Сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу түркийә һөкүмитини бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишқа чақирди
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим

Түркийә келәчәк партийәси рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу 11-январ күни ахбарат елан қилиш йиғини чақирип түркийә һөкүмитини бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирди.
11-январ күни келәчәк партийәсиниң әнқәрә мәркизидики залида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғини җәрянида уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити әкс әттүрүлгән рәсимләр көрситилгән көргәзмә ечилди. Мәзкур рәсимләр йиғин әһлиниң қизиқишини қозғиди.
Йиғинда алди билән келәчәк партийәсиниң кишилик һоқуқ хизмәтлиригә мәсул муавин рәиси сәрап язиҗи ханим, партийәниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси пешқәдәм дипломат үмид ярдәмчи әпәнди, түрк дунясиға мәсул муавин рәиси сәлчуқ өздағ әпәндиләр сөз қилип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситиниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини, америка башта ғәрб әллири шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүватқан, хитайниң бу сияситигә қарши тәдбирләр еливатқан бүгүнки күндә уйғурлар билән қан қериндаш болған түркийәниң сүкүттә турушини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини, түркийә һөкүмитини бейҗиң қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилишқа чақирди.

Арқидин “келәчәк” партийәси рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу сөз қилди. У, алди билән мунуларни деди: “узун йиллардин буян шәрқий түркистанниң һәр қайси җайлирида кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши күрәш қилишқа мәҗбур болған қиммәтлик уйғур, қазақ қериндашлирим, һәр қайси партийәләрниң рәһбәрлири, қиммәтлик мухбирлар вә партийәмизниң һәр дәриҗилик рәһбәрлири, һәммиңларға һөрмитимни билдүримән. Әслидә бундақ йиғинларда кишини хушал қилидиған темилар һәққидә сөзләшсәк яхши болатти, лекин һазир хитай шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан зулум, бесим, йүрикимизни дағлимақта. Биз келәчәк партийәси дуняниң қәйиридә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики болса униң қарши туруватимиз. Хитай һазир дуняниң көзи алдида шәрқий түркистанда җаза лагери қуруп, диний ибадәтни чәкләп, қериндаш аилә нами астида уйғурларниң өйигә хитайларни җайлаштуруп, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң мәдәний, диний вә мәниви турмушиға һуҗум қилмақта. Хитай һазир шәрқий түркистанда инсанийәткә қарши җинайәт садир қилмақта. Бундақ бир пәйттә түркийә һөкүмитиниң техичә сүкүттә туруши бизни қаттиқ әпсусландурмақта”.
Әхмәт давутоғлу ахбарат баянатида түркийә һөкүмитини бейҗиң қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилишқа чақирип мундақ деди: “бирләшкән дөләтләр тәшкилати америка, әнглийә, голландийә, канада, вә литва қатарлиқ дөләтләр хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини ирқий қирғинчилиқ дәп бекитти. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики көп санда дөләт вә көп санда кишилик һоқуқ тәшкилати хитайниң бу сияситигә қарши наразилиқини ипадилиди бирләшмә хәтләргә қол қойди. Бундақ бир пәйттә президент рәҗәп таййп әрдоған немишқа сүкүттә туриду? биз келәчәк партийәси һәр даим қәйәрдә бир езилгән милләт болса уларға ярдәм қолини узитидиғанлиқини тәкитләватқан түркийә һөкүмитини бейҗиң қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилишқа чақиримиз”.
Келәчәк партийәси икки айдин буян түркийә парламентида бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилидиған бир қарар мақуллитиш үчүн һәр хил паалийәтләрни елип бармақта. Бу қетимқи ахбарат елан қилиш йиғиниға көп санда чәтәллик вә түрк мухбирларниң иштирак қилиши диққәт тартти.
Мәркизи истанбулдики уйғур академийәси иҗраийә комитети баш катипи абдулхәмит әпәнди келәчәк партийәсидә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғининиң наһайити яхши өткәнликини, түркийә һөкүмитигә тәсир көрситидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини оттуриға қойди.
Американиң байден һөкүмити 12-айниң 6-күни хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” елип бериши сәвәблик бейҗиң қишлиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини дипломатик байқут қилидиғанлиқини елан қилғандин кейин, әнглийә, канада, йеңи зеландийә вә австралийәму бу сәпкә қошулғаниди. Әнглийә баш министири борис җонсонниң ейтишичә, әнглийә һөкүмити қишлиқ олимпикни байқут қилип, униңға һечқандақ һөкүмәт әмәлдари әвәтмәйдикән. Булардин кейин бу һәқтә түркийә һөкүмитигә болған бесим күнсайин күчәймәктә. Мутәхәссисләр түркийә һөкүмитиниңму байқут қилиш еһтималлиқи барлиқини илгири сүрүшмәктә.