Өмрини шәрқий түркистан дәвасиға атиған әйса әпәндиниң түркийәдики һаят сәпири

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.12.23
Өмрини шәрқий түркистан дәвасиға атиған әйса әпәндиниң түркийәдики һаят сәпири Әйса йүсүп алиптекин әпәндим сабиқ дөләт рәиси сулайман дәмирәл (солда) билән биргә.
RFA/Erkin Tarim

Әйса йүсүп алиптекин 1901-йили қәшқәрниң йеңисар наһийәсидә дуняға кәлгән. Хитай коммунистлири уйғур дияриға бесип киргән 1949-йилиниң ахирида, у муһәммәд имин буғра билән бирликтә вәтәнни тәрк етип, чәтәлгә чиқип кәткән. 1954-Йили түркийәгә келип олтурақлашқан. Әйса әпәнди 1960-йили истанбулда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитини, 1985-йили шәрқий түркистан вәхпини қурған. Әйса әпәнди 1995-йили 12-айниң 17-күни вапат болғучә шәрқий түркистан дәваси йолида тинимсиз күрәш қилған. У, түркийәдә давамлаштурған йерим әсирлиқ мустәқиллиқ дәваси җәрянида көп қетим хәлқара йиғинларға қатнашқан дуняниң һәр қайси дөләтлирини айлинип уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитишқа тиришқан.

1965-Йилидин 1995-йили вапат болғучә арилиқта узун йил әйса йүсүп алптекинниң йенида ишлигән һамутхан гөктүр әпәнди әйса әпәндиниң түркийәдә шәрқий түркистан дәвасиниң тонулушиға зор төһпә қошқанлиқини баян қилди.

Әйса йүсүп алптекинниң әслимилиридә йезилишичә, 1970-йилиниң кириши билән америка билән совет иттипақидин ибарәт дәриҗидин ташқири икки чоң дөләт вә улар йетәкчилик қилған дунядики икки чоң дөләтләр гуруһи оттурисидики риқабәт техиму күчәйгән. Дәл мушу мәзгилдә, йәни 1970-йили апрелда әйса йүсүп алиптекин оғли арслан алптекинниң һәмраһлиқида америкиға зиярәт елип бариду. Бу зияритидә америка дөләт мәҗлисиниң рәиси җон виллям мәккормәк билән көрүшиду шундақла америка ташқи ишлар министирлиқидики муһим әрбаблар билән көрүшүп, шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида хәт суниду. Буниңдин сирт японийә вә бәзи явропа дөләтлиригә зиярәт елип берип хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясәтлирини аңлатқан болсиму хәлқара таза тәсир қозғиялмайду. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталди.

Әйса йүсүп алиптекин 1978-йили бир қатнаш қазасида көзи көрмәс болуп қалған болсиму, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ дәвасидин ваз кәчмигән. 1980-Йили истанбулда нәшрият мәркизини қурған. 1985-Йилиға кәлгәндә шәрқий түркистан вәхпини қуруп, өз дәвасини давамлаштурған. Һазир дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси болуп вәзипә өтәватқан өмәр қанат әпәнди 1980 йилидин тартип 7 йерим йил әйса әпәндиниң йенида ишлигән. У, әйса әпәнди билән муһәммәд имин буғраниң түркийәгә чиққандин кейин шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн тәврәнмәстин тинимсиз күрәш қилғанлиқини баян қилди.

Әйса йүсүп алиптекин әпәнди гезит-журнал чиқириш, доклат бериш йиғинлири өткүзүш, мухбирларға баянат бериш, һәрқайси дөләтләрниң рәһбәрлиригә хәт йезиш арқилиқ өз дәвасини елип берипла қалмастин көп санда мақалә вә китаб йезип қалдурған. Бүгүнки күндә у язған китаблар уйғур тәтқиқатида мәнбә болуп ишлитилмәктә. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Әйса йүсүп алиптекин әпәнди 1954-йили түркийәгә кәлгән күндин 1995-йили вапат болғучә болған арилиқта түркийәниң барлиқ дөләт рәиси вә баш министир вә көп санда министирлири билән көрүшүп уйғур мәсилисини аңлатқан вә түркийәдики көчмән уйғурларниң қийинчилиқлирини һәл қилған. Бу учришишларда әйса әпәндиниң йенида болған өмәр қанат әпәнди әйса әпәндиниң өзини тәсирләндүргән әң муһим алаһидиликлиридин бириниң наһайити сипаһи вә салапәтлик лидер икәнликини оттуриға қойди.

ozal_demirel_eysa_Alptekin.jpg
Әйса йүсүп алиптекин әпәндим сабиқ дөләт рәиси өзал (оңда) вә башминистир сулайман дәмирәл (солда) билән биргә.

1985-Йилидин кейин хитайниң сиртқа ечиветиш сиясити билән түркийәгә көчүп кәлгән уйғурлар билән оқушқа кәлгән уйғурларниң сани көпийишкә башлиди. 1990-Йилидин кейин түркийәгә кәлгәнләрниң сани техиму көпийишкә башлиди. Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммәд әпәндиму булардин бири. У 1993-йилидин 1995-йилиғичә әйса әпәндиниң йенида ишлигән. У, әйса йүсүп алиптекин билән болған әслимилирини биз билән ортақлашти.

Eysa-Yusup-Alptekin-Baghchisi.png
Истанбулдики әйса йүсүп алиптекин бағчиси.

Әйса йүсүп алиптекин 1995-йили 12-айниң 17-күни истанбулда аләмдин өткән иди. Униң җиназа намизи фатиһ мәсчитидә оқулғандин кейин, мейити түркийәниң сабиқ баш министири аднан мәндәрәс, сабиқ дөләт рәиси турғут өзаллар дәпнә қилинған топқапи мазарлиқиға дәпнә қилинғаниди. Униң җиназа мурасимиға түркийәниң дөләт рәиси сулайман дәмирәл вә бәзи министирлар гүлчәмбирәк әвәткән вә қатнашқан болуп, түркийәдики чоң телевизийә қаналлири нәқ мәйдандин хәвәр бәргәниди. Бүгүнки күнгичә түркийәниң нурғун шәһәрлиридики бағчиларға, кочиларға вә мәктәпләргә әйса йүсүп алптекинниң исим фамилиси берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.