“әсир милләтләр һәптилики” мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси алаһидә орун игилиди

Мухбиримиз әзиз
2021.07.23
“әсир милләтләр һәптилики” мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси алаһидә орун игилиди “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң директори рошән аббас уйғур җәмийити дуч келиватқан нөвәттики вәзийәт һәққидә мәлумат бәрмәктә. 2021-Йили июл, вашингтон.
Photo: RFA

Демократийә вә инсаний баравәрлик темиси йиллардин буян дуня миқясидики ортақ шоарлардин болуп кәлгән болсиму, бу һәқтики дәпсәндичилик йәнила изчил давам қилип келиватқанлиқи мәлум. 1959-Йили америка президенти айсенховер тунҗи қетим “әсир милләтләр хитабнамиси” ни елан қилғандин буян америка һөкүмити изчил һәрқайси һөкүмәтләрниң контроллуқидики “әсир” гә айлинип қалған инсанларниң өктичи садалирини бастуруш, демократийә вә баравәрликни пайхан қилишни әйибләп кәлмәктә. Бу йилқи “әсир милләтләр һәптилики” мәҗлиси ечилиш һарписида америка президенти җов байден алаһидә баянат елан қилип бу мәсилини йәнә бир қетим тәкитлиди. Президент җов байден 16-июл күни ақ сарай тор бетидә елан қилған язма баянатида мушу хилдики дөләт һакимийәтлириниң “әсир” лиригә айлинип қалған хәлқләрниң һәқлирини алаһидә әскәртти. Шундақла “биз шинҗаңда милйонларчә уйғур вә башқа диний җамаәтниң наһәқ һалда тутқун қилинғанлиқини һәмдә мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқини аңлидуқ” деди. Баянатниң ахирида болса әнәнә бойичә 2021-йили июл ейиниң үчинчи һәптиси (18-июлдин 24-июлғичә) ниң ашу хил “әсир” инсанларға беғишланған “әсир милләтләр һәптилики” болидиғанлиқи җакарланди.

Баш штаби вашингтон шәһиригә җайлашқан “коммунизим қурбанлири хатирә фонди” һәр йили бир қетимлиқ мәхсус муһакимә йиғини өткүзүш арқилиқ бу җәһәттә көрүлүватқан түрлүк мәсилиләрни охшимиған нуқтилардин қарап чиқиду. 2021-Йиллиқ “әсир милләтләр һәптилики” мәҗлисидә болса ‍уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилиси алаһидә орун игилигән мәсилиләрниң бири болди.

Бу қетимқи йиғинниң ечилиш мурасимида “коммунизим қурбанлири хатирә фонди” ниң баш иҗраийә директори, америка қошма штатлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ сабиқ баш әлчиси андирюв бремберг, мәзкур фондниң рәиси едвин фюлнер, америка ташқи ишлар министирлиқи қармиқидики “демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк комитети” ниң ярдәмчи секретари лиса петерсон қатарлиқлар муһим сөз қилди. Улар һелиһәм бир қисим дөләтләрдики хәлқләрниң коммунистик түзүмниң вә диктаторилиқниң зиянкәшликигә учраватқанлиқи, йиллардин буян америка һөкүмитиниң һәрқайси рәһбәрлик коллектипи изчил коммунистик түзүмниң зиянкәшликигә учраватқан хәлқләрниң һөрлүккә еришишигә түрлүк йоллар арқилиқ ярдәм беришни тохтитип қоймиғанлиқини, буниң кәлгүсидиму шундақ болидиғанлиқи, җүмлидин хитай рәиси ши җинпиң хитай компартийәсиниң йүз йиллиқ хатирисидики нутқида “бизгә қарши чиққан һәрқандақ кишиниң беши йерилип қени ақиду” дәп давраң селиватқан минутларда уйғурларниң йеңи әсирдики қирғинчилиққа дучар болуватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрни әсләп өтти.

