Әдәбий тәрҗиман, илмий мудир әхмәтҗан җүмәниң икки йил “тәрбийәләш” тә ятқандин кейин 14 йиллиқ кесилгәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.04.30
exmetjan-jume-kitabi-1

Тоққузақ 1‏-оттура мәктипиниң илмий мудири, әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмә әпәндиниң язған вә тәрҗимә қилған китаблири.

exmetjan-jume

Тоққузақ 1‏-оттура мәктипиниң илмий мудири, әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмә әпәнди.

exmetjan-jume-kitabi-2

Тоққузақ 1‏-оттура мәктипиниң илмий мудири, әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмә әпәндиниң язған вә тәрҗимә қилған китаблири.

exmetjan-jume-kitabi-3

Тоққузақ 1‏-оттура мәктипиниң илмий мудири, әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмә әпәндиниң язған вә тәрҗимә қилған китаблири.

exmetjan-jume-kitabi-4

Тоққузақ 1‏-оттура мәктипиниң илмий мудири, әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмә әпәндиниң язған вә тәрҗимә қилған китаблири.

exmetjan-jume-kitabi-5

Тоққузақ 1‏-оттура мәктипиниң илмий мудири, әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмә әпәндиниң язған вә тәрҗимә қилған китаблири.

Норвегийәдики “уйғуряр” фонди турғузған тутқундики зиялийлар тизимликидә тоққузақ 1‏-оттура мәктипиниң илмий мудири, әдәбий тәрҗиман әхмәтҗан җүмәниң нами 70-қатардин орун алған. Мухбиримизниң бир йилға йеқин созулған ениқлашлири давамида, әхмәтҗан җүмәниң 2 йил “тәрбийәләш” тә ятқандин кейин 14 йиллиқ кесиветилгәнлики дәлилләнди. Әхмәтҗан җүмә радийомиз уйғур бөлүминиң муавин директори мәмәтҗан җүмәниң инисидур.

“уйғуряр” фондиниң тутулған зиялийлар тизимликидә тоққузақ 1-оттура мәктәпниң мудири аблаҗан мәмәт, илмий мудири әхмәтҗан җүмә, җуғрапийә оқутқучиси саҗидигүл аюп вә тәнтәрбийә оқутқучиси абликим тохти қатарлиқларниң исимлири орун алған. Мәзкур фондниң қурғучиси вә тәтқиқатчи абдувәли аюпниң ашкарилишичә, мәзкур мәктәп2017-йили башланған лагер тутқунида әң дәсләпки вә нуқтилиқ нишанлардин бири болған икән. Хитай даирилириниң нәзиридә тоққузақниң меңиси дәп қаралған бу мәктәпкә қарита тутқун башланғанда, қара халта әң аввал әхмәтҗан җүмәниң бешиға кийдүрүлгән. Мәлум болушичә, қара халта әхмәтҗан җүмә үчүн натонуш бир “баш кийим” әмәс; у 2006- вә 2009-йиллириму бир қетимдин тутқун қилинған вә әйни чағда илмий хизмәтлири вә мәктәпкә қошқан төһписи сәвәблик мәктәп рәһбәрликиниң арилишиши вә капалити билән қоюп берилгән. Йәнә вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бири әхмәтҗан җүмәниң әнә шу кәчмишигә асасән лагерға елип кетилиштә сабиқ тутқунлар қатарида тутулғанлиқ еһтималлиқини илгири сүргән иди.

Телефонимизни қобул қилған тоққузақтики бир сақчи хадими әхмәтҗан җүмәниң өйидин “диний әсәбийлик” кә аит бир китаб чиққанлиқи вә униң әнә шу китаб сәвәплик тутқун қилинғанлиқини ашкарилиди. Әмма у шу китабниң наминиму дәп берәлмиди.

Мәлум болушичә, сабиқ қәшқәр педагокгика инститотиниң сиясий маарип кәсини пүттүргән әхмәтҗан җүмә тоққузақниң опал “тәрбийәләш мәркизи” дә икки йил “тәрбийәләнгән”. Өзиниң мәзкур “тәрбийәләш мәркизи” дә икки йил вәзипә өтигәнликини баян қилиған мәзкур хадим әхмәтҗан җүмәниң “тәрбийәләш” тики мәзгилидики аталмиш “өзгириш” ипадлирини мәдһийәләш билән бирликтә униң 2019-йилниң оттурилири 14 йиллиқ кесиветилгәнликини дәлиллиди.

Әхмәтҗан җүмә билән достлуқ, юртдашлиқ вә сәпдашлиқ мунасивити болған паалийәтчи вә тәтқиқатчи абдувәли аюпниң баян қилишичә, әхмәтҗан җүмә ярамлиқ бир оқутқучи болуштин башқа йәнә иҗтимаий паалийәрләрдики актиплиқи вә тәшкилатчилиқи биләнму тонулған икән.

Мәзкур сақчи хадими әхмәтҗан җүмәниң тутулишиға йәнә бәзи бир тәшкилатчилиқ ишлириға арилишип қалғанлиқидәк аталмиш “хаталиқи” ниңму сәвәб болғанлиқини тилға елип өтти.

Мәлум болушичә, әхмәтҗан җүмә әдәбий тәрҗимә, маарип тәтқиқати саһәсидә кәспдашлири арисида алаһидә көзгә көрүнгән икән. Униң “мән вә дуня”, “мән вә тарих”, “мән вә җәмийәт” қатарлиқ йүрүшлүк оттура мәктәп оқушлуқлири алдинқи йили истанбулда нәшир қилинған. Қисмити сәвәблик униң бир тәрҗимә романи нәширгә берилишикиму үлгүрмигән.

Йәнә мәлум болушичә, иккичи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурйити рәһбәрлиридин абдукерим аббасопниң қизи тәрипидин дадисиға беғишлап йезилған “чәксиз муһәббәт” намлиқ китаб әхмәтҗан җүмә вә униң иниси абдуқадир җүмәниң қәлимидә бирликтә тәрҗимә қилинған. Мәзкур китап 2013-йили 7-айда, шинҗаң гүзәл сәнәт вә фото сүрәт нәширяти һәмдә шинҗаң електрон нәширияти тәрипидин нәшир қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.