Әйса йүсүп алиптекин б д т ниң баш катипиға язған хетидә уйғурларниң “қирғинчилиққа учраватқанлиқи” ни язған
2021.12.27
20-Әсир уйғур дияри тарихида “3 әпәнди” дәп тонулған мәшһур шәхсләрдин бири болған мәрһум әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң 1959-йили 10-айниң 13-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи даг һаммаршөлдгә язған бир парчә хетидә хитайниң уйғурларға қарита қирғинчилиқ сиясити елип бериватқанлиқини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң буни тохтитиши керәкликини баян қилған.
Һазир шиветсийә лунд университетида сақлиниватқан “шәрқий түркистан коллексийони” дики хәт-чәкләр ичидә тонулған дипломат, түрколог гуннар ярриңниң уйғур сиясийонлар, түркологлар вә җамаәт әрбаблириға язған хәт-чәклиридин сирт, мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң һәрқайси дөләтләрниң рәһбәрлири вә б д т баш катипиға язған хәтлириму бар икән.
Биз бу хәт-чәкләрни мәзкур архиптин тепип елан қилған шиветсийәдики уйғур зиялийси зулһаят өткүр ханим билән сөһбәт елип беришни тәләп қилған болсақму, у, уйғур академийәсиниң тор бетидә елан қилинған “шәрқий түркистан коллексийонидики әйса йүсүп алптекингә аит мәктуплар” мавзулуқ мақалисидә тәпсилий тохталғанлиқини, униңдин пайдилансақ болидиғанлиқини ейтти. Мақалидә баян қилинишичә әйса йүсүп алптекингә аит мәзкур мәктуплар ичидә, әйса әпәндиниң 1959-йили 10-айниң 13-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи даг һаммаршөлдгә язған бир парчә хети бар болуп, мәзкур хәттә әйса әпәнди хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини уйғурлар йоқ қилиш сиясити, йәни ирқий қирғинчилиқ дәп атиған.
Зулһаят өткүр ханим мақалисидә мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи болған даг һаммаршөлд әпәндигә язған хетиниң қисқичә мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мунуларни язған: “бу, әйса йүсүп алиптекин әпәнди 1959-йили 10-айниң 13-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи даг һаммаршөлдгә язған бир парчә хәттур. Бу киши 1953-йилидин 1961-йилғичә таки айропилан вәқәси суйиқәстигә учрап вапат болғанға қәдәр б д т дә вәзипә өтигән. 1961-Йилида нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән икән.
Әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң бу хети җәмий үч бәт болуп, хәт түрк тилида йезилған. Әйса йүсүп алиптекин әпәнди хетидә шәрқий түркистан земининиң қизил хитай тәрипидин бесивелинип, 1949-йили 10-айниң 13-күнидин тартип ‛шинҗаң‚ нами билән атилип келиватқанлиқини, залим хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда, хәлққә еғир бесим сиясити йүргүзүватқанлиқини, 6 нуқтиға йиғинчақлап аңлитиду. Бу алтә нуқта ичидә, хитай һөкүмитиниң түрлүк баһанә-сәвәбләрни уйдуруп чиқирип, шәрқий түркистанлиқларни тутқун қилиш, өлтүрүш, искәнҗә қилиш җазаси бериш арқилиқ қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи, коммуна намида система қуруп, уйғур хәлқини 18 саәт мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини аз дәп ач-ялиңач қоюватқанлиқи вә йәрлирини тартивелип, хитай көчмәнләргә бөлүп беришиниң, нурғун кишиниң совет иттипақиға қечишқа мәҗбур қалғанлиқи, уйғурларниң дини, тили, өрп-адәт вә мәдәнийитини йоқитип орниға хитай тили вә мәдәнийитини дәсситиватқанлиқидәк тәқдиргә дучар болуватқанлиқини аңлитиду”.
Әйса йүсүп алиптекинниң б д т баш катипиға язған бу хети һәққидә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди хитайниң әслидә шәрқий түркистанни бесивалған күндин башлап, “ирқий қирғинчилиқ” сиясити елип бериватқанлиқини, әйса әпәндиниң әйни замандики америка қошма штатлири президенти қатарлиқ көп сандики дөләт рәһбәрлиригә бу һәқтә хәт язған болсиму, дуняниң диққитини тарталмиғанлиқини, һазир уйғурларға пурсәт кәлгәнликини, буниңдин яхши пайдилиниши керәкликини оттуриға қойди.
Әйса йүсүп алиптекинниң әйни дәврдики уйғурларниң еғир вәзийитини аңлатқан хәтлири немә қиммәткә игә? әнқәрәдики һаҗәттә университети тарих кәспи оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, әйса йүсүп алптекин вә муһәммәд имин буғралар йезип қалдурған китаб, мақалә, хәт-чәк вә дәва пиланлириниң зор әһмийәткә игә икәнликини, уларниң шәрқий түркистан дәвасиниң асасини қурғучи кишиләр икәнликини баян қилди.
Узун йил мәрһум әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң йенида хизмәт қилған сабиқ шәрқий түркистан вәхписиниң рәиси, пешқәдәм паалийәтчи һамутхан көктүрк әпәнди әйни дәврдә түрлүк сәвәбләр түпәйлидин һәр қайси дөләтләр хитайниң уйғур елидики сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитмигән болсиму, мәрһум әйса йүсүп алптекинниң һәрқайси дөләтләрниң рәһбәрлиригә вә түрк җамаәтчиликигә хитайниң уйғурларни йоқ қилиш сиясити елип бериватқанлиқини давамлиқ тәкитләп кәлгәнликини билдүрди.
2021-Йили 20-әсир уйғур тарихидики муһим шәхсләрдин муһәммәд имин буғра, мәсут сабири байқузи, әйса йүсүп алптекиндин ибарәт “3 әпәндиләр” дин бири болған мәрһум әйса йүсүп алиптекин туғулғанлиқиниң 120 йиллиқи, шундақла 2021-йили 12-ай мәрһумниң истанбулда аләмдин өткәнликиниң 26 йиллиқ хатирә ейидур.