Франсийә парламентида “уйғурлар: ашкариланған ирқий қирғинчилиқ механизими” темисида очуқ муназирә өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.10.20
Франсийә парламентида “уйғурлар: ашкариланған ирқий қирғинчилиқ механизими” темисида очуқ муназирә өткүзүлгән Фирансийә парламентида фирансийәлик мухбир вә һөҗҗәтлик филим ишлигүчи ерк дарбре тәрипидин ишләнгән “хитай уйғурларни қандақ йоқитиватиду?” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң қоюлуш мурасимида, д у қ рәиси долқун әйса әпәнди ечилиш нутқи сөзлимәктә. 2022-Йили 19-өктәбир.
RFA/Ekrem

Франсийәлик мухбир вә һөҗҗәтлик филим ишлигүчи ерк дарбре тәрипидин ишләнгән “хитай уйғурларни қандақ йоқитиватиду?” намлиқ филим 19-өктәбир франсийә парламентида көрситилгән. Франсийәниң парламент әзалири, мухбирлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири болуп көп санда киши қатнашқан мәзкур филимниң қоюлуш мурасимида, д у қ рәиси долқун әйса әпәнди ечилиш нутуқи сөзләшкә тәклип қилинған.

Мәлум болғинидәк, америка һөкүмитидин башқа, франсийә парламентиму әнгилийә, белгийә, голландийә, канада қатарлиқ 10 дин артуқ дөләтләрниң парламентиға охшаш “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған бир парламенттур. Франсийә парламентиниң бәзи әзалири хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастурушлирини даим дегүдәк парламентта күнтәртипкә елип келишкә теришмақта.

Д у қ ниң программа йетәкчиси зумрәтай уйғур “хитай уйғурларни қандақ йоқитиватиду?” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң қоюлуш вә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида муназирә җәрянида хатирә сүрәттә. 2022-Йили 19-өктәбир.

20-Өктәбир париждин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәндиниң билдүришичә, “хитай уйғурларни қандақ йоқитиватиду?” намлиқ бу филимни ишләш үчүн филим аптори ерк дарбре узун мәзгилдин буян көплигән лагер шаһитлирини зиярәт қилған вә “уйғур сот коллегийәси” қобул қилған нурғунлиған гуваһлиқлардин пайдилинип, уйғур ирқий қирғинчилиқини әтраплиқ йорутуп бериш йолида зор теришчанлиқларни көрсәткән.

Филимниң қоюлуш мурасими ахирлашқан кейин, парламентта “уйғурлар: ашкариланған ирқий қирғинчилиқ механизими” дегән темида очуқ муназирә елип берилған. Парламентниң телевизийә қанили тәрипидин нәқ мәйдандин тарқитилған бу муназиригә франсийә парламентиниң әзаси җеан пирре гратен риясәтчилик қилған. Филим аптори ерк дарбре, д у қ ниң программа йетәкчиси зумрәтай уйғур, “азатлиқ гезити” ниң мухбири лавренс дефранокис қатарлиқлар уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида муназириләр елип барған.

Фирансийә парламентида “хитай уйғурларни қандақ йоқитиватиду?” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң қоюлуш вә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида муназирә қилиш йиғининиң күнтәртипи.

Франсузчиси раван болған д у қ хадими зумрәтай уйғур бу муназирә мунбиридә хитайниң сахтикарлиқи вә һелиһәм давам қиливатқан шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқниң һәр саһәси тоғрисида әтраплиқ мәлумат берип өткән. Филим аптори ерк дарбрему бу филимни ишләш җәряни тоғрисида тохталған.

Бүгүн, йәни 20-өктәбир париждин зияритимизни қобул қилған зумрәтай уйғурниң билдүрүшичә, “уйғурлар: ашкариланған ирқий қирғинчилиқ механизими” дегән темидики бу муназиридә болупму уйғур аяллириниң мәҗбурий туғмас қалдурулуши вә җинсий зораванлиқларға учраш мәсилиси көпрәк талаш-тартиш қозғиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.