Аҗизлаватқан “фашизим” чүшәнчиси вә уйғурларда тәкрарлиниватқан тарихий паҗиәләр

Мухбиримиз әзиз
2020.11.09
shadi-hamid.jpg Вашингтон шәһиридики “брокиң ақиллар мәркизи” ниң хадими, 2019-йили “дунядики әң тәсиргә игә 50 мутәпәккур” ниң бири болуп баһаланған доктор шади һамид әпәнди тор йиғинида. 2020-Йили 8-ноябир.
Social Media

Йеқинқи мәзгилләрдә америкадики бир қисим ахбарат васитилиридә унтулғили хели узун болуп кәткән “фашистлиқ” яки “фашизим” аталғулири анчә-мунчә көзгә челиқидиған болуп қалди. Әмма бу аталғуларниң иккинчи дуня уруши мәзгилидики “фашизимға қарши дуняви бирликсәп” һәққидә әмәс, әксичә америкадики бир қисим сиясйонларға даритмилиниши бу саһә билән тонушлуқи болған бәзи мутәхәссиләрни җиддий инкас қайтурушқа үндиди. Вашингтон шәһиридики “брокиң ақиллар мәркизи” ниң хадими, 2019-йили “дунядики әң тәсиргә игә 50 мутәпәккур” ниң бири болуп баһаланған доктор шади һамид әнә шуларниң бири.

Шади һамидни тәәҗҗүпләндүргән бир нуқта америка земинидики бир қисим шәһәрләрдә иҗтима’‍й мәсилиләр түпәйлидин келип чиққан зор көләмлик пуқравий тоқунушларни контрол қилиш үчүн америка һөкүмитиниң һәрбий қисимларни әвәтип тәртип сақлишини бирқисим кишиләрниң “җамаәт пикрини басқанлиқ һәмдә фашистлиқ қилғанлиқ” дәп әйиблиши болған. Болупму бәзиләрниң “тәртипни сақлаш” һәққидә сөз қилған америка кеңәш палатасиниң әзаси том каттонни “фашист” дәп атиши уни техиму һәйран қалдурған. У “атлантик” гезитидә елан қилған бу һәқтики мақалисидә бу йүзлинишни кәскин тәнқидләп “әгәр бу ишларни фашизимға бағлисақ у һалда америкалиқларниң фашизим һәққидики чүшәнчисини бәкла аҗизлап кетипту, десәк болиду” дәп көрсәтти. Чүнки униң қаришичә, нөвәттә фашизим билән бағлинишлиқ болған шунчә зор қәбиһлик йүз бериватқанда бу кишиләрниң бу һәқтә сөз қилишниң орниға гәпни башқа яққа елип қечиши “төгини ташлап түгмигә есилғанлиқ” тин башқа нәрсә әмәс икән. У бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида бу тоғрисида мундақ деди:

“әгәр ‛ню-йорк вақти гезити‚ниң бирнәччә һәптә илгирики баш мақалисигә қарайдиған болсиңиз униңдин фашизимниң қандақ нәрсә икәнлики көрүвалғили болиду. Униңда хоңкоңдики қанун чиқарғучи каттилар өктичиләрни яки өзлириниң нопузиға қарши чиққучи барлиқ кишиләрни шунчилик қәбиһ ибариләр билән әйиблигәниди. ‛ню-йорк вақти гезити‚ болса демократийини ашундақ явузларчә бастуруветишни тәрғиб қилған һәмдә хитай һөкүмитиниң залим тәбиитигә һесдашлиқ қилған бир кишиниң мақалисини елан қилди. Шуниң билән мән бу мәсилини техиму кәңрәк даиридин һәмдә хитай һөкүмитиниң характеридин чиқип туруп йорутуп беришни мувапиқ көрдүм. Чүнки бәзиләрниң америка һөкүмитиниң һәрбийләр арқилиқ җәмийәт тәртипини сақлаш қилмишини ‛фашистлиқ‚ дәп әйиблиши маһийәттә биздики демократийигә қара чаплаштин башқа нәрсә әмәс. Әмма бу кишиләр ‛фашизим‚ яки ‛һакиммутләқлиқ‚ һәққидә сөз болғанда немишқидур хитай һөкүмитиниң һазир уйғурларға қиливатқан зулумлирини тилға елишни халимайду. Шундақла хитай һөкүмитини ‛фашист‚ дәп аташтинму қорқиду. Мушуниң өзи маңа бир қисим затлиримиздики рошән болған қош өлчәм хаһишиниң шолиси болуп көрүнүшкә башлиди. Техиму муһими биздики бир қисим сиясийонларниң ‛фашизим‚ һәққидики чүшәнчисиниң бәкла аҗизлап кәткәнликини намаян қилди. Һалбуки һазир биз көрүватқан шунчә қәбиһ қилмишлар мана мән дәп турса, бир қисим кишиләрниң бу ишларни унтуп кәтмәкчи болуши мени бәкла биарам қилди. Чүнки һазир хитай һөкүмитиниң бу ишларға җавабкар болидиған вақти йетип келиватиду.”

Доктор шади һамидниң пикричә, нөвәттә “фашизим” ниң типик бәлгилири уйғурлар дияридики бастурушта бәкму ашкара әкс етиватқан болуп, буниң дәлил-испатлири тағдәк дөвилинип турмақтикән. Шуниң үчүн һазир бир қисим сиясийонлар вә мутәхәссисләр бу һадисиләр тоғрисида “кишилик һоқуқ” ибарисини әмәс, әксичә “қирғинчилиқ” аталғусини қоллинишқа йүзләнмәктикән. Йәнә келип бундақ аччиқ реаллиқ алдида “қирғинчилиқ” аталғусини қоллиниш мәсилиниң маһийитини техиму яхши йорутуп беридикән.

“мениңчә ‛қирғинчилиқ‚ дегән ибарә бәкла муһим. Чүнки бу аталғу һазир уйғурлар дуч келиватқан зулумни чүшиништә, бу бастурушларниң дуняниң башқа җайлирида болуватқан адәттикичә вә омумийлиқ түсини алған иҗтимаий һадисиләрдин нәччә еғир болған паҗиә икәнликини айдиңлаштурувелишта бәк муһим. Бәзиләр бу һадисиләрни ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи‚ дәпму атаватиду. Чүнки һазир хитай һөкүмити бир милләтни, уларниң мәдәнийитини вә буниңға талиқ барчә шәйиләрни йоқ қилишни қәстләватиду. Өткән йиллардин буян буниңға мунасивәтлик көплигән қәбиһ реаллиқ ашкарилинишқа башлиди. Болупму коллектип шәкил алған уйғур қиз-чоканлириниң номусиға тегиш қилмишлири, җүмлидин хитай кадирлириниң ‛туғқан болуш‚ намида әр киши қалмиған уйғур аилилиригә кирип йетивелиши, қиз-чоканларни мәҗбурий туғмас қиливетиш, уйғурларниң нопусини сүний йосунда чәкләш дегәнләрниң һәммиси бизниң бу һадисиләрни ‛басқунчилиқ‚, ‛қирғинчилиқ‚ дәп атишимиз керәкликини көрситиду. Чүнки мушундақ аталғулар арқилиқ биз һазир уйғурлар дуч келиватқан паҗиәниң, хитай һөкүмитиниң қиливатқанлириниң қандақ характердә икәнликини гәвдиләндүрүп берәләймиз. Йәнә бир яқтин қарайдиған болсақ хитай һөкүмити һазирму мушу қилмишларни давам қиливатиду.”

Доктор шади һамидниң көзитишичә, уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ қилмишлириға оттура шәрқтики ислам дөләтлириниң сүкүт қилиши һәмдә хитай билән дост тартишиши ислам дини, мусулманлар аммиси һәмдә “ислам диниға хаинлиқ қилиштәк” үч тәрәплимә мунасивәтниң нәтиҗиси икән. Болупму буниңда “бир қисим оттура шәрқ һакимийәтлириниң ислам диниға сатқунлуқ қилиштәк қилмишини йәнә бир қисим кишиләрниң ислам динини хунүкләштүрүш васитиси қиливелиши техиму қорқунчлуқ” икән. У бу һәқтә сөз болғанда мундақ дәйду:

“мусулман әллириниң уйғурлар дуч келиватқан зулумлар һәққидә сөз қилмаслиқи бәкму тирагедийәлик, шундақла адәмниң көңлини бәкму ғәш қилидиған бир һадисә. Буниңда бирнәччә сәвәб бар. Биринчиси, оттура шәрқтики бу ислам дөләтлириниң көпинчиси маһийәттә һакиммутләқлиқ вә зулум ‍үстигә қурулған дөләтләр. Бу ислам дөләтлириниң рәһбәрлири сепи өзидин залим кишиләр болғанлиқи, шундақла өз хәлқигә изчил зулум қилип келиватқанлиқи үчүн улар өзлири билән ортақлиққа игә болған хитайдәк бир залим билән тезла достлишалайду. Мәсилән, сәуди әрәбистанға қарайдиған болсақ ислам дининиң пешваси һәмдә икки һәрәмниң хизмәткари болған бир киши рәһбәрлик қиливатқан бу һакимийәтни биз ислам һакимийити, дәп ейталмаймиз. Чүнки сәуди әрәбистани һөкүмитиниң мунапиқларчә йәнә бир залимни қоллиши ислам дининиң һечқандақ әһкамиға тоғра кәлмәйду. Йәнә бири, ислам әллиридики асаслиқ ахбарат васитилири һөкүмәтниң контроллуқида болғачқа улар уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләр һәққидә көп хәвәр берәлмәйду. Чүнки хитай билән иқтисадий алақиси қоюқ болған бу дөләтләр уйғурларниң гепини қилип хитай һөкүмитини рәнҗитип қоюштин қорқиду. Бу нуқтидин алғанда муһаҗирәттики уйғурларниң, башқа мусулманлар җамаитиниң бу зулумлар һәққидә әркин дуняда сөз қилиши һәмдә шу арқилиқ бу зулумни техиму көп кишиләргә аңлитиши бәкму муһим. Шуңа бу йәрдики мәсилиниң мәнбәси ислам дини әмәс, әксичә ислам тониға оринивалған истибдат һакимийәтләрдур. Бу һакимийәтләр һечқачан ислам диниға вәкиллик қилалмайду. Сәуди һөкүмитиму буниң ‍ичидә.”

Доктор шади һамидниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә қиливатқанлирини әркинлик алимидә кишиләр тилға елиштинму уйилидиған болуп, бу һадисиләрни чоқум ашкара сөзләш керәк икән. Чүнки америкадики “фашизим” һәққидә сөз қилишни истигән кишиләр бешини көтүрсила башқа бир дуняда фашизимниң тириливатқанлиқини, шундақла униң бәтбуй тиниқлириниң йеқинлап келиватқанлиқини һес қилалайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.