Әйса йүсүп алптекин хәтлиридә шәрқий түркистан мәсилисини б д т ниң күн тәртипигә елип келишни тәләп қилған
2021.12.20

17-Декабир күни, 20-әсир уйғур ели тарихида “3 әпәнди” дәп тонулған мәшһур шәхсләрдин бири болған мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 26 йиллиқ хатирә күни иди.
Бу мунасивәт билән шиветсийәдики уйғур зиялийси зулһаят өткүр ханим әйса әпәндиниң тонулған түрколог, дипломат гуннар ярриңға язған 4 парчә хетини уйғур академийәсиниң торида елан қилди. Бу хәтләр шиветсийә лунд университетида сақлиниватқан “шәрқий түркистан коллексийони” да болуп, бу хәтләр ичидә гуннар ярриңниң уйғур сиясийонлар, түркологлар вә җамаәт әрбаблириға язған хәт-чәклириму мәвҗут икән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған “шәрқий түркистан коллексийонидики әйса йүсүп алптекингә аит мәктуплар һәққидә” мавзулуқ мақалиниң аптори зулһаят өткүр ханим алди билән шиветсийәдә сақлиниватқан “шәрқий түркистан коллексийони” һәққидә қисқичә мәлумат берип мундақ деди: “шиветсийә лунт университетида ‛ярриң коллексийони‚ дәп аталған наһайити чоң бир топлам болуп, буниң ичидә ‛шәрқий түркистан коллексийони‚ дәп йәнә бир тармақ архип бар. Бу архип өз нөвитидә дунядики үчинчи чоң қол язма архипи болуп һесаблинидикән. Буниң ичидә 560 парчидин артуқ қол язма вә униңдин башқа наһайити муһим тарихий фото-сүрәтләр, бир қисим мәктуплар сақланмақта. Бу мәктупларниң өзила ‛хәт-чәк архипи‚ дәп атидиған болуп зор көләмни игиләйдиған йәнә бир архип амбиридур. Бу мәктупларниң игилигән көлими чоң болуп, 245 архип сандуқида сақланмақта”.
Зулһаят өткүр ханим бу хәт-чәкләрниң ичидә тонулған дипломат, түрколог гуннар ярриң әпәндиниң вәтән ичи вә сиртидики бәзи уйғурлар билән җүмлидин уйғурларниң лидири мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән йезишқан 8 парчә хәт-чәкниң барлиқини билдүрүп мунуларни деди: “буларниң ичидә гуннар ярриң әпәндиниң дуняға даңлиқ дипломатлар, түркологлар вә сиясийонлар билән йезишқан хәт-чәк алақилириму сақлиниватқан болуп, буниң ичидә бизниң вәтинимиздики уйғур тил-әдәбияти вә түркологийә билән шуғуллиниватқан бир қисим тәтқиқатчилар вә чәтәлдики бир қисим уйғуршунас тәтқиқатчилар билән болған хәт-чәк алақилиригә аит матириялларму сақланмақта. Буниң ичидә мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән болған хәт-чәк алақилири 8 парчә икән. Буниңдин башқа сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридики рәхмәтулла түркистани әпәнди билән йезишқан 20-30 парчә хәт-чәклири бар икән”.
Зулһаят өткүр ханим уйғур академийәсиниң торида елан қилинған “шәрқий түркистан коллексийонидики әйса йүсүп алптекингә аит мәктуплар” мавзулуқ мақалисидә әйса әпәндиниң тонулған түрколог гуннар ярриң әпәндигә язған 4 парчә хетини вә авазлиқ касетисини қисқичә тонуштурған. Буниң ичидики биринчи аваз касета 1977-йили әйса әпәндиниң гуннар ярриңға әвәткән аваз хатириси болуп, бу, әйса әпәндиниң өзи һәққидә қисқичә тонуштуруш вә шәрқий түркистанни азад қилиш пилани қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алидикән. Бу аваз архипида көпрәк әйса әпәндиниң паалийәтлири баян қилинған.
Иккинчи парчә хәт җәмий үч бәт болуп, 1958-йили 2-сентәбир күни әйса йүсүп алиптекин тәрипидин ню-йорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хизмәт қиливатқан гуннар ярриңға йезилған хәт икән. У, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн издинип, гуннар ярриңға шәрқий түркистан мәсилисиниңму африқа мәсилисигә охшаш бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң күн тәртипигә келишкә тегишлик мәсилә икәнликини язған. Булардин башқа у хетидә өзиниң истанбулда “шәрқий түркистан кутупханиси” қуруш пилани барлиқини, гуннар ярриңниң уйғурлар тоғрисида язған китаблиридин әвәтип беришини тәләп қилған.
У хетидә, хитайлар шәрқий түркистанни бесивалғандин кейин уйғурларға еғир зулум сиясити елип бериватқанлиқини, бундақ бир вәзийәттә бир қисим мусулман дөләтлириниң, әркин дунядики дөләтләрниңму қизил хитайниң вә русийәниң тәрипини тутқанлиқидин наһайити әпсусланғанлиқи һәм үмидсизләнгәнликини, бу қилмишниң хитай зулмидинму бәттәр еғир кәлгәнликини язиду.
Үчинчи парчә хәт, 1958-йили 11-айниң 28-күни йезилған болуп, әйса әпәнди бундин бир ай бурун гуннар ярриңниң хетини вә гуннар ярриң әвәткән өзи язған китабларни тапшуруп алғанлиқини мәмнунлуқ билән баян қилиду.
Әйса әпәнди хетидә өзиниң гуннар ярриңдәк дуняви шөһрәт қазанған, дуня җамаитиниң тинчлиқи вә һәққанийәт үчүн күрәш қилидиған, шәрқий түркистанға, җүмлидин өз юрти йеңисар наһийәсигә барған, шәрқий түркистан вә шәрқий түркистан хәлқини дуняға тонуштуруш йолида, җапалиқ әмгәк сиңдүргән киши билән тонушқанлиқидин өзини наһайити тәләйлик һес қилғанлиқини баян қилған.
Төтинчи парчә хәт, әйса йүсүп алиптекинниң 1960-йили 6-айниң 21-күни гуннар ярриңға язған хети болуп, хәт билән бирликтә икки фото-сүрәтму әвәтилгән. Кәйнидә әйса йүсүп алиптекинниң өз қәлими билән язған чүшәндүрүши бар сүрәтниң бир парчиси полат қадири вә әйса йүсүп алиптекин аилисидикәрниң биргә чүшкән аиләвий сүрити болуп, йәнә бири далай лама, муһәммәдимин буғра вә әйса йүсүп алиптекин үчәйлән чүшкән сүрәт икән. Бу мәктупта әйса йүсүп алиптекин муһәммәдимин буғра иккисиниң 4-айда йеңи деһлидә ечилған мустәмликичиликкә қарши иттипақ түзүш мәқситидә африқа-асия йиғиниға қатнашқанлиқи вә истанбулға қайтиш сәпиридә далай лама билән көрүшүп өткәнлики, көрүшүш җәрянида шәрқий түркистан вә тибәт мәсилини музакирә қилғанлиқини баян қилиду.
Әйса йүсүп алиптекин тәрипидин ню-йорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хизмәт қиливатқан гуннар ярриңға йезилған хәтләрниң һәммисидә, шәрқий түркистан мәсилисиниңму бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң күн тәртипигә келишкә тегишлик мәсилә икәнлики көрситилгән. Лекин униң тәләплири һечқачан б д т да күнтәртипкә кәлмигәниди. Ундақта немә үчүн әйни заманда уйғурларниң мәсилиси б д т да күн тәртипигә елип келинмиди? әнқәрәдики һаҗәттә университети тарих кәспи оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди, әйни замандики хәлқара вәзийәтниң буниңға йол қоймиғанлиқини баян қилди.
Бу хәтни ашкарилиған шиветсийәдики уйғур зиялийси зулһаят өткүр ханим бу хәт-чәкләрниң әйни замандики бәзи сиясий өзгиришләр вә уйғур тарихидики бәзи шәхсләр һәққидә һәқиқий учурлар билән тәминләйдиғанлиқини баян қилди.