Йиғинниң һәрқайси басқучлири пикир әркинлики вә һөкүмәтләрниң контроллуқи, өктичиләрниң роли қатарлиқ темиларға аҗритилғаниди. Йиғинниң “кишилик һоқуқ вә хәлқара җамаәт” темисидики муһакимисидә вашингтон шәһиридики “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң директори рошән аббас уйғур җәмийити дуч келиватқан нөвәттики вәзийәт һәққидә техиму тәпсилий мәлумат бәрди. Униң “шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ” темисида сөзлигән нутқида нөвәттә уйғур қирғинчилиқиниң түрлүк пакитлири толуқи билән мәлум ‍икәнлики, һазир бу һәқтики хәвәрләрниң ғәрб дунясидики асаслиқ ахбарат васитилиридә көпләп хәвәр қилиниватқанлиқи, йәнә келип ашу қирғинчилиқни баштин кәчүргән шаһитларниң бу һәқтики баянлириму буни толуқ тәстиқлайдиғанлиқини сөзләп келип “бизниң вәтинимиздә қирғинчилиқ давам қиливатиду. Мән һәрқайсиңларға бу қирғинчилиқниң җинайәтлирини техиму тәпсилий сөзләп берәй” деди. Болупму ата-анилири лагерларға қамалған вә мәҗбурий әмгәкниң обйекти болуватқан сансизлиған уйғур гөдәклириниң аилә җудалиқи, уйғур қиз-чоканлириниң топ-топ һалда хитай аққунлириға ятлиқ болушқа мәҗбурлиниши, лагерларға қамалған һимайисиз қиз-чоканларниң болса җинсий хорлуқларға мәһкум болуши, лагер тешидики уйғур қиз-чоканлириниң түрлүк теббий васитиләр арқилиқ туғалмас қиливетилиши қатарлиқ әһвални қисқа вә пакитлиқ қилип йиғин әһлигә баян қилип бәрди. .

Рошән аббас йиғин әһлигә бу һәқтики әһвалларни тонуштуруш билән биргә “учур дәври” дәп аталған бир заманда бу қирғинчилиқлардин һазир барғансери көп саһәниң хәвәрдар болуватқанлиқи, шундақ болғаникән әмди һәммила кишиниң зиммисигә бу хил зулумни чәкләшкә күч чиқириш мәҗбурийитиниң артилғанлиқини, йәнә келип өткән әсирдә “әмди қайтиланмайду” дәп дәбдәбилик җакарланған дуняви вәдини әмәлдә көрситишниң пәйти кәлгәнликини йәнә бир қетим әскәртти. Шундақла өзиниң шәхсий кәчүрмишлиригә бирләштүргән һалда һазир хитай һөкүмити үчүн йоқитиш обйекти болуватқан уйғурларниң һәдиси гүлшән аббасқа охшаш зиялийлар болуватқанлиқини, мушу хилдики бир милләтни йоқитиштәк қәбиһ қилмишқа шунчә көп дуняви ширкәтләрниң билип-билмәй шерик болуватқанлиқини, дуняда сүкүт давам қиливатқанда хитай компартийәсиниң өзини күчләндүрүп бу зулумларни дуняға кеңәйтишкә урунуватқанлиқини, бундақ бир дуняви тәһдитниң алдини алмиғанда буниң ялғуз уйғурларғила әмәс, йеқин кәлгүсидә пүткүл инсанийәт үчүн бир ортақ апәткә айлинидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Йиғинниң кейинки бөләклиридә “васлав хавел мукапати” комитетиниң директори мартен палоос, “пуқралар күчи” тәшкилатиниң директори яң җйәнли, америка дөләт мәҗлиси әзалиридин марко рубйо, мария салазар қатарлиқларму коммунистик түзүмгә әсир қилиниватқан хәлқләрниң әһвали һәққидә пикир қилди.

Йиғиндин кейин рошән аббас радийомизниң айрим зияритини қобул қилди. У бу хилдики паалийәтләрниң нөвәттики муһаҗирәт һаятида уйғур давасини, шундақла уйғур җәмийити дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқни техиму көп саһәгә аңлитиш һәмдә техиму көп саһәниң қоллишини қолға кәлтүрүштә муһим әһмийәткә икәнликини алаһидә тәкитлиди. .

Рошән аббасниң қаришичә, нөвәттә уйғур қирғинчилиқи давам қиливатқан һәмдә һәрқайси һөкүмәтләр бу һәқтә бәзи қарарларни еливатқан болсиму дуняниң бу мәсилигә көңүл бөлүшини йетәрлик болди, дейиштин техи йирақ икән. Бундақ әһвалда һәрқайси саһәниң бу мәсилигә игә чиқишини қолға кәлтүрүш техиму муһим икән. .

Нөвәттә бу хилдики паалийәтләр көпләп уюштурулуватқан болуп, муһаҗирәттики уйғурларниң дава ишлиридики бир муһим вә үнүмлүк васитә, дәп қаралмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.