Өмрини шәрқий түркистан дәвасиға атиған әйса әпәндиниң вәтини вә кәшмирдики һаят сәпири

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.12.22
Өмрини шәрқий түркистан дәвасиға атиған әйса әпәндиниң вәтини вә кәшмирдики һаят сәпири Әйса йүсүп алиптекин әпәндим аилиси билән биргә.
Photo: RFA

20-Әсир уйғур тарихидики әң муһим сиясий әрбаблардин бири, 95 йиллиқ өмрини уйғурларниң әркинликигә атиған муһим шәхсләрдин әйса йүсүп алиптекинниң вапатиниң 25-йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида хатириләш паалийәтлири өткүзүлүп, униң иш-излири, уйғурларниң әркинлик дәвасиға қошқан төһпилири әсләп өтүлди. Уйғур сиясийонлар, тарихчилар мәрһум әйса йүсүп алптәкинниң көрәш һаятиға юқури баһа беришти. Өткәнки программимизда әйса әпәндиниң ата-бовилириниң һаяти, әйса әпәндиниң яшлиқ чағлири, әнҗан вә ташкәнттики паалийәтлири һәққидә тохталған идуқ. Бүгүнки аңлитишимизда әйса әпәндиниң 1945-йили 10-айда үрүмчигә барғандин кейинки паалийәтлири, 1949-йилиниң ахирида һиндистанниң кәшмиргә қечиқ чиқиш җәряни вә у йәрдики паалийәтлириди һәққидә тохтилимиз.

Әйса йүсүп алиптекин әпәнди 1932-йили узун вә мушәққәтлик сәпәрдин кейин хитайниң пайтәхти нәнҗиңгә йетип берип, 1945-йилиғичә нән җиң вә ланҗов қатарлиқ җайларда вәтини үчүн көрәш қилған. 1945-Йили уйғур дияриға қайтип кәлгәндин кейин 1947-йили мәсут әпәнди рәисликидә қурулған бирләшмә һөкүмәттә баш катиплиқ вәзиписини өз үстигә алған. Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин бу тоғрилиқ мәлумат берип мундақ деди: ‛мәсут әпәнди 1947-йили өлкилик һөкүмәтниң рәисликигә сайлиниду. Әйса әпәнди болса шу һөкүмәтниң баш катиплиқиға сайлиниду. Шу чағда муһаммәд имин буғраниңму қоллиши билән булар төвәндики хизмәтләрни қилишқа тиришиду. Биринчидин шәрқий түркистан хәлқини, болупму түркий милләтләр ичидики ишсизларниң санини азайтиш, сәһийә хизмәтлирини раваҗландуруш, миллий тилдики мәктәпләрниң санини көпәйтиш, алий мәктәпләрниң сүпитини яхшилаш вә миллийләштүрүш. Иккинчидин ‘шинҗаң’ дегән мустәмликә наминиң орниға шәрқий түркистан дегән намни қоллиниш. Һөкүмәтниң тилини миллийләштүрүш, рәсмий алақиларда хитай тилини әмәс уйғур тилини ишлитиш, мәктәпләрдә миллий тарихниң орниға түркий милләтләрниң омумий тарихини оқутуш, шәрқий түркистандики қазақ, қирғиз, татар, өзбәк қатарлиқ түркий хәлқләр оттурисидики қериндашлиқ мунасивитини күчәйтиш. Шәрқий түркистанға хитай көчмәнләрни йөткәшни пүтүнләй тохтитиш. Хитай билән шәрқий түркистан оттурисида пойиз йоли ясашқа қәтий рухсәт қилмаслиқ. Шәрқий түркистандики йәр асти вә йәр үсти байлиқлириниң шәрқий түркистандики түркий хәлқләр тәрипидин ишлитилиши дегәнгә охшаш тәләпләр билән миллий сиясәт елип барған иди. ‚

Eysa-yusup-Alptekin-Ailisi-02.jpeg
Әйса йүсүп алиптекин әпәндим аилиси билән биргә.

Әйса әпәндиниң муһаммәд имин буғраниң баш тәһрирликидә “алтай нәшрияти” ни қуруп, юқуридики сияситини уйғур хәлқиғә аңлитишқа тиришқан. Әркин алиптекин әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “миллий сиясәт асасида әйса әпәндиниң мудирлики, муһаммәд имин буғраниң баш тәһрирликидә алтай нәшриятини қуруп, “әрк, ялқун, юрт, алтай” дегәндәк гезит-җурналларни нәшир қилишқа башлайду. Бу гезит вә җурналлар арқилиқ юқурида баян қилинған маддилар шәрқий түркистан хәлқиғә кәң-көләмдә тәшвиқ қилинишқа башлайду. “әрк” гезитиниң баш бетигә йезилған ‘ирқимиз түрк, динимиз ислам, вәтинимиз шәрқий түркистан’ дегән сөз бүтүн хәлқ арисида тарқилип, хәлқниң дилиға сиңип кәткән. Мән у чағларда 12 яш идим, бизниң өйдики музакиригә шу вақиттики яш зиялилардин абдуррәһим өткүр, һаҗи яқуп қатарлиқлар қатнишатти. Үч әпәндиниң бу хизмәтлири хәлқ арисида уларға болған сөйгүни күчәйтиду. Буларниң бу паалийитигә қарши комунист совәт иттипақиниң тәшвиқатиму күчийип кетиду. "

Әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң “әсир шәрқий түркистан үчүн күрәш” намлиқ әслимисидә ейтилишичә, 1949-йили гуоминдаңға қарши җәңдә ғәлибә қилған комунист хитай армийәси гәнсудин уйғур дияриға қарап йолға чиқиду. Буниңдин хәвәр тапқан гуоминдаң армийәсиниң шәрқий түркистандики баш қомандани соң шилийән билән 1948-йилиниң ахирида өлкилик һөкүмәтниң рәисликигә тәйинләнгән борхан шәһиди тәслим болғанлиқини елан қилидикән. Шуниң билән үч әпәндиләр дәп аталғанлардин әйса әпәнди билән муһаммәд әмин буғра чәтәлгә чиқип кетишкә қарар берип, 1949-йили 10-айниң 17-күни үрүмчидин йолға чиққан. Мәсут сабри әпәнди болса үрүмчидә қелип қелишқа қарар беридикән. Әйса әпәндиниң оғли әркин алптекин әпәнди бу җәрян тоғрисида мәлумат бәрди.

Дадиси әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики көчмәнләр билән бирликтә 1949-йили егиз тағ-даванларни ешип 1949-йили 12-айниң 20-күни һиндистанниң ладах шәһригә йетип келип панаһлиқ тилигәнликини оттуриға қойған әркин алптекин әпәнди бу сәпәрдә 50 кишиниң җенидин айрилғанлиқини униң ичидә сиңлиси ярқин ханимниңму барлиқини, һиндистан һөкүмити башқа дөләткә кетиш шәрти билән уйғурларниң паналиқини қобул қилғанлиқини оттуриға қойди.

Уйғурларниң лидири әйса әпәнди билән муһаммәд имин буғра мусапир уйғурларни қобул қилиши үчүн нурғун дөләткә илтимас қилған болсиму, паналиқини һичқандақ дөләт қобул қилмиған, пәқәтла түркийә 1852 көчмәнни қобул қилған. Улар 1954-йили түркийәгә йетип барған. Әркин алиптекин әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Бизниң әйса әпәндиниң үрүмчидә елип барған паалийәтлири тоғрисида зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, шең шисәй гуоминдаң тәрәпкә өткәндин кейин әйса йүсүп алиптекин, мәсут әпәнди вә муһаммәд имин буғра қатарлиқларниң 1945-йили 10-айда вәтинигә қайтқанлиқини, шәрқий түркистандиму нәнҗиндикигә охшап кетидиған ишларни қилғанлиқини оттуриға қойди.

Әйса йүсүп алиптекин аилиси 1949-йили 10-айниң 17-күни муһәммәд имин буғра аилиси билән бирликтә үрүмчидин йолға чиқип, узун мушақәтлик сәпәр арқилиқ 1954-йили түркийәгә келип олтурақлашқан. Әйса әпәнди 1960-йили истанбулда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитини, 1985-йили шәрқий түркистан вәхпини қурған. Әйса әпәнди 1995-йили 12-айниң 17-күни вапат болғучә шәрқий түркистан дәваси йолида тинимсиз күрәш қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.