Истанбул уйғур навайханисидики франсуз навай лео майлет билән сөһбәт
2022.11.08

“истанболдики уйғур навайханисида бир франсуз навай ишләйдикән” дегән учур иҗтимаий таратқуларда тарқилип, диққитимизни тартти. Биз өзигә “ширәли” дәп яраштуруп уйғурчә исим қоювалған бу франсоз йигитни сүрүштүрүп таптуқ. Униң әсли франсузчә исми лео майлет (Léo Maillet) икән. Соаллиримизға пүтүнләй уйғур тилида җаваб бәргән бу йигит, шивитсарийә җәнвә университетиниң җәмийәтсунаслиқ кәспидә докторлуқ илмий унвани үчүн оқуватқан икән. Униң уйғур тилини париж вә истанбул қатарлиқ шәһәрләрдә өгиниватқиниға 4 йилдәк бопту. Зияритимиз җәрянида у: “мән -2014йили шәрқий түркистанға ахириқи қетим бардим вә уйғурларниң нениға һәммидин бәкрәк иштияқ бағлидим” дегәнләрни алаһидә тәкитлиди.
Лео майлет төт йилдин буян мәхсус уйғурларниң нан мәдәнийитини тәтқиқ қилмақтикән. Униң һазирқи асаслиқ тәтқиқат нуқтиси муһаҗирәттики уйғурларниң өзлири яшаватқан дөләтләрдә нан мәдәнийитини сақлаш тиришчанлиқлири, шундақла нанниң уларниң иҗтимаий турмушида тутқан орниға мәркәзләшкән икән.
Төвәндә мухбиримиз гүлчеһрәниң ширәли, йәни истанбул уйғур навайханисидики франсуз навай лео майлет билән өткүзгән бу һәқтики мәхсус сөһбитигә диққәт бәргәйсиләр.