк қаршилиқ һәркәтлири оттуриға чиққан. Әмма хитай компартийәси дәрһалла 2000-йиллиридин башлап оттуриға чиқишқа башлиған “терорлуққа қарши дуняви уруш” ниң шамилида уйғурларниң наразилиқи вә қаршилиқини бирдәк “терорлуқ” қа бағлап бастурушқа киришкән.

Бу һәқтә сөз болғанда профессор җеймис милвард мундақ деди: “кишиләр һәрқачан шинҗаң районида тохтимастин вәқә чиқип туриду, бу әһвал һазир барғансери еғирлишиватиду, болупму уйғурлар даим хитай һөкүмитигә яки компартийәсигә қарши шундақ қиливатиду, дәп қарайду. Дәрвәқә бир қисим һадисиләр қаримаққа һәқиқәтәнму шундақ болғандәк көрүниду. Болупму 1998-йилидин 2008-йилиғичә болған мәзгилгә қарайдиған болсақ буниң тинч бир дәвр болғанлиқини байқаймиз. Әнә шу вақиттин кейинки он йилға қарайдиған болсақ, болупму лагирлар башланғичә болған мәзгилдә наразилиқ вә қаршилиқниң йүксилип маңғанлиқини көримиз. Шу арилиқта бейҗиң, кунмиң қатарлиқ җайларда төт қетимлиқ зорлуқ һәркити йүз бәрди. Бәзи кишиләр бу һадисиләрни терорлуқ, дәп қариди. Әмма хитай һөкүмити уйғурларниң һөкүмәткә қарши һәрқандақ пикрини бирдәк терорлуқ, дәп қариди. Болупму адәттики нормал диний етиқадниң һәммиси терорлуқниң испати болуп қалди. Бундақ хата диагноз техиму зор қаршилиққа сәвәб болди. Әмма хитай һөкүмити һечқачан буниңдики сәвәб-нәтиҗә мунасивитигә қарап беқишни халимиди. Әмди қарайдиған болсақ уйғурларниң дин билән бағлинишлиқ барлиқ паалийити әсәбийлик вә терорлуқ болуп қалди. Әмма хитай һөкүмити бу қаршилиқ вә наразилиқниң өзлириниң сиясәтлиригә вә бу сиясәтләрниң мәғлубийитигә қарита оттуриға чиққан инкас икәнликини көрмиди.”

Профессор җеймис милвардниң пикричә, һәрқетим мушу хилдики аталмиш “терорлуқ” вәқәлири һәққидә сөз болғанда хитай һөкүмити өзлириниң өткән йерим әсирдә уйғурлар дияриниң “тәрәққияти” үчүн қанчилик мәбләғ салғанлиқини көп қетим тәкитләп кәлгән. Болупу 2000-йили башланған “ғәрпни зор көләмдә ечиш” қурулуши буниңдики әң зор мисал болуп қалған. Һалбуки, бу җәрянға нәзәр салғинимизда бу ғайәт зор қурулушқа селинған мәбләғниң нефит қезиш, төмүр йол ясаш, пахта мәһсулатини кеңәйтиш вә башқа һул муәссә қурулуши қатарлиқ хитай һөкүмитиниң иқтисадий ғол томуриға “җан қошидиған” түрләргә сәрп қилинғанлиқини, уйғурлар дияридики йәрлик хәлққә буниң қилчилик мәнпәәти йәтмигәнликини көрүш йетиш мумкин икән.

Сөһбитимиз җәрянида профессор җеймис милвард бу тоғрисида мундақ деди: “мениңчә, мән бу хил пикирни оттуриға қойған бирдин-бир киши әмәс. Чүнки көплигән мутәхәссләр бу нуқтини тәкитләп өткән. Өткәнки мәзгилләрдә иқтисадий тәрәққият амилиниң роли һәққидә көплигән муһакимиләр болуп өтти. ‛мәдәнийәт зор инқилаби‚ дин кейин хитай һөкүмити шинҗаң райониниң иқтисадий тәрәққиятқа муһтаҗ икәнликини көп қетим тәкитлиди. Буниң билән мушу нуқтини чөридигән һалда бир қатар тәдбирләр түзүп чиқилди. Әнә шуниң әң чоңи 2000-йилларда ‛ғәрбни зор көләмдә ечиш‚ дегән намда оттуриға чиқти. 2010-Йилиға кәлгәндә ‛шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш‚ намида йеңи программа башланди. Буниң билән милярд-милярд сом мәбләғ қилип селинди. Әмма буниңда биз диққәт қилидиған бир нуқта шуки, шинҗаңдики бу тәрәққиятни хитай һөкүмити 1950-йиллардин тартипла биңтуәнни гүлләндүрүш йоли билән ишқа ашурмақчи болған. Шуниң билән бу хил ‛тәрәққият‚ шоари астида биз барлиқ гүллиниш вә тәрәққиятларниң юқуридин төвәнгә қарап меңиватқанлиқини, йәни бу хил тәрәққиятниң шәрқтики бейҗиң вә шаңхәй дегәндәк җайлар үчүн болғанлиқини, әмма қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайларда һәқиқи мәнидики тәрәққиятниң болмиғанлиқини көрдуқ. Чүнки шинҗаңға мәбләғ салған бу өлкә вә шәһәрләр бай болди. Әмма шинҗаңниң буниңдин мәнпәәтдар болғанлиқидәк мәнзирә барлиққа кәлмди.”

Уйғурларға қаритилған системилиқ зулум мукәммәл йосунда иҗра болушқа башлиғанда болса буниң йәнә көп тәрәплимә амилларға, җүмлидин ғәрп дуняси биләнму мәлум дәриҗидә бағлинишлиқ икәнлики ашкара болушқа башлиди. 

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.