Фирансийә парламентиниң 53 нәпәр әзаси “уйғурларни қоллаш гурупписи” қурди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.09.30
tomur-tosuq-tekshurush-ayal.jpg Сода базириниң алға қоюлған томур тосуқтин өтүп кетиватқан уйғур аяллири. 2017-Йили 17-июл, ақсу.
AP

Фирансийәдә нәшрдин чиқидиған “азадлиқ” гезити фирансийә парламентиниң 53 нәпәр әзасиниң “уйғурларни қоллаш гурупписи” ни қурғанлиқини елан қилди.

30-Сентәбир күни фирансийәдә нәшрдин чиқидиған “азадлиқ” гезити фирансийә парламентиниң охшаш болмиған партийәләрдин қошулған 53 нәпәр әзасиниң хитайниң җаза лагерлириға хатимә бериш үчүн “уйғурларни қоллаш гурупписи” ни қурғанлиқини елан қилди.

“фирансийә парламент әзалири уйғурларниң йенида” намлиқ бу хәвәрдә тилға елинишичә, “уйғурларни қоллаш гурупписи” ға фирансийәдики “сотсиялистлар вә иттипақдашлар партийәси”, “екеологийә вә демократлар партийәси”, “бүйүк солчиллар партийәси” қатарлиқ үч чоң партийәниң фирансийә парламентидики 53 нәпәр әзаси имза қойған.

“фирансийә парламент әзалири уйғурларниң йенида” намлиқ хәвәрдә парламент әзалириниң мундақ баянлири тилға елиниду: “2016-йилидин башлап хитай һакимийити мусулман түркий тиллиқ хәлқ-уйғурларға қарита йоқитиш сияситини йүргүзүп кәлди. 30-Сентәбир күни парламентлар коллектипи хитайниң бу номус лагерини тақаш, қанунниң зомигәрлик, вәһшийлик вә явайилиқ үстидин ғалип келиши үчүн бирлишиш чақириқини оттуриға қойди.”

Хәвәрдә йәнә мунулар тилға елиниду: “бир хәлқниң йоқилишқа йүзлиниши, бир дуняниң йоқилишқа йүзлиниши билән охшаштур. Нөвәттә хитайда бир трагедийә йүз бәрмәктә. 2016-Йилиниң ахирлиридин башлап хитай һакимийити шинҗаңдики уйғурларниң әқәллий кишилик һәқ-һоқуқлириға таҗавуз қилип, инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүп кәлмәктә.”

Хәвәрдә йәнә мундақ кәскин ибариләр орун алған: “2016-йилиниң ахирлиридин башлап дуня хитайниң ғәрбий-шималидики инсаний қиммәтниң бәрбат қилинишиға көзлирини юмуп кәлди. Уйғур райони 21-әсирдики көлими әң зор болған түрмигә айланди. 13 Милйонлуқ аһалигә игә дәп тәхмин қилиниватқан уйғурлардин 1 милйон 800 миңдин 3 милйонғичә болған киши җаза лагерлириға қамилип, еғир азабқа дучар болмақта вә өлтүрүлмәктә. Мәқсәт ениқ һәм рәһимсиз: хитай дөләт рәиси ши җинпиң бу мусулман түркий тиллиқ хәлққә қарита ‛қилчиму рәһим қилмаслиқ‚ ни давамлаштурушни тәләп қилмақта.”

Хәвәрдә җаза лагерлиридики шәпқәтсиз қийнашлар, мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий туғмас қилиш, чәксиз назарәт, мәсчитләрниң һәм қәбристанлиқларниң чеқилиши, нарисидәләрниң ата-анилиридин айриветилиши қатарлиқ паҗиәләргә аит пакитларниң барғансери көпләп ашкара болуватқанлиқи тилға елинип мундақ хуласә қилиниду: “пакитлар бу йәрдә ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқанлиқини, ирқий вә диний җәһәттин охшимиған қан системисиға тәвә бир милләтниң пиланлиқ һәм мәқсәдлик һалда йоқитиливатқанлиқини испатлимақта.”

Фирансийә парламентиниң 53 нәпәр әзасиниң “уйғурларни қоллаш гурупписи” ни қурушиға түрткә болған “явропа уйғур институти” ниң рәиси дилнур рәйһан бу һәқтә тохталғанда, мәзкур гуруппиниң қурулуш җәряни вә мәқсити һәққидә чүшәнчә берип өтти. Д у қ ниң рәис вәкили, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиму бу һәқтә қарашлирини изһар қилип өтти.

“фирансийә парламент әзалири уйғурларниң йенида” намлиқ хәвәрдә “уйғурларни қоллаш гурупписи” ни қурған парламент әзалириниң мунуларни тилға алғанлиқи изаһлиниду: “инсанларниң туғулушидинла әркин, баравәр икәнликини дуняға җакарлиған бир дөләтниң вәкиллири бундақ инсаний вә әхлақий трагедийәгә дуч кәлгәндә сүкүт қилип һәм баш чөкүрүп турувалалмайду. Вақит қалмиди, тарих бизни көзәтмәктә. Бәлки биз җиддий рәвиштә һәрикәт қилидиған заман кәлди. Әгәр биз һечқандақ бир тәдбир қолланмисақ, уйғур миллитини йоқитиштин ибарәт бу сиясәт алдимиздики күнләрдә яки һәптиләрдә техиму әшәддилишиду. Биз һеч иш қилмиғанлиқниң қорқунчлуқ бәдилини төләймиз.”

Парламент әзалири сөзлиридә йәнә “бу хил йиргинчлик җаза лагерлирини җиддий рәвиштә тақап, уйғурларниң һаятлиқ вә кишилик һәқлирини қоғдаш, қанунниң зораванлиқ, вәһшийлик вә явайилиқ үстидин ғалип икәнликини дуняға җакарлаш мәқситидә ‛уйғурларни қоллаш гурупписи‚ ни қуруп чиққанлиқи” ни тилға алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.