Радийомиз уйғур бөлүми тәһрири әсәт сулайманниң иниси әхмәт сулайманниңму тутқунда икәнлики дәлилләнди
2021.02.26
Радийомиз тәһрири әсәт сулайманниң тутқундики уруқ-туғқанлири һәққидә йәниму илгириләп елип барған ениқлашлиримиз давамида униң иниси-қомул шәһәр тәңритағ йезисиниң йеза башлиқи әхмәт сулайманниңму тутқунда икәнлики дәлилләнди. Тутқунни дәлиллигән сақчи, униң тутулуш сәвәбиниң “дөләт мәхпийәтлики” гә ятидиғанлиқи вә униңдин пәқәт йеза дәриҗидин юқири рәһбәрләрниңла хәвәр тапалайдиғанлиқини әскәртти.
Радийомиз тәһрири әсәт сулайманниң акиси әһәт сулайманниң тутқунда икәнлики дәлилләнгәндин кейин, биз йәнә униң 4 йилдин буян из-дерики ғайиб болған иниси әхмәт сулайман вә башқа бәш нәпәр нәврә қериндиши һәққидиму ениқлаш елип бардуқ. Мәлум болушичә, бу йил 39 яшқа киргән әхмәт сулайман шинҗаң маарип институтини пүттүргән болуп, илгири-кейин болуп қумул шәһәр ғәрбийтағ йезилиқ һөкүмәтниң муавин йеза башлиқи, тәңритағ йезилиқ һөкүмәтниң йеза башлиқи болуп вәзипә өтигән. 2017-Йилидин башлап из-дерәксиз ғайиб болған. Әхмәт сулайман билән илгири өзиниң қомул тәтқиқат зияритидә учришиш пурситигә игә болған, нөвәттә германийәдә яшаватқан доктор абләт сәмәт әпәндиниң инкас қилишичә, әхмәт сулайман 2017-йилниң башлири тутқун қилинған.
Телефонимизни қобул қилған қумул шиңшиңша (араюлтуз) сақчиханиси әхмәт сулайман һәққидә учур елиш үчүн шәһәрлик парткомдин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди. Қомул шәһәрлик партком хадими әхмәт сулайманниң әһвалидин хәвәрсизликини ейтти. Телефонимизни қобул қилған тәңритағ йезилиқ сақчи хадими әхмәт сулайманниң 2018-йилидин башлап тутқунда икәнликини дәлиллиди. Мәзкур хадим нөвәттә тәңритағ йезисида әхмәт сулайманниң орнида шарапәт исимлик бир аялниң йеза башлиқи болуп вәзипә өтәватқанлиқини ашкарилиди, әмма әхмәт сулайманниң техи кесилгән-кесилмигәнлики, кесилгән болса җаза муддитини қәйәрдә өтәватқанлиқи қатарлиқ әһваллар һәққидә мәлумат берәлмиди. Биз униңдин әхмәт сулайманниң тутулушиниң чәт әлдики акиси әсәт сулайман билән алақиси бар-йоқлуқини сориғинимизда, буниң бир “дөләт мәхпийәтлики” икәнликини әскәртип, бу һәқтә гәп соримаслиқимизни тәвсийә қилди. У йәнә бу һәқтә пәқәт йеза дәриҗиликтин юқири рәһбирий кадирларниңла мәлумати болуш еһтималлиқини әскәртти.
Доктор абләт сәмәтниң мәлум қилишичә, әхмәт сулайманниң нәврә қериндашлиридин 58 яшлиқ җелил осман билән 49 яшлиқ муһәммәт османму тутқунда икән. Мәлум болушичә, җелил осман илгири қумул шәһәрлик һөкүмәттә муавин ишхана мудири, қомул вилайәтлик чарвичилиқ идарисиниң башлиқи, кейинки йилларда қомул вилайәтлик сәнәт өмикиниң башлиқи қатарлиқ вәзипиләрни өтигән һәмдә қомулда тонулған шәхсләрдин икән. Қомул шәһәрлик парткомниң хадими җелил осман һәққидиму мәлумат берәлмиди.
Игилинишичә, 1990-йилларниң башлирида шиән медитсина университетини пүттүргән муһәммәт осман қомул вилайәтлик 1-дохтурханиниң мудир врачи болуп ишлигән. 2012-Йили германийәниң һамбург шәһиридики бир дохтурханида 6 ай билим ашурған икән. Доктор абләт сәмәтниң хәвәр тепишичә, муһәммәт осман 2017-йили тутулуп, 17 йиллиқ кесиветилгән. Қумул шәһәрлик җ х идарисиниң бир хадими җелил осман билән муһәммәт османниң өз тәвәликидики кишиләр әмәсликини баян қилип, улар һәққидә мәлумат беришни рәт қилди.
Йәнә доктор абләт сәмәтниң мәлум қилишичә, әхмәт сулайманниң қумул шәһәр тәңритағ йеза қизиляр кәнтидә олтурушлуқ нәврә қериндашлиридин 42 яшлиқ ели аблелим (абдулим), 40 яшлиқ аблаҗан аблелим вә 35 яшлиқ адил аблелимләрму аталмиш “диний әсәбийлик” гумани билән тутулуп алдинқи йиллири йепиқ сот арқилиқ 17 йиллиқтин кесиветилгән. Қумулдики йәрлик даириләр бир аилидики бу ака-ука бу үч қериндашниң ечинишлиқ тәқдири һәққидә мәлумат бәрмигән болсиму, әмма уларниң тутқунда икәнликини инкар қилмиди.
Доктор абләт сәмәтниң баян қилишичә, әсәт сулайманниң қомулдики қериндашлири 2011-2012-йиллирила еғир назарәт астида болуп, укиси әхмәт сулайман доктор абләт сәмәт билән бирқанчә қетим учришиш һәм сөһбәтлишиш җәрянида чәт әлдә акисиниң барлиқи һәққидә һечқандақ еғиз ачмиған. Абләт сәмәтниң дейишичә, мушу дәриҗидики еһтиятчанлиқму униң вә қериндашлириниң бихәтәр яшишиға далда болалмиған.
Юқирида радийомиз тәһрири әсәт сулайманниң иниси әхмәт сулайманниңму тутқунда икәнликиниң дәлилләнгәнлки һәққидә мәлумат бәрдуқ